Һакимлар 4:1—24

4  Еһуд өлгәндин кейин Исраил оғуллири Йәһваниң алдида йәнә яман ишларни қилишни башлиди.  Шуңа Йәһва уларни Хазорда һөкүмранлиқ қиливатқан Қанан падишаси Ябинниң қолиға бәрди. Униң сәрдари болуп Харошәт-Гоимда истиқамәт қилидиған Сисара еди.  Исраил оғуллири Йәһваға пәрияд қилишти. Чүнки Ябинниң 900 төмүр җәң һарвулири болғанди вә у Исраил оғуллирини интайин вәһши 20 жил башқурған еди.  Шу вақитта Исраилниң һакими Лапидовниң аяли, пәйғәмбәр Дебора болди.  У аял Әпрайим теғидики Рама билән Бәйтәлниң арисида өскән пальма дәриғиниң астида яшатти. Исраил оғуллири болса униң йениға сотқа келишәтти.  Дебора киши әвәтип Нәпталимниң Қәдәшидин Абиноамниң оғли Барақни чақиртти. У униңға: «Саңа Исраилниң Худаси Йәһва әмир қиливатиду. Берип, Табор теғида җайлашқин һәм өзәң билән Нәпталим вә Зәбулун оғуллиридин 10 000 кишини алғин.  Мән саңа Қишон өстиңиниң қешиға Ябинниң сәрдари Сисарани әкелип, униң көплигән әскәрлири билән җәң һарвулирини қолуңға селип беримән»,— деди.  Барақ җававән: «Әгәр сән мениң билән барсаң, баримән, әгәр бармисаң, мәнму бармаймән»,— деди.  Дебора: «Беришниғу баримән, амма мошу йолуңда саңа шан-шәрәп болмайду. Лекин Йәһва Сисарини аял кишиниң қолиға тапшуриду»,— дәп җавап бәрди. Шуниң билән у туруп, Барақ билән Қәдәшкә барди. 10  Барақ Зәбулунниң һәм Нәпталимниң әвлатлирини чақирди вә униң кәйнидин 10 000 адәм әгәшти. Дебораму униң билән барди. 11  Шу чағда кенейлиқ Хевер Мусаниң қейинатиси, Ховавниң оғуллири кенейлиқлардин бөлүнүп, өз чедирини Қәдәшниң йенидики Заананим емәнлигидә тиккән еди. 12  Сисараға Абиноамниң оғли Барақниң Табор теғиға чиққанлиғи һәққидә йәткүзди. 13  Сисара өзиниң барлиқ җәң һарвулирини, 900 төмүр һарвулирини, вә Қишон өстиңигә йеқин Харошәт-Гоимдин барлиқ хәлқини чақирди. 14  Дебора Бараққа мундақ деди: «Тур, чүнки бу күндә Йәһва Сисарани қолуңға бериду. Өзи Йәһва алдиңда маңиду». Шуниң билән Барақ Табор теғидин 10 000 әскири билән чүшти. 15  Мошу чағда Йәһва Сисарани вә униң пүткүл җәң һарвулирини һәм әскирини Барақниң алдида қилич билән паракәндиликкә салди. Сисара төмүр һарвусидин чүшүп, пиядә жүгриди. 16  Барақ униң җәң һарвулири билән әскирини Харошәт-Гоимғичә қоғлиди. Сисараниң барлиқ әскири қиличтин өлүп, һечким тирик қалмиди. 17  Сисара болса пиядә кенейлиқ Хеверниң аяли Йаилниң чедириға қечип кәлди, чүнки Хазорниң падишаси Ябинниң вә кенейлиқ Хеверниң өйи оттурисида течлиқ болған еди. 18  Йаил Сисариниң алдиға чиқип, униңға: «Тәхсирим, өйүмгә кириң, қорқмаң»,— деди. У униң чедириға кирди, бу аял униңға йотқан япти. 19  Сисара униңға: «Маңа су бәргинә, уссап кәттим»,— деди. Йаил тулумдин сүтни қуюп, униңға бәрди. Андин уни йепип қойди. 20  Сисара униңға мураҗиәт қилди: «Чедирниң ишиги алдида турғин вә әгәр бирси келип, сениңдин: “Өйүңдә бирси барму?”— дәп сориса, сән: “Һечким йоқ”,— дегин». 21  Хеверниң аяли Йаил қолиға чедирниң қозуғини вә болқини елип, униңға аста йеқинлишип, чекисигә қозуқни шундақ қақтики, һәтта уни йәргә санчивәтти. У болса һарғанлиқтин қаттиқ ухлавататти. 22  Мана, Барақму Сисарани қоғлап йетип кәлди. Йаил униң алдиға чиқип: «Келиң, мән сизгә издәватқан адимиңизни көрситәй»,— деди. У униң чедириға кирип, Сисараниң өлүк ятқинини вә униң чекисидә қозуқниң санчилғинини көрди. 23  Шундақ қилип, мәзкүр күндә Худа Исраил оғуллири алдида Қананниң падишаси Ябинни уларға беқинишлиқ қилди. 24  Исраил оғуллириниң қоли барғансири Қананниң падишаси Ябинниң үстидин чиңийип, улар ахирида Ябинни қирип ташлиди.

Изаһәтләр