Һакимлар 21:1—25

21  Исраил кишилири Миспаһта қәсәм ичип, мундақ деди: «Аримиздин һечким Бениамин оғуллириға өз қизини турмушқа бәрмәйду».  Хәлиқ Бәйтәлгә келип, һәқиқий Худаниң алдида олтирип, пәрияд етип зор жиға билән жиғлашти.  Улар: «Аһ, Исраилниң Тәңри Йәһва! Немишкә Исраилда пүтүнләй бир қәбилә әнди йоқ болди? Қандақларчә бу иш йүз бәрди?»— дәп налә қилишти.  Әтиси хәлиқ сәһәрдә туруп, шу җайда қурбангаһ селип, униңда көйдүрмиләрни вә шүкүр қурбанлиқларни әкәлди.  Исраил оғуллири: «Барлиқ Исраил қәбилилиридин ким Йәһваниң алдидики жиғилишқа кәлмиди?»— дәп сориди. Чүнки Миспаһқа Йәһваниң алдиға кәлмигәнләргә қаттиқ ләнәт оқулған еди вә ундақлар өлүмгә мәһкүм қилиниши лазим еди.  Исраил оғуллири иниси Бениаминға ичи ағришип: «Мана, әнди бир қәбилә Исраилдин мәһрум болди!  Улардин қалғанлири билән аял елишқа мунасивәтлик немә қилимиз, чүнки биз Йәһваниң исми билән қизлиримизни уларға хотунлуққа бәрмәсликкә қәсәм қилдуқ?»— дейишти.  Улар йәнә: «Ким Исраил қәбилилиридин Йәһваниң алдиға Миспаһқа кәлмиди?»— дәп билишти. Шуниң билән Гилиадниң Ябешидин һечким қараргаһқа жиғинға кәлмигини ениқланди.  Барлиқ хәлиқни байқап чиққанда, мана, Гилиадниң Ябешидин бирму турғун йоқлуғи билинди. 10  Шу шәһәргә җәмийәт күчлүк әрләрдин 12 000 адәмни әвәтип, уларға мундақ пәрман чүшәрди: «Берип гилиадлиқ Ябешиниң турғунлирини қилич билән өлтүрүңлар, шуниңдәкла һәм аяллириниму һәм пәрзәнтлириниму. 11  Йәнә монуни қилиңлар: һәрқандақ некалиқ әр-аялларни ләнәткә тутуңлар». 12  Шундақ қилип, улар Ябешниң турғунлири арисида әр билмигән 400 иппәтлик қизни тепип, уларни өзлири билән Қанан йеридики Шилодики қараргаһқа елип кәлди. 13  Андин пүткүл җәмийәт Римон өңкүридики Бениамин оғуллириға әлчи әвәтип, уларға течлиқ җакалиди. 14  Шуниң билән Бениамин қайтип кәлди вә уларға Ябешта аман қалған қизларни хотунлуққа бәрди. Лекин уларниң сани йетәрлик болмиди. 15  Хәлиқ болса Бениамин тоғрилиқ қайғуришатти, чүнки Йәһва Исраил қәбилилириниң пүтүнлигини бузған еди. 16  Җәмийәтниң ақсақаллири: «Қалғанлири билән аял мунасивәтлик немә иш қилимиз, чүнки Бениаминниң аяллириму қирилип кәткән»,— дәп баш қатуришти. 17  Шундақла улар: «Мирас йәр Бениаминниң аман қалған оғуллирида қаливәрсун, болмиса Исраилдин бир қәбилә йоқайду. 18  Амма биз уларға қизлиримиздин хотунлуққа берәлмәймиз, чүнки Исраил оғуллири қәсәм ичип, Бениаминға хотунлуққа бәргән кишини қарғавәтти»,— дейишти. 19  Андин улар: «Мана, өз вақтида Шилода Йәһваниң мәйрими өтиду. Бу мәйрәм Бәйтәлдин шимал тәрәптә, Сихемға апиридиған йолниң шәриқ тәрипидә вә Левондин җәнуп тәрәптә өтиду»,— деди. 20  Шуниң билән улар Бениамин оғуллириға мундақ буйриди: «Берип үзүмзарлиқларда йетиңлар. 21  Шило қизлири уссулға чиққанда, шу чағда үзүмзарлиқлардин чиқип һәрқайсиңлар өзәңларға Шило қизлиридин тутувелип, улар билән Бениамин йеригә қайтиңлар. 22  Уларниң атилири яки акилири шикайәт билән бизгә мураҗиәт қилғанда, биз уларға: “Бизни улар үчүн кәчүрүңлар, сәвәви биз улар үчүн урушта хотунлуққа қиз алмидуқ вә силәрму уларға қиз бәрмидиңлар, чүнки әйиплик болатиңлар”». 23  Бениамин оғуллири шундақ қилишти вә улар уссулға чиққан қизлардин өзлиригә сани бойичә қизларни әпқичивалди. Улар өз егиликлиригә қайтип келип, шәһәрлирини турғузди вә яңливаштин уларда яшиди. 24  Мәзкүр вақитта Исраил оғуллири у җайдин һәрқайси өз қәбилисигә вә өз аилисигә, егиликлиригә қайтип кәтти. 25  Мошу дәвирдә Исраилда падиша болмиған еди: һәрким өзигә дурус көрүнгән нәрсини қилатти.

Изаһәтләр