Һошия 4:1—19

4  Әй, Исраил, Худайим Йәһваниң сөзини аңла. Йәһва ушбу йәрниң турғунлири билән сотлишиду, чүнки мәзкүр зиминда һәқиқәт қалмиди вә вапа муһәббәт һәм Худа һәққидә тәлимат тамамән йоқ.   Һәммә җайда сахта қәсәмләрни, ялғанчилиқни, қатиллиқни қиливатиду. Оғрилиқ, нека вапасизлиғи, әдишип кәтмәк йүз бериватиду. Қан төкүшниң ахири көрүнмәйду.   Шуниң үчүн мошу йәр жиғлайду вә униңда яшиғучилар һалсизлинип товлайду. Дала һайванлири, асман қушлири вә һәтта деңиз белиқлири йоқап кетиду.   «Бирақ һечким сениң билән талишип, сени паш қилмисун, чүнки сениң пүтүнләй хәлқиң роһанийға қарши турғанларға охшиди.   Демәк, сән йоруқ күндүзидә путлишисән вә сениң билән биллә гоя кечисидәк пәйғәмбириңму жиқилиду. Мән сениң анаңниму һалак қилимән.   Мениң хәлқим наданлиғи үчүн һалакәткә келиду. Сән билимни рәт қилғанлиқтин Мәнму сени рәт қилдим, сән Мениң роһанийим болмайсән. Сән Тәңриңниң Қанунини унтиғиниң үчүн Мәнму сениң оғуллириңни унтуймән!   Улар көпәйгәнсири Маңа қарши гуналирини көпәйтти. Мән уларниң шөһритини шәрмәндигә айландуримән.   Улар хәлқимниң гуналири билән озуқлиниватиду вә уларниң қилмишлириға тақәтсизлиги билән тәшна.   Шуңа бирхил қисмәт һәм хәлиқни, һәм роһанийларни күтиду. Мән уларни йоллири вә қанунсизлиғи үчүн җавапқа тартип җазалаймән. 10  Улар йәйдию, лекин тоймайду, әхлақсизлиққа берилдию, бирақ көпәймәйду, чүнки улар Йәһвани һөрмәтләшни унтиди. 11  Зинахорлуқ, кона вә йеңи шараплар уларниң әқлини тартивалди. 12  Мениң хәлқим яғач бутлар билән мәслиһәтлишиду вә уларниң һасиси немини тәвсийә қилса, шуни қиливатиду. Сәвәви, зинаниң роһи адаштуруп, уларни йолдин чиқарди һәм өз Худайидин чекинип, Униңға бойсунмайватиду. 13  Тағларниң чоққилирида қурбанлиқлирини боғузлап, дөңләрдә уларни көйдүрүватиду. Емән, сувадан вә һәрқандақ йоған дәрәқниң астида бу ярамсиз қилиқлирини қиливатиду, чүнки уларниң көләңгиси яхшидур. Шуңлашқа силәрниң қизлириңлар силәрни дорап, паһишәлик билән шуғулланмақта вә келинлириңлар оғуллириңларға вапасизлиқ қилмақта. 14  Мән қизлириңларни бузуқчилиғи үчүн вә келинлириңларни вапасизлиғи үчүн җавапқа тартмаймән, чүнки оғуллириңлар өзлири әхлақсиз аялларға берип, һәрәм паһишилири билән қурбанлиқларни тәғдим қиливатиду. Ушбу әқлидин айрилған хәлиқни пәқәт һалакәт күтиду! 15  Әгәр сән, Исраил, зинахорлуқта чөкүп қалған болсаң, Йәһуда болсиму бу қилмишта әйипкар болмисун. Силәр Гилгалға яки Бәйт-Авенға бармаңлар вә тирик Худа Йәһва билән қәсәм ичмәңлар. 16  Исраил тәрса калиға охшиди. Йәһва уни қозидәк кәң далада, яйлақта, әнди бақамду? 17  Әпрайимниң көңли бутларға чаплашти. Уни ташлаңлар! 18  Уларниң һарақ-шарави түгигәндә, улар бузуқчилиққа берилиду. Уларниң һөкүмранлири уятсиз нәрсиләрни халайду. 19  Шуңлашқа қаттиқ шамал Әпрайимни қанатлирида учартип әкетиду. Андин улар қурбанлиқлиридин иза тартиду».

Изаһәтләр