Һакимлар 9:1—57

9  Йәрубаалниң оғли Абимәләк Сихемға анисиниң қериндашлири, анисиниң тавабиати йениға берип, мундақ деди:  «Сихемниң барлиқ турғунлириға шуни чүшәндүриңларки, силәр үчүн Йәрубаалниң 70 оғли егә болса яхшиму яки бирси? Шуниму әстә тутуңларки, мән силәрниң сүйигиңлар вә етиңлар».  Униң анисиниң бурадәрлири бу сөзләрни Сихем турғунлириниң барлиғиға чүшәндүрди вә уларниң қәлби Абимәләккә қариди, чүнки улар: “Бу бизниң қериндишимиз”,— деди.  Улар униңға Баал-Беритниң өйидин 70 шекәл күмүч бәрди. Бу пулға Абимәләк униң кәйнидин маңған бекартәләп вә яримас адәмләрни яллиди.  У атисиниң Опрадики өйигә келип, Йәрубаалниң 70 оғлини, өз қериндашлирини, бир ташта өлтүрди. Пәқәт Йәрубаалниң кәнҗә оғли Йотам тирик қалди, чүнки у мөкүвалған еди.  Шуниң билән Сихемниң вә Бәйт-Милодики барлиқ турғунлар жиғилип берип, йоған дәрәқниң, Сихемниң йенидики түврүкниң қешида Абимәләкни падиша қилип қойди.  Ушбу тоғрисида Йотамға йәткәндә, у берип Гаризим теғиниң чоққисида туруп вақириди: «Сихемниң турғунлири, мени тиңшаңлара, шундақ қилсаңлар, силәрниму Худа тиңшайду!  Бир заманда дәрәқләр өз үстидин падишани майлап қоюпту вә зәйтун дәриғигә: “Бизниң үстимиздин падишалиқ қилғин”,— дәпту.  Зәйтун дәриғи җававән: “Мән худалар һәм инсанлар махтайдиған мейимни ташлап, дәрәқләрниң арисида сәргәрдан болуп жүримәнму? ”—дәп ейтти. 10  Андин дәрәқләр инҗирға: “Кәл, үстимиздин падиша болғин”,— дәп тәклип бәрди. 11  Инҗир җававән: “Мән татлиқ һәм яхши мевәмни ташлап, дәрәқләр арисида сәргәрданлиқ қилимәнму?”— деди. 12  Дәрәқләр үзүмгә: “Сән бизниң үстимиздин падиша болғин”,— дейишти. 13  Үзүм ғоли җавап бәрди: “Мән илаһлар билән адәмләрни хошал қилидиған ширнәмни ташлап, дәрәқләр арисида жүримәнму?” 14  Ахири һәммә дәрәқләр тикәнлик чатқалға: “Кәл, сән бизниң падишайимиз болғин”,— дейишти. 15  Тикәнлик чатқал дәрәқләргә: “Әгәр силәр һәқиқәтән мени үстиңлардин падиша қилғиңлар кәлсә, келип, мениң сайимда йетиңлар. Әгәр ундақ қилмисаңлар, мениңдин от чиқип, барлиқ Ливандики қариғайларни көйдүриветиду”,— дәп тәләп қойди. 16  Демәкчи, қараңлар, һәқиқәт бойичә адил иш қиливатамсиләр, Абимәләкни падиша қилип? Силәр Йәрубаал вә униң өйи билән униң силәргә қилған яхшилиқлириға мувапиқ иш қиливатамсиләр? 17  Силәр үчүн мениң атам күрәш қилип, өз җенини айимиған еди. Шундақ қилип, у силәрни мадиамлиқларниң қолидин қутулдурған еди. 18  Әнди болса силәр атамниң өйигә қарши чиқип, униң 70 оғлини бир ташта боғузлап, Сихәм турғунлири үстидин атамниң қулиниң оғли Абимәләкни қоюватисиләр, чүнки у силәрниң туққиниңлар. 19  Әгәр силәр Йәрубаал вә униң өйи үстидин һәқ вә адил иш қилсаңлар, унда Абимәләк үчүн хошал болуңлар һәм уму силәр үчүн хурсән болсун. 20  Әгәр дурус иш қилмиған болсаңлар, у чағда Абимәләктин от чиқип Сихәм вә Бәйт-Мило өйини көйдүривәтсун. Шундақла Сихәм вә Мило турғунлиридин от чиқип, Абимәләкни көйдүривәтсун». 21  Андин Йотам қечип, Беерға берип, акиси Абимәләктән йошурунуп, яшиди. 22  Абимәләк болса Исраил үстидин үч жил һөкүмранлиқ қилди. 23  Худа зулум роһни Абимәләк билән Сихәм турғунлири арисиға әвәтти. Улар Абимәләккә бойсунмайдиған болди. 24  Шундақ қилип, Йәрубаалниң 70 оғлиниң қени үчүн интиқам елинип, уларни өлтүргән қериндиши Абимәләкниң бешиға чүшти. Шундақла бурадәрлирини өлтүрүшкә униң қоллирини күчәйткән Сихәм турғунлири бешиғиму чүшти. 25  Сихем турғунлири униңға қарши чиқип, тағларниң төпилиригә йолда өтүватқан кишиләрни булаң-талаң қилишқа адәмләрни олтарғузди. Бу тоғрилиқ Абумәләккә йәтти. 26  Шу вақитта Еведниң оғли Гаал қериндашлири билән Сихемға келип жүрди вә шәһәрниң яшиғучилири униңға таянди. 27  Улар етизлириға чиқишип, үзүмлирини жиғип, искәнҗиләрдә сиқип, мәйрәмләрни өткүзди. Улар худасиниң өйигә берип, йәп-ичти вә Абимәләкни қарғиди. 28  Еведниң оғли Гаал мундақ дәтти: «Кимкән Абимәләк вә Сихем дегән немикән? Биз уларға хизмәт қилмаймиз. У Йәрубаалниң оғли әмәсму вә Зевул униң сәрдари әмәсму? Униңдин қариғанда Сихемниң атиси Еморниң әвлатлириға хизмәт қилиңлар! 29  Әгәр бирси мениң қолумға мошу хәлиқни бәрсә, мән Абимәләкни қоғлап чиқираттим». Андин у Абимәләккә: «Әскириңни көпәйт һәм урушқа чиққин!»— деди. 30  Шәһәрниң башчиси Зевул Гаалниң бу сөзлирини аңлиғанда, ғәзиви қайниди. 31  У қувлуқ билән әлчиләрни Абимәләккә әвәтип: «Мана, Еведниң оғли Гаал вә униң бурадәрлири Сихемға келип, шәһәрни саңа қарши қоюватиду. 32  Демәк, кечиси сән вә сениңдики хәлиқ туруп, етизлиқта қоршав қойғин. 33  Сәһәрликтә, күн чиққанда, шәһәргә йеқинлашқин. Гаал вә униңдики хәлиқ саңа чиққанда, униң билән қолуңдин кәлгән нәрсини қилғин»,— дәп тәклип бәрди. 34  Абимәләк вә униңдики хәлиқ кечиси туруп, Сихемниң қешида төрт топлуқ қоршав қойди. 35  Еведниң оғли Гаал шәһәр дәрвазилири алдида турди. Шу вақитта Абимәләк хәлқи билән қоршавтин чиқти. 36  Гаал хәлиқни байқап, Зевулға: «Мана, хәлиқ тағлар төпилиридин чүшиватиду»,— деди. Зевул болса җававән: «Тағларниң сайиси саңа адәмләр болуп көрүниватиду»,— деди. 37  Гаал болса: «Мана, хәлиқ дөңдин чүшиватиду вә бир топ Меоним дегән йоған дәрәқ тәрипидин келиватиду»,— деди чүшәндүрүп. 38  Шу чағда Зевул униңға: «Қени сениң: “Абимәләк кимкән, биз униңға хизмәт қилидиған?” дегәнлириң? Бу сән тәңситмигән хәлиқ. Чиқ әнди, униң билән җәң қилғин»,— деди. 39  Шуниң билән Гаал Сихем турғунлириниң алдиға чиқип, Абимәләк билән урушти. 40  Абимәләк уни қоғлиди, у униңдин қачти. Шәһәрниң дәрвазилириғичә, көплигән кишиләр һалак болди. 41  Абимәләк Арумда қалди, Гаал вә униң бурадәрлирини Зевул Сихемдин қоғлап чиқти. 42  Әтиси хәлиқ етизларға чиқти вә бу һәққидә Абимәләккә сөз йәтти. 43  У өз хәлқини үч топқа бөлүп, етизда қоршав қойди. Хәлиқниң шәһәрдин чиққинини көрүп, уларға һуҗум қилип қиривәтти. 44  Шу арилиқта Абимәләк вә униң билән болған топ шәһәр дәрвазилири алдиға кәлди, башқа икки топ етизда болған барлиқ хәлиқни қиривәтти. 45  Абимәләк Сихем билән күн бойи урушти һәм шәһәрни алди. Андин у униңдики барлиқ хәлиқни уҗуқтуруп, шәһәрни вәйран қилип, униңға туз чечивәтти. 46  Мәзкүр вақиәни аңлиған Сихем мунарисидики барлиғи худайи Баал-Беритниң бутханисиниң мунарисиға кәтти. 47  Абимәләккә бу тоғрисида йәткүзүлди. 48  Шуниң билән Абимәләк өзи һәм униң билән болған хәлиқ Селмон теғиға барди. Абимәләк өзи билән палтиларни елип, шахларни чепип, мүрисигә артип, йенидики хәлиқкә: «Силәр көрүватисиләр, мән немә қиливатқинимни. Силәрму шуни қилиңлар»,— дәп буйриди. 49  Шундақ қилип, униң билән болған хәлиқниң һәрқайсиси шахларни чепип, Абимәләкниң кәйнидин берип, мунариниң һулиға қойди. От йеқип, уларни көйдүрди. Шуниң билән Сихем мунарисида болған миңға йеқин әр һәм аял кишиләр җенидин мәһрум болди. 50  Андин Абимәләк Тевесқа берип, униң қешида қараргаһи билән туруп, униму алди. 51  Шәһәрниң оттурида бир мәккәм мунарә болған еди. шу җайға барлиқ әр вә аял кишиләр һәм шәһәрниң аһалиси чиқивелип, ишиклирини тақиди. 52  Абимәләк мунариға келип, уни қоршавға елип, от билән көйдүриветиш үчүн мунариниң ишиклиригә йеқинлашти. 53  Шу чағда бир аял түгмән тешиниң жуқарқи бөлигини Абимәләкниң бешиға ташлиди вә у униң каллисини йеривәтти. 54  Шу заман у өз қурал көтәргүчисини чақирип, униңға: «Қиличиң билән мени өлтүривәт, чүнки мән тоғрисида: “Уни аял киши өлтүрди!”— демәслиги үчүндур»,— деди. Шундақ қилип, униң қурал көтәргүчиси уни өлтүрди. 55  Исраиллиқлар Абимәләкниң өлгинини көрүп, һәрқайси өз җайиға тарқап кәтти. 56  Шундақларчә Худа Абимәләккә униң атисиға қилған яманлиғи үчүн, 70 бурадәрини өлтәргини үчүн, интиқам қайтурди. 57  Шуниңдәкла Худа Сихәм турғинлириниң яманлиқлирини башлириға қайтурди. Уларни Йәрубаалниң оғли Йотамниң ләнити тутти.

Изаһәтләр