Һошия 13:1—16

13  «Әпрайим параң қилғанда, барлиғи титрәтти, чүнки у Исраилда тәсирлик башчи еди. Бирақ Баалға чоқунуп, әйипкарлиғидин өлди.   Һазирғичиму әпрайимлиқлар гуна қилишни тохтатмиди, өзлиригә күмүчтин һәйкәлләрни қуюп, техиму гунакар болушти. Улар бутларни ясашқа уста вә уларға: “Қурбанлиқларни әкәлгүчиләр мозайларни сөйсун!”— дәп, тәләп қоюватиду.   Шуңа улар сәһәрдики туманға охшайду, улар чапсан йоқайдиған шәбнәмдур, шамал учартип кетидиған саман вә турхундин чиққан аччиқ истур!   Амма Мән — Йәһва, сән Мисир йеридин чиққандин башлап сениң Тәңриң. Сән Мәндин башқа Худани билмигәндин вә Мениңдин башқа Қутқузғучиң болмиған еди.   Мән сән һәққидә чөлдә, қурғақ йәрдә, ғәмхорлуқ қиливедим.   Улар яйлақларда тойғичә йеди, тойғандин кейин жүриги тәкәббурлашти һәм улар Мени унтуди.   Шуңа Мән улар үчүн яш ширдәк вә йолда күтүватқан илпиздәк болумән.   Мән балилирини йоқатқан ейиқтәк уларға етилип, көксилирини жиртиветимән. Жиртқуч ширдәк титип, явайи һайвандәк йәветимән.   Сениң, Исраил, һалакитиң шуниңдин келидуки, сән өзәңниң Қоғдиғучиға қарши чиқтиң. 10  Қени сениң падишайиң? У қолидин кәлсә, сени бар шәһәрлириңдә қутулдурсун. Қени сениң һакимлириң? Улар тоғрисида сән Мәндин: “Маңа падишани һәм бәгләрни бәргин”,— дәп сориғандиң. 11  Ғәзивимдә Мән саңа падишани бәрдим, әнди қәһримдә уни алимән! 12  Әпрайимниң беқанунлиғи унтулмиди, униң гунайи хатирәмдә ишәшлик сақлиниду. 13  Уни туғуватқан аялниң азаплири тутиду. Амма у надан балидур: туғулидиған вақит кәлсиму, у чиқишқа алдиримайду. 14  Мән Өз хәлқимни гөрниң қолидин сетивалимән, өлүмдин уни тартивалимән. Өлүм, қени сениң нәштириң? Қәбир, қени сениң һалакәтлик һоқуқуң? Лекин һазир Мәндә ич ағритиш болмайду! 15  Әпрайим һәтта қомучтәк өсүп кәтсиму, шәрқий шамал, Йәһвадин нәпәс чөлдин кәлгәндә, шу чағда униң қудуғи қуруп кетиду вә униң булиғи тартилип кетиду. Униң ғәзинәханисидин һәммәйлән баһалиқ затларни елип кетиду. 16  Самарийә вәйран болиду, сәвәви, у өз Пәрвәрдигариға бойсунмиди. Униң турғунлири қиличтин ахир тапиду. Пәрзәнтлири рәһимсиз өлтүрүлиду вә һамилдар аяллириниң қосақлирини йериветиду».

Изаһәтләр