Һакимлар 20:1—48
20 Шуниң билән барлиқ Исраил оғуллири җай-җайлиридин чиқишип, пүткүл җәмийәт бир адәмдәк, Дандин тартип Бәршәбағичә һәм Гилиад йери Йәһваниң алдиға Миспаһта жиғилди.
2 Пүткүл хәлиқниң башчилири, барлиқ Исраил қәбилилири һәқиқий Худаниң хәлқи жиғиниға — 400 000 қилич көтәргән киши жиғилди.
3 Исраил оғуллириниң Миспаһқа кәлгинини Бениамин оғуллириму аңлиди.
Исраил оғуллири шунда: «Ейтиңлара, бу вәһшилик қандақ йүз бәрди?»— дәп сорашти.
4 Өлтүрүлгән аялниң йолдиши, ләвий, мундақ деди: «Мән кенизигим билән Бениаминниң Гиба шәһиригә қоналғуға кәлдим.
5 Маңа Гибаниң турғунлири карши чиқти, улар мән қонған өйни қоршавалди. Мени өлтүрмәкчи болди, аялимни болса зорлап хорлиди. Буниңдин у вапат болди.
6 Мән кенизигимни елип, уни кесип, барлиқ Исраил чәклиригә әвәттим, чүнки улар Исраил үчүн бу қанунсиз һәм уятсиз ишни қилди.
7 Мана силәр, барлиқ Исраил оғуллири мәзкүр ишни қарап чиқип, өз мәслиһитиңларни бериңлар».
8 Барлиқ хәлиқ бир адәмдәк туруп: «Һечқайсимиз чедиримизға һәм өйимизгә қайтмаймиз.
9 Мана, биз Гиба билән немә иш қилимиз: униңға чәк ташлап баримиз.
10 Исраил қәбилилириниң һәрқайсиниң 100 кишидин 10ни, 1000дин — 100ни,10 000дин — 1000ни елип, улар Гибаға баридиған хәлиқкә озуқ-түлүк елип келиду. Қалған хәлиқ Бениаминни униң Исраилда қилған шәрмәндә оқити үчүн җазалашқа бариду»,— деди.
11 Шуниң билән барлиқ исраиллиқлар бир кишидәк жиғилип, шәһәргә қарши чиқти.
12 Андин Исраил қәбилилири Бениамин қәбилисидин сораш үчүн адәм әвәтти: «Қандақ пасиқ иш силәрдә қилинди?
13 Бизгә Гибадики һелиқи бузулған кишиләрни бериңлар, биз уларни өлтүрүп явузлуқни Исраилдин йилтизидин йоқитимиз!» Амма Бениамин оғуллири өз бурадәрлири, Исраил оғуллириға, қулақ селишни халимиди.
14 Йәнә Бениамин оғуллири барлиқ шәһәрлиридин Гибаға жиғилип, Исраил оғуллириға қарши уруш башлаш қарариға кәлди.
15 Шу күни шәһәрләрдин жиғилған Бениамин оғуллириниң сани қарап чиққанда, қилич көтәргәнләрниң 26 000 киши болди. Униңдин ташқири Гиба турғунлириниң сани 700 күчлүк әскәрдин ибарәт еди.
16 Барлиқ хәлиқтин 700 алаһидә әскәр болған, улар һәммиси солхай еди. Улар салғудин ташни етип, қилғиму тәккүзәтти.
17 Исраиллиқлардин Бениамин оғуллирини санимиғанда, қилич чиқирип урушқа ярамлиқлардин 400000 адәм тепилди.
18 Улар туруп Бәйтәлгә барди вә Худадин Исраил оғуллири сорашти: «Ким аримиздин Бениамин оғуллириға қарши урушқа чиқиду?» Йәһва җававән: «Йәһуда биринчи бариду»,— деди.
19 Исраил оғуллири сәһәрдә туруп, Гибаниң қешида қараргаһи билән җайлашти.
20 Шундақ қилип, исраиллиқлар Бениаминға уруш ачти һәм Исраил оғуллири Гибаниң йенида сәп түзди.
21 Бениамин оғуллири Гибадин чиқип, шу күни исраиллиқлардин 22 000 әскәрни һалак қилди.
22 Амма Исраил хәлқи өзини қолиға елип, ушбу йәрдә алдиңқи күндәкла сәп түзди.
23 Исраил оғуллири Йәһваниң алдиға берип кәч киргичә жиғлишип Йәһвадин: «Мән йәнила бурадәрим, Бениамин оғуллири, билән җәңгә чиқайму?»— дәп сорашти. Йәһва болса: «Униңға қарши чиқиңлар»,— дәп җавап бәрди.
24 Шуниң билән Исраил оғуллири Бениамин оғуллириға иккинчи күндиму җәңгә чиқти.
25 Бениамин уларға қарши Гибадин иккинчи күни чиқип, қилич көтәргән Исраил оғуллиридин 18 000 кишини өлтүрди.
26 Шу чағда Исраил оғуллири һәм барлиқ хәлиқ Бәйтәлгә кәлди. Шу җайда олтирип, улар Йәһваниң алдида жиғлишип шу күнниң кәчқурунғичә роза тутти. Андин улар Йәһваниң алдиға көйдүрмиләрни һәм шүкүр қурбанлиқлирини әкәлди.
27 Шундақ қилип, Исраил оғуллири Йәһвадин җавап күтти. Мәзкүр вақитта һәқиқий Худаниң келишим сандуғи шу йәрдә еди.
28 Һарун оғли, Елиазар оғли Пинихас шу күнләрдә униң алдида туратти. Улар: «Бурадәрим Бениаминға йәниму қарши чиқишим керәкму?»— дәп сориди. Йәһва: Бериңлар, әтә Мән уни қолуңға тапшуримән»,— дәп җавап бәрди.
29 Исраил Гибани қоршавқа алди.
30 Үчинчи күни Исраил оғуллири Бениамин оғуллириға қарши чиқти вә улар Гибаниң алдида авалқидәкла әскирий сәп түзди.
31 Бениамин оғуллири авалқидәкла хәлиқкә қарши чиқти вә бурунқидәкла уларни йолларда уҗуқтурди. Бир йол Бәйтәлгә апиратти, йәнә бирси болса Гибаға етиз арқилиқ созулған еди. Улар җәми 30 адәм исраиллиқларни өлтүрди.
32 Бениамин оғуллири өзлиригә: «Улар авалқидәкла алдимизда жиқиливатиду»,— дейишти. Исраил оғуллири болса: «Улардин қечип, йолларда уларни шәһәрдин кесиветимиз»,— дейишти.
33 Шуниң билән Исраил әскәрлири өз орнидин қозғилип, Баал-Тамарда сәп қурди, қоршавта ятқанлар өз орнидин Гиба өңкүридин чиқип һуҗумға өтти.
34 Гибаниң алдиға пүткүл Исраилдин талланған 10 000 киши топланди вә дәһшәтлик җәң башланди. Бениаминлиқлар болса, уларға апәт кәлгинини билмиди.
35 Йәһва Бениаминни Исраилниң алдида қиривәтти вә шу күни исраиллиқлар Бениамин оғуллиридин қилич көтәргән 25100 адәмни һалак қилди.
36 Бениаминлиқлар исраиллиқлар чекингәндә, улар йеңилип қеливатиду дәп ойлиди. Лекин улар Гибаниң йенида җайлашқан қоршав әскәрлиригә ишәнгән еди.
37 Қоршавта ятқанлар шу мәзгил Гибаға қарап өзлирини атти вә пүткүл шәһәрни қилич билән қириди.
38 Исраиллиқлар қоршавтики әскәрләр билән бәлгү һәққидә келишивалған: бу шәһәрдин көтирилидиған отниң ис-түтүни еди.
39 Демәк, исраиллиқлар җәң җайидин чекингәндә, Бениамин уларни өлтүрүшкә башлап, 30 адәмни қиривәтти, чүнки у өзичә: «Улар мениң алдимда авалқи җәңләрдәк жиқиливатиду»,— дәп ойлап қалди.
40 Шәһәрдин ис түврүктәк көтирилгәндә, Бениамин кәйнигә қариведи, мана, көйүватқан шәһәрдин ис-түтүн асманғичә чиқти.
41 Исраиллиқлар қайтип һуҗумға өтти, Бениамин болса чөчүп кәтти, чүнки униңға апәт кәлгинини чүшәнди.
42 Шуниң билән улар исраиллиқлардин чөлдики йолда қачти, амма қирилиш уларни қоғлиди вә шәһәрдин чиққан әскәрләр уларни уҗуқтурди.
43 Шундақларчә исраиллиқлар Бениаминни қоршавға елип, уни қоғлиди вә Гибаниң шәриқ тәрипигичә һалак қилди.
44 Шундақ қилип, Бениамин оғуллиридин күчлүк 18 000 адәм өлди.
45 Аман қалғанлири болса, бурулуп чөлгә, Римон ғартешиға жүгрәшти. Йолда исраиллиқлар улардин йәнә 5000 кишини өлтүрди вә уларниң кәйнидин Гидомғичә берип, йәнә 2000 адәмни қиривәтти.
46 Һәммиси болуп шу күни Бениамин оғуллиридин 25 000 адәм вапат болди. Уларниң барлиғи қилич көтиридиған қудрәтлик әрләр еди.
47 Қалғанлири чөлдики Римон ғартешиға қечип берип, униң ичидики өңкүрдә 600 киши төрт ай олтарди.
48 Исраиллиқлар Бениамин оғуллириниң шәһәрлиригә берип, адәмләрни, җаниварларни вә неминила йолида учратмиса, һәммини отқа тутти.