Һошия 14:1—9

14  «Әй, Исраил, өз Худайиң Йәһваға, қайтқин! Чүнки сән өз қанунсизлиғиңдин путлаштиң.   Йәһваға мундақ сөзләр билән бурулуңлар: “Бизниң гуналиримизни кәчүрүп, йоқатқин вә яхши ишлиримизни қобул қилғин. Шу чағда биз Саңа еғизлиримиз мәдһийисини кәби яш буқилардәк қурбанлиққа әкелимиз.   Ассур бизни қутқузмайду. Биз әнди атларға олтармаймиз вә қоллиримизниң әсәрлирини Худайимиз, дәп атимаймиз. Сәвәви, пәқәт Сән житимға шәпқәтликсән!”   Мән уларни чәтнәштин сақайтимән, уларни пүткүл жүригим билән сөйүмән, чүнки Мениң ғәзивим улардин қайтти.   Мән Исраил үчүн тәшна шәбнәмдәк болумән. У лалә гүлдәк ечилип, Либандики дәрәқләрдәк йилтиз тартиду.   У шахарап кәңийиду вә униң бүйүклиги зәйтунниң бүйүклигигә қияслиниду һәм униңдин чиққан хушпурақ Либанниң хушпуриғиға тәңлишиду.   Мениң хәлқим яңливаштин Мениң сайәмдә яшайду. У данни өстүрүп, үзүм ғолидәк гүллиниду. Униң даңқи Либан шаравидәк чиқиду.   Әпрайим мундақ дәйду: “Мән ушбу бутларда немә таптим?!” Мән буни аңлап, униңға яхши көзүм билән қараймән. Мән мәңгү йешил арчиға охшап, дайим мевә әкелидиған дәрәқтәк болумән».   Ким дана болса, буни чүшиниду вә әқил-парасәтлик буни билиду: Йәһваниң йоллири — топ-тоғра вә һәққанийлар уларда жүриду, қанунсизлар болса, уларда жиқилиду.

Изаһәтләр