Һошия 11:1—12

11  «Исраил техи гөдәк болғанда Мән уни сөйгән едим вә Мән оғлумни Мисирдин чақирдим.   Пәйғәмбәрләр уларни қанчә әстаидил чақирса, улар шунчә улардин қачти. Улар Баалларға қурбанлиқлирини тәғдим қилип, бутлириға исриқларни сунди.   Бирақ Мән Әпрайимни меңишни үгәткән едим, уни қоллиримға алаттим. Улар болса, Мениң уларни сақайтқинимни иқрар қилмиди.   Мән уларни инсан риштилири, меһир-муһәббәтниң риштилири билән жүргүзгән едим. Мән уларниң ағзидин қапни елип, һәрқайсини силиқ-сипайә озуқландурған едим.   Улар Мисир йеригә қайтмайду. Уларниң һөкүмрани Ассур болиду, сәвәви, улар Маңа қайтқуси кәлмиди.   Шәһәрлиригә қилич һуҗум қилиду, қорғанлирини бузиду вә һарам нийәтлири үчүн уларни йәветиду.   Бәрибир Мениң хәлқим Маңа садиқ болғуси кәлмәйду. Уни гәрчә әршкә чақирсиму, лекин һечқайси орнидин қозғалмайду.   Қандақларчә Мән сәндин, Әпрайим, кечимән? Қандақларчә сени, Исраил, Мән бериветимән? Сениң билән, Адма билән иш қилғандәк, қилалаймәнму? Сени Севоимға тәңләштуралаймәнму? Қәлбимдә тамамән башқа сезимлар вә Мәндә ич ағриш қайниди.   Мән қәһримгә әркинлик бәрмәймән, Әпрайимни һалак қилишқа майил болушқа йол қоймаймән! Чүнки Мән Худадур, инсан әмәс, Мән араңдики Муқәддәстур вә силәргә қарши ғәзивимдә иш қилмаймән. 10  Исраиллиқлар, Йәһва ширдәк һөкүригәндә, Униң кәйнидин маңиду. Чүнки У һөкүригәндә, Униң оғуллири титришип ғәриптин келиду. 11  Улар Мисирдин чиққанда қушқачтәк вә Ассур зиминидин чиққан кәптәрдәк болиду һәм Мән уларни өз өйлиридә орунлаштуримән»,— дәйду Йәһва. 12  «Әпрайим өп-чөрәмни ялғанчилиқ вә Исраил сахтипәзлик билән қоршиди. Лекин Йәһуда техи Худайи билән жүрүп, Әң Муқәддәс Тәңри билән болған иттипаққа садиқтур».

Изаһәтләр