Һошия 2:1—23

2  Өз бурадәрлириңларға: “Мениң хәлқим!”— вә өз қериндашлириңларға: “Рәббимиз рәһим көрсәткән аяллар!”— дәңлар.   Өз анаңлар билән сотлишиңлар, уни әйипләңлар, чүнки у Маңа аял әмәс һәм Мән униң ери әмәс. У бузуқчилиғини рәт қилсун вә көксидин Маңа болған вапасизлиғини кәткүзсун!   Болмиса, Мән уни ялиңач қилимән вә у туғулған күнидикидәк әһвалда қалиду. Мән уни чөлгә, сусиз йәргә, айландуруп, уссизлиқтин өлтүримән.   Униң балилириниму айимаймән, чүнки улар паһишә аялниң пәрзәнтлиридур.   Уларниң аниси зина қилип, уларни туққан өзини шәрмәндә қилди. У дәтти: “Ойнашлиримға баримән, улар маңа нан вә суни, жуң вә зиғирни, зәйтун мейи вә ичимликләрни бериду”.   Шуңлашқа Мән униң йолини тикәнлик қаша билән тораймән, униң алдида таштин там турғузимән вә у йолини тапалмайду.   У ойнашлири кәйнидин жүгрәп, уларға йетишәлмәйду, уларни издисиму, тапалмайду һәм ахирида: “Биринчи еримға қайтай, чүнки шу вақитта, һазирқидин қариғанда, маңа яхши еди”,— дәйду.   У шуни чүшәнмидики, Мән униңға нан, шарап һәм майни берәттим. Мән уни у Баал үчүн пайдиланған алтун-күмүч билән бай қилғандим.   “Шуниң үчүн Мән пишқанда денимни вә шаравим тәйяр болғанда, уларни тартивалимән. Шуниңдәкла униңға кийим болған жуңумни вә көйнәк болған зиғиримни еливалимән. 10  Мән уни ойнашлириниң көзичә йешиндүрүп, уятқа қойимән вә һечким уни Мениң қолумдин қутулдурмайду. 11  Униң барлиқ шатлиғиға: тәнтәнилиригә, йеңи айлириға, шәнбилиригә вә байрамлириға ахир қойимән. 12  Мән униң үзүмзарлиқлирини вә әнҗир бағлирини қириветимән. У улар һәққидә: “Бу мениң ойнаш-достлирим маңа төлигән соғатлири”,— дәтти. Мән уларни чатқалға айландуруп, дала һайванлириға йегүзимән. 13  Мән униңдин Бааларға қурбанлиқларни әкәлгән вә өзини ясандуруп, үзүк-һалқиларни һәм зебу-зенәтләрни тақап, ойнашлириниң кәйнидин жүгригән күнлири үчүн уни жавапқа тартимән. У Мени унтуған еди”,— дәйду Йәһва. 14  “Шу чағда Мән униң билән сөзлишип, қайил қилимән, уни чөлгә әкетип, жүригигә мураҗиәт қилип чақиримән. 15  Андин униңға үзүмзарлиқларни қайтуримән вә Акор вадисини үмүт дәрвазилири қилип ачимән. Шу йәрдә у яшлиқ чеғи кәби нахша ейтип, Мисир елидин чиққан күндәк аваз қатиду. 16  Шу күндин башлап,— дәйду Йәһва,— сән Мени ериң дәйсәң вә башқа Мени Баалим, йәни Тәхсирим демәйсән!” 17  “Мән еғизиңдин Баалларниң исимлирини йоқитимән вә уларниң исимлирини улар башқа әслимәйду”. 18  Ушбу күни Мән Өз хәлқим түпәйли жиртқуч һайванлар, сәма қушлири вә йәр беғирлиғучилар билән келишим түзимән. Мән зиминимни оқ-ядин, қиличтин һәм уруштин қутулдуруп, Мениң хәлқим хатирҗәмликтә һәм бехәтәрликтә яшайду. 19  Мән сениң билән мәңгүлүктә биллә болушқа вәдә беримән һәм сениң билән Қануним бойичә һәққаний, адил, өзгәрмәс муһәббитимдә һәм рәһимдиллиғимда муамилә қилимән. 20  Мән сениң билән етиқатта қошулимән һәм сән Мени, Йәһвани, тонуп-билисән”. 21  “Мәзкүр күндә Мән җавап беримән,— дәйду Йәһва,— Мән асманға җавап беримән вә асман йәргә җавап қайтуриду. 22  Йәр данға, шарапқа вә майға җавап бериду, улар болса, Йизриәлгә җавап қайтуриду. 23  Мән уни, йәни Худа хәлқини, Өзәм үчүн йәрдә уруқтәк теримән. Рәһимлик қилинмиғанға рәһим қилимән вә Мениң хәлқим болмиғанға: “Сән Мениң хәлқим”,— дәймән һәм уму җававән: “Сән мениң Худайим!”— дәйду».

Изаһәтләр