Һакимлар 7:1—25

7  Йәрубаал, йәни Гидион, таң сәһәрдә туруп, униң билән барлиқ хәлиқ вә Харод булиғиниң қешида қараргаһ тикти. Мадиамлиқ қараргаһ улардин шималда, вадидики Море дөңиниң йенида болди.  Йәһва Гидионға: «Сениң билән болған хәлиқ интайин көп. Мән мадиамлиқларни уларниң қолиға берәлмәймән, чүнки Исраил Мениң алдимда гедәрәп кетиду вә: “Мениң қолум мени қутулдурди”,— дәйду.  Демәк, хәлиқниң қулиғиға мону сөзни җакалиғин: “Ким қорқанчақ вә ирадисиз болса, у һазирла Гилиад теғидин янсун”»,— деди. Шундақ қилип, кәйнигә 22 000 адәм қайтишти, 10 000 киши қалди.  Йәһва Гидионға йәнә: «Техила хәлиқ көп, уларни суға башла, шу йәрдә Мән саңа уларни таллап беримән. Әгәр: бу ярайду, сениң билән жүрсун десәм, шу сениң билән барсун. Ким сениң билән бармайдиғини болса, бармисун»,— деди.  У хәлиқни су бойиға башлиди. Йәһва Гидионға: «Ким суни тили билән ишттәк ичсә, шуни алаһидә қойғин, шундақла тизлинип ичкән барлиғини алаһидә қойғин»,— дәп әскәртти.  Шуниң билән қолиниң очумидин су ичкән кишиләрниң сани 300 адәм болди. Қалған хәлиқниң барлиғи тизлинип су ичти.  Йәһва Гидионға мундақ деди: «Мошу 300 очумидин су ичкәнләр билән Мән силәрни қутқузимән вә мадиамлиқларни қолуңларға тапшуримән. Қалған хәлиқ болса өз орниға барсун».  Шундақ қилип, улар хәлиқтин озуқ-түлүкни вә карнәйләрни өзлиригә қалдуруп, Гидион қалған хәлиқни чедирлириға қоюп бәрди. Өзидә пәқәт 300 адәмни елип қалди, мадиамлиқ қараргаһ төвәндә вадида еди.  Шу кечиси Йәһва униңға: «Тур, қараргаһқа чүш, Мән уни қолуңға тапшуримән. 10  Әгәр өзәң ялғуз бериштин әйминсәң, у чағда хизмәткариң Пураһни йениңға алғин. 11  Улар немә дәватқинини аңлайсән, шу чағда қоллириң күчийип, қараргаһиңға қайтисән»,— деди. Шуниң билән у хизмәткари Пураһ билән дүшмәнләрниң қараргаһиға чүшти. 12  Мадиамлиқлар, амаләкләр вә шәриқ оғуллири вадида шунчилик көпчиликтә орунлашқан едики, улар чекәткидәк болуп, төгилириниң сани деңизниң қумидәк нурғун еди. 13  Гидион кәлгәндә, мана бирси йәнә бирсигә чүшини ейтип беривататти. У мундақ деди: «Маңа чүшүмдә бир арпа нан Мадиам қараргаһида дүгләп жүрүп, бир чедиргә келип, шундақ урулдики, һәтта чедир дүм көмүрүлип кәтти». 14  Иккинчиси униңға җававән: «Бу башқа һечнәрсә әмәс, бәлки исраиллиқ Йоасниң оғли Гидионниң қиличи. Һәқиқий Худа униң қолиға мадиамлиқлар билән уларниң пүткүл қараргаһини өткүзди»,— деди. 15  Гидион бу чүшни һәм униң тәбирини аңлап, тазим қилди һәм Исраил қараргаһиға қайтип: «Қопуңлар! Йәһва қоллириңларға мадиамлиқ қараргаһни бәрди!»— дәп елан қилди. 16  У 300 адәмни үч топқа бөлүп, һәрқайсиниң қолиға карнәйләрни, комзәкләрни вә уларниң ичигә мәшъәлләрни бәрди. 17  У уларға: «Маңа қараңлар вә шуни қилиңлар. Мана, мән қараргаһқа барғанда немә қилсам, шунила силәрму қилиңлар. 18  Мән һәм йенимдикиләр карнәй чалғанда, силәрму қараргаһниң өп-чөрисидә карнәйләрни челип: “Йәһваниң һәм Гидионниң қиличи!”— дәп вақираңлар»,— деди. 19  Гидион һәм 100 адәм дүшмән қараргаһи қешиға йерим түндә берип, карнәйлирини челип, күзәтчиләрни охитивәтти. Улар қоллиридики карнәйләрни челип, комзәкләрни чеқивәтти. 20  Шу пәйттә барлиқ үч топ карнәйлирини челип, комзәклирини чеқивәтти. Улар сол қолида мәшъәллирини тутуп, оң қолида карнәйлирини челип: «Йәһва билән Гидионниң қиличи!»— дәп вақирашти. 21  Һәрким өз орнида қараргаһниң әтрапида турушти. Қараргаһта болса опур-топур башланди вә һәммиси қечишқа киришти. 22  Шу арилиқта, 300 әскәр карнәйлирини челиватқанда, Йәһва дүшмәнләрниң қиличини бир-бирсигә пүткүл қараргаһта қаратти. Шундақ қилип, дүшмән Табата йенидики Абелмехола чегарисиғичә, Сарерағичә болған Бәйт-Шитқичә қачти. 23  Нәпталим, Ашер вә барлиқ Манасә қәбилилириниң кишилири чақирилип, мадиамлиқлар кәйнидин қоғлиди. 24  Гидион болса әлчиләрни пүткүл Әпрайим теғиға әвәтип, уларға: «Мадиамлиқлар алдиға чиқип, улардин Йорданға вә Бәйт-Барға болған су өткүлини тартивелиңлар»,— дәп буйриди. Шундақ қилип, барлиқ әпрайимлиқлар чақирилди вә улар Йордан билән Бәйт-Барғичә болған су өткүлини тартивалди. 25  Мадиамниң икки беги Орив вә Зивни тутувелип, Оривни Сур-Оривта, Зивни Йекев-Зивта өлтүрүвәтти. Мадиамлиқларни болса қоғлавәрди, Орив билән Зивниң башлирини Гидионға Йорданниң у тәрипигә апарди.

Изаһәтләр