Һошия 3:1—5
3 Йәһва маңа мундақ деди: «Яңливаштин башқиси яхши көрүдиған аялни сөйгин. Йәһва Исраил оғуллирини, гәрчә улар башқа худаларға қарап, уларниң кишмиш тоғачлирини яхши көрсиму, Өз хәлқини сөйгәндәк, сәнму вапасиз аялиңни сөй».
2 Шуниң билән мән уни 15 шекәл күмүчкә вә 1,5 хомер арпиға сетивалдим.
3 Мән униңға: «Сән көплигән күнләр бойи мениңки болисән. Бузуқчилиқ қилма, башқа әркиши билән ятма һәм мәнму сениң билән ятмаймән»,— дәп җекилидим.
4 Шундақла Исраил хәлқиму көплигән күнләр падишасиз, бәгсиз, қурбанлиқларсиз, муқәддәс түврүксиз, ефодсиз вә терафимларсиз, яки өй бутлирисиз яшайду.
5 Андин кейин Исраил оғуллири өз Худайи Йәһвани вә өз падишаси Давутни издәйдиған болиду. Ахирқи күнләрдә хәлиқ һөрмәтлик қорқунучта Йәһваға қайтип келиду вә Униң меһир-шәпқитигә үмүт артиду.