Һошия 1:1—11

1  Беериниң оғли Һошияға Йәһудияниң падишалири Уззия, Йофам, Ахаз вә Хизқияниң вә Исраил падишаси Йәһоашниң оғли Йеробоамниң II күнлиридә берилгән Йәһваниң сөзи.  Йәһва Һошия арқилиқ сөзләшкә башлиғанда, Йәһва униңға мундақ деди: «Өзәңгә паһишәгә қияс аялни алғин вә у саңа башқа әркишиләрдин балиларни туғуп бериду. Чүнки Йәһвадин чекинип, ушбу зимин әхлақсизлиқ қиливатиду».  Шуниң билән у Диблаимниң қизи Гомерға өйләнди. У һамилдар болуп, униңға оғул туғуп бәрди.  Шу чағда Йәһва Һошияға: «Уни Йизриәл дәп, исим қойғин. Азирақ вақитин кейин Мән Йәһуниң өйини Йизриәлдә төкүлгән қан үчүн җавапқа тартимән һәм Исраил падишалиғиниң ахириға чекит қойимән.  Мәзкүр күндә Мән Йизриәл вадисида Исраилниң оқ-ясини сундуримән»,— деди.  Гомер йәнә еғирбой болуп, қиз туғди. Шу чағда Худа Һошияға мундақ деди: «Уни Ло-Руһама дәп атиғин, чүнки Мән әнди Исраил өйигә рәһимлик қилмаймән вә уни Өзәмдин қоғлаветимән.  Бирақ Йәһуда өйигә рәһимдиллиқ көрситип, уларниң турғунлирини қутқузимән. Мән, Йәһва, уларниң Тәңри уларни оқ-я, қилич, уруш, атлар яки чавандазлар арқилиқ қутқузмаймән».  Ло-Руһамани әмчәктин чиқирип, аяли яңливаштин һамилдар болуп, бир оғулни туғди.  Худа шу вақитта: «Униңға Ло-Амми дегән исимни қой, сәвәви, силәр Мениң хәлқим әмәс вә Мәнму силәрниң Худайиңлар болмаймән. 10  Исраилниң әвлатлири деңиз бойидики қумдәк болиду, уларни йә өлчәшкә, йә санашқа мүмкин әмәстур. “Силәр Мениң хәлқим әмәс”,— дейилгән йәрдә Мән уларға: “Силәр — тирик Худаниң оғуллири”,— дәймән. 11  Йәһудияниң һәм Исраилниң хәлқи биргә жиғилип, өзлиригә бир башчини тайинлап, йәрниң чәтлиридин чиқишиду. Ушбу күн пүткүл Йизриәл үчүн улуқ күн болуп һесаплиниду.

Изаһәтләр