Һошия 5:1—15

5  «Әй, роһанийлар, буни тиңшаңлар вә Исраил өйи, қулақ сал! Сәнму, падишаниң өйи, аңла, чүнки силәрни сот күтмәктә. Сәвәви, силәр Мизпада сиртмақ вә Таборда ташланған тор болдуңлар.   Чәтнигән исиянкарлар нурғун қанни төкти, Мән уларниң барлиғини җазалаймән!   Мән Әпрайимни яхши билимән вә Исраил Мениңдин йошуруналмайду. Сән, Әпрайим, зинаға берилдиң вә Исраилму пүтүнләй булғанди.   Уларниң ишлири өз Пәрвәрдигариға қайтишқа имкан бәрмәйду, чүнки бузуқчилиқ роһи ичигә орунлишип, Йәһвани етирап қилғузмайду.   Исраилниң тәкәббурлиғи униңға қарши гува болуп, уни пәсәйтиду. Исраил вә Әпрайим әйиплиридин жиқилди һәм улар билән Йәһудаму путлашти.   Улар қойлири һәм буқилири билән Йәһвани издәйду, лекин тапалмайду. У уларни қалдурди.   Улар Йәһвани сетивәткән еди: уларда ят балилар туғулди. Демәк, әнди улар бир айниң ичидә барчә мал-дунияси билән жутуветилиду.   Гебада мүңгүзни вә Рамада карнәйни челиңлар! Бәйт-Авенда һәрбий шиар: “Алға, Бениамин!”— аңлансун.   Җазалаш күнүңдә сән, Әпрайим, дәһшәт қозғайсән. Мана, Мән Исраил қәбилилиригә алдин һәқни ейттим. 10  Йәһуданиң бәглири чегара бәлгүлирини бузғанларға охшап кәтти. Мән уларғиму Өз қәһримни судәк төкимән. 11  Әпрайим езилди вә адиллиқ билән вәйран қилинди. Чүнки у тәтүрлүк қилип, дүшмәнлири билән иттипақларни қурған еди. 12  Мән Әпрайим үчүн күйә вә Йәһуда үчүн яғач йәйдиған қурт болимән. 13  Әпрайим өз ағриғини вә Йәһуда өз ярисини көргәндә, Әпрайим Ассурға адәм әвәтип, улуқ шаһниң уни қоғдишини сориди. Лекин у силәрни сақайталмиди вә җараһитиңлардин қутулдуралмиди. 14  Мән Әпрайим үчүн кәби яш шир болуп вә Йәһуда үчүн күчлүк бир шир болдум. Мән уларни жиртиветимән вә Мән алғанда, һечким уларни тартивалмас! 15  Мән берип, андин Өз орнумға қайтимән. Улар пүтүнләй гунайиниң ақивәтлирини тартмиғичә, әйивини иқрар қилмайду. Пәқәт шу чағдила улар Мениң илтипатимни издәйду, дәрт-һәсрәткә чүшкәндә, улар Маңа бурулиду».

Изаһәтләр