Һошия 6:1—11
6 «Келиңлар, Йәһваға қайтайли. У бизни
жиртивәтти — У Өзи бизни сақайтиду.
У җараһәтлиди — Өзи бизни давалайду.
2 Икки күндин кейин У бизни тирилдүриду,
үчинчи күни болса, тикләйду һәм
биз Униң алдида яшаймиз.
3 Демәкчи, биз әнди пәм-парасәтлик болуп,
Йәһвани тонушқа интилимиз. У чоқум
бизгә таң атқандәк келиду, йәрни
нәмләйдиған әтиязлиқ ямғурдәк қайтиду».
4 «Мән сениң билән, Әпрайим, немә
қилишим керәк? Сениң биләнму,
Йәһуда, немә қилай? Силәрниң
вападарлиғиңлар әтигәнликтики
туманға охшайду вә сәһәрдики чапсан
йоқап кетидиған шәбнәмгә қиястур.
5 Шуңлашқа Мән силәрни пәйғәмбәрләр
гәплири арқилиқ гумран қилип,
еғизимниң сөзлири билән өлтүримән.
Силәрниң үстүңлардин чиқарған
қарарлирим йоруқлуқтәк нурлиниду.
6 Чүнки Мән рәһимдиллиқни халаймән,
қурбанлиқларни әмәс вә Худа
һәққидики билим көйдүрмиләрдин
артуқ Мени хошал қилиду.
7 Амма улар адәмдәк келишимни бузди.
Улар Маңа сатқунлуқ қилди.
8 Гилиат — қанунсизлар шәһири,
у қанға толди.
9 Роһанийлар нәсли болса, қоршавда
олтарған қарақчиларни әслитиду.
Улар Шәкәмгә маңған йолда кишиләрни
өлтүрүватиду, чүнки улар зулумлардур.
10 Мән Исраил өйидә қорқунучлуқ
нәрсиләрни байқаватимән:
Әпрайим әхлақсизлиққа патти
вә Исраил өзини булғиди.
11 Саңиму, Йәһуда, ома жиғиш вақти
бәлгүләнди, Мән сүргүндин
хәлқимни қайтурған вақитта».