Һакимлар 6:1—40

6  Исраил оғуллири яңливаштин Йәһваниң көзидә яман ишларни қилишқа башлиди, шуңлашқа Йәһва уларни мадиамлиқларниң қолиға йәттә жилға беривәтти.  Мадиамлиқлар уларға қаттиқ қисим көрсәтти, шуңа Исраил оғуллири өзлиригә тағларда өңкүрләр билән тепишқа қийин җайларни ясиди.  Исраил терилғу вақитта мадиамлиқлар, амаләкләр һәм шәриқниң хәлиқлири келип, уларға һуҗум қилатти.  Улар чедирлири билән туруп, Газағичә болған зиминда йәр һосулини йоқитип, Исраилға озуққа йә қойни, йә буқини, ешәкни иш үчүн қойматти.  Сәвәви, улар чедирлири һәм маллири билән шунчилик көпчиликтә чекәткиләрдәк келип, уларға вә уларниң төгилиригә йәр йәтмәтти. Шундақ жүрүп, улар Исраил йерини чөлдәритиветәтти.  Шундақ қилип, Исраил Мадиамдин интайин намратлишип кәтти вә Исраил оғуллири Йәһваға дат-пәрияд қилди.  Исраиллиқлар Йәһваға мадиамлиқлар һәққидә жиғлашқанда,  Йәһва уларға пәйғәмбәрни әвәтип, мундақ деди: «Исраилниң Худаси Йәһва силәргә дәватиду: “Мән силәрни Мисирдин, қуллуқ өйидин чиқарғандим.  Силәрни мисирлиқлар һәм барлиқ зорлуқ-зомбилиқ көрсәткәнләр қолидин қутулдуруп, уларни силәрдин қоғлап, йерини силәргә бәргән едим. 10  Шу вақитта Мән силәргә: “Мән Йәһва – силәрниң Илаһиңлар. Өз йеридә яшаватқан аморийларниң худалирини һөрмәтлимәңлар”,— дегән едим. Амма силәр Маңа қулақ салмидиңлар». 11  Йәһваниң пәриштиси келип, Абиезерниң әвлади Йоасқа мәнсүп болған Опрадики йоған дәрәқниң астида олтарди. Йоасниң оғли Гидион мадиамлиқлардин йошурунуп, искәнҗидә буғдийини йәнчивататти. 12  Шунда униңға Йәһваниң пәриштиси көрүнүп: «Қудрәтлик әр, Йәһва сениң билән!»— деди. 13  Гидион униңға: «Тәхсирим, әгәр Йәһва биз билән болса, у вақитта немишкә биз мундақ һаләттә вә атилиримиз бизгә баян қилған Униң барлиқ мөҗүзилири қени? Улар Йәһваниң уларни Мисирдин ачиққинини вә әнди болса Йәһваниң ташлиғинини вә мадиамлиқларниң қолиға тапшурғинини сөзләйду»,— деди. 14  Йәһва униңға қарап, җававән: «Мошу күч-қудритиң билән берип, Исраилни Мадиамниң қолидин қутқазғин. Мән сени әвәтиватимән»,— деди. 15  Гидион җавап берип, мундақ деди: «Һәй Йәһва, қандақларчә мән Исраилни қутқузимән? Мана, мениң нәслим Манасә қәбилиси арисида әң гадай вә мәнму атамниң өйидә кәнҗимән». 16  Йәһва җававән: «Мән сениң билән болимән вә сән мадиамлиқларни бир адәмни уҗуқтурғандәк йоқ қилисән»,— деди. 17  У болса: «Әгәр мән Сениң көзүңдә илтипатқа еришкән болсам, унда мениң Сән сөзлигиниңгә ишинишим үчүн, бир бәлгүни бәргәйсән. 18  Мән Саңа қайтип келип, һәдийәримни тәғдим қилғичә мошу җайдин кәтмигәйсән»,— дәп илтимас қилди. У җавап бәрди: «Сән қайтип кәлгичә Мән ушбу җайда болимән». 19  Гидион берип, оғлақни, ундин петир нанларни тәйярлиди. Гөшни севәткә селип, шорпини қачиға қуюп, пәриштиниң йениға келип, тәғдим қилди. 20  Һәқиқий Худа пәриштиси униңға: «Гөш билән петир нанларни мону ташниң үстигә қойғин, шорпини болса уларниң үстидин қуйғин»,— деди. У шундақ қилди. 21  Йәһваниң пәриштиси қолида болған һасисиниң учи билән гөш һәм нанларға тәгди. Шу мәзгилдә таштин от чиқип, гөш билән нанни йәвәтти. Йәһваниң пәриштиси көздин ғайип болди. 22  Шуниң билән Гидион бу Йәһваниң пәриштиси екәнлигигә көз йәткүзүп: «Һөкүмдар Йәһва, балаға қалдим! Чүнки мән Йәһваниң пәриштисини үзмү-үз көрдүм!»— дәп изһар қилди. 23  Йәһва тәсәлли берип: «Хатирҗәм бол, қорқма, сән өлмәйсән»,— деди. 24  Шу орунда Гидион Йәһваға қурбангаһ ясап, уни «Йәһва-Шалом» дәп атиди. У қурбангаһ мошу күнгичә Абиезерниң Опрасида. 25  Шу ахшими Йәһва униңға: «Атаңниң падисидин бир буқини, йәттә яшлиқ буқини, ал вә атаңниң Баалға болған қурбангаһини вәйран қилғин һәм униң йенидики хасийәтлик түврүкни чепивәткин. 26  Саңа аян болған Худайиң Йәһваға мону ғарташниң үстидә барлиқ тәәллуқатлири билән қурбангаһ ясиғин. Буқини елип, көйдүрмигә сән чепивәткән хасийәтлик түврүкни отун қилип әкәлгин»,— дәп әмир қилди. 27  Гидион өз қуллиридин 10 адәмни өзи билән елип, Йәһва ейтқандәк, һәммини қилди. Бирақ күндүзи атисиниң өйдикилиридин вә шәһәрниң турғунлиридин қорққанлиқтин, буниң һәммисини кечиси қилди. 28  Әтигәнлиги шәһәр турғунлири туруп қариса, мана Баалниң қурбангаһи вәйран қилинған вә униң йенида турған хасийәтлик түврүкму чепилған һәм буқа йеңи селинған қурбангаһ үстидә көйдүрмигә әкәлгән. 29  Улар бир-бирсигә: «Буни ким қилғанду?»— дейишти. Издәп, сораштуруп, ахири: «Буни Йоасниң оғли Гидион қипту»,— деди. 30  Шуниң билән турғунлар Йоасқа: «Оғлуңни ачиқип бәргин. У Баалниң қурбангаһини бузғанлиғи һәм хасийәтлик түврүкни чепивәткәнлиги үчүн өлүши керәк»,— дәп тәләп қойди. 31  Йоас болса қешида турған кишиләргә: «Силәр Баални һимайә қилмақчиму вә уни қорғаш үчүн сөз қилмақчиму? Ким уни һимайә қилса, мошу сәһәрдила өлүмгә тутулиду. Әгәр Баал худа болса, өзини өзи һимайә қилсун, чүнки киши униң қурбангаһини бузувәтти!»— деди җававән. 32  Шу күндин башлап, у уни Йәрубаал дәп атиди, чүнки у: «Баал өзи униң билән сотлашсун, сәвәви у униң қурбангаһини вәйран қилди»,— деди. 33  Шу арилиқта мадиамлиқлар, амаләкләр вә шәриқ турғунлири биргә жиғилип, дәриядин өтүп, Йизриәл вадисида қараргаһлирини тикишти. 34  Йәһваниң роһи Гидионға чүшүп, у карнәй чалди. Абиезерниң нәсли униң кәйнидин меңишқа чақирилди. 35  У әлчиләрни пүткүл Манасәниң қәбилисигә әвәтти, улар чақирилди, шундақла әлчиләр Ашер, Зәбулун вә Нәпталим қәбилилиригә әвәтилди вә улар келишти. 36  Шунда Гидион һәқиқий Худаға: «Әгәр Сән мениң қолум билән, Өзәң ейтқандәк, Исраилни қутқузсаң, 37  мана мән мәзкүр җайда, хаманда қирқилған жуңни йейип қояй. Әгәр шәбнәм пәқәт жуңда болуп, барлиқ башқа йәр қуруқ болса, шу чағда, Сән ейтқандәк, мениң қолум билән Исраилни қутулдуридиғиниңни билимән»,— дәп мураҗиәт қилди. 38  Шундақ болди: әтиси сәһәрдә туруп, у жуңни сиқиведи, униңдин бир қача шәбнәм сүйи чиқти. 39  Гидион йәнә һәқиқий Худаға: «Йәнә бир қетим бир сөз ейтсам, маңа ачиғиң кәлмисинчу. Йәнә бир қетим жуң билән тәҗрибә өткүзәй. Әнди жуң қуруқ болсун, башқа барлиқ йәргә шәбнәм чүшсун»,— дәп ялвурди. 40  Пәрвәрдигар шу ахшимиму шундақ қилди. Пәқәт жуң қуруқ болди, башқа йәрдә болса шәбнәм болди.

Изаһәтләр