Һошия 10:1—15

10  «Исраил — бәк өсүп кәткән үзүмниң ғоли, у өз йемишлирини бәрмәктә. Қанчә нурғун униң мевилири туғулуватса, шунчә көп қурбангаһларни у селиватиду. Қанчә яхши униң йери һосул әкәлсә, шунчә җиқ бут-һәйкәлләрни у қуруватиду.   Исраиллиқларниң жүрәклири бөлүнүп кәтти: әнди улар әйипликләрдур. Уларниң қурбангаһлири бузулиду вә хасийәтлик түврүклири чеқилиду.   Улар мундақ дәйду: “Биздә падиша йоқ, чүнки биз Йәһвадин қорқмиғандуқ. Падиша болсиму, у бизгә немә қилип берәтти?”   Улар қуруқ сөзләрни ейтип, сахта қәсәмләрни бериду вә иттипақларни қуруватиду. Уларниң сотлири худди оғилиқ чөптәк өсүп, һайдалған етизимда йейиливатиду.   Самарийәниң турғунлири өз бути — Бәйт-Авендики мозай һәққидә әндишә қилиду. Униң тоғрилиқ хәлиқ жиғлайду вә униңға зоқлинип, шөһритини махтиған каһинлар һөкүрәйду, чүнки у сүргүнгә палиниду.   Уни Ассурға бүйүк шаһқа һәдийәгә әкетиду. Әпрайим шәрмәндидә қалиду вә Исраил надан нийитидин иза тартиду.   Самарийә вә униң падишаси уҗуқтурулди. Улар еқин билән әкетилгән хәшәккә охшиди.   Исраилниң гунайи, Бәйт-Авенниң хасийәтлик җайлири вәйран қилинди. Уларниң қурбан супилирида тикән билән чақақ өсүп чиқиду. Кишиләр тағларға: “Бизни йепиңлар!” вә дөңләргә: “Бизгә жиқилиңлар!”— дәйду.   Әй, Исраил, сән Гебаниң күнлиридин тартип гуна өткүзүватисән, зади өзгәрмидиң. Гебада болған уруш барлиқ һәққанийсизларни йоқатмиди. 10  Мән вақти кәлгәндә, уларни җазалаймән. Уларға қарши хәлиқләр жиғилиду, шу чағда улар икки гунайиниң қурбанлири болиду. 11  Әпрайим үгитилгән топақ еди, у хаман тепишни яхши көрәтти һәм Мән униң чирайлиқ гәдинини аяттим. Бирақ әнди Әпрайимға чавандазни олтарғузимән, Йәһуда йәр һайдайду, Яқуп болса, уни тирнилайду. 12  Өзәңларда һәққанийлиқни териңлар вә вапа муһәббәтни оруңлар. Техи Йәһвани издәйдиған вақит бар болғанлиқтин, етизиңларни еңилаңлар. Шу чағда У келип, силәрни һәққанийлиққа мол үгитиду. 13  Лекин силәр яманлиқни терип, қанунсизлиқни жиғдиңлар. Ялғанчилиқниң мевилирини йедиңлар, чүнки өзәңларға вә әскәрлириңлар көплигигә ишәндиңлар. 14  Шуңлашқа хәлқиңгә боран чиқиду, силәр җәңниң авазини аңлайсиләр вә мустәһкәм шәһәрлириңлар вәйран қилиниду. Салман Бәйт-Арбәлни җәңдә йоқ қилип, анилар пәрзәнтлири билән шәпқәтсиз қирилғандәк болиду. 15  Сениң биләнму, Бәйтәл, дәһшәт вәһшилигиң үчүн мошундақ иш йүз бериду. Сәһәрдә Исраил падишаси һалакәткә дуч болиду».

Изаһәтләр