Һошия 7:1—16

7  «Һалбуки, Мән Исраилниң кесилини давалай дегәндә, Әпрайимниң әйиви вә Самарийәниң зулум ишлири ечилиду. Өп-чөридә пәқәт қәстлик, оғрилар өйләргә кирип, булаңчилар кочиларда булаватиду.   Улар қәлбидә Мән өзлириниң барлиқ явузлуқлирини көрүдиғанлиғимни ойлапму қоймайду. Улар яман ишлириға шунчивала чөкүп кәттики, бу ишлири йүзүм алдида болуватиду.   Өз вәһшилиги билән падишасини, сахтипәзлиги билән бәглирини хошал қиливатиду.   Улар барлиғи нека вапалиғини бузуватиду, навайниң қиздурған тонуриға охшаватиду. авай униң чоғлирини хемир көтирилмигичә иләштүрмәйду.   Падишаниң зияпитидә бәгләр һошидин кетиватиду, чүнки улар шарапни өлгичә ичип, ғәзәпкә толуватиду. Падиша болса, ушбу мәсхиричиләргә қолини қисиватиду.   Улар униңға кәлгәндә жүриги кәби қувлүклар билән көйүватқан очақ. Навай пүткүл түндә ухлайду, тонур болса, әтигәнлигиму көйүп туриду.   Улар һәммиси тонурдәк қизип кәткән вә өз сотчилирини жутуду. Уларниң падишалири жиқилсиму, бирақ һечқайси Мени ярдәмгә чақирмайду.   Әпрайим хәлиқләр билән арилишип кәтти. Шуңа Әпрайим — пишмиған нандур.   Ятлар униң күчини йәвәтти, һә, у болса, буни билмәйду. Ақ чач бешиға санчилсиму, лекин у буни байқимайду. 10  Исраил мәнмәнлиги униңға қарши гувадур, Амма у өз Рәбби Йәһваға қайтмайватиду вә һәммидин қәтъий нәзәр, Уни издимәйду. 11  Әпрайим әқилсиз, мәнасиз кәптәргә охшиди. У ярдәмгә Мисирни һәм Ассурни чақириду. 12  Қәйәргила бармисун, Мән униңға тор ташлаймән вә уни қуштәк тутимән. Мән алдин-ала жиғинлирида агаһландурғандәк, уни җәзмән җазалаймән. 13  Мәндин чәтнигәнлиги үчүн, һалиға вай! Улар Маңа сатқунлуқ қилғини үчүн, һалиға вай! Мән уни сетивалай десәм, у Мән һәққидә ялғанчилиқ ейтти. 14  Гәрчә орнида йетип һөкүрсиму, у Маңа пүткүл жүригидин мураҗиәт қилмиди. У дан билән шарапни сориғанда, өзини җараһәтлиди, бирақ Мениңдин бәт буриди. 15  Гәрчә Мән уларни үгитип, булҗүңлирини күчәйтсәмму, улар Маңа қарши яманлиқ ойлаватиду. 16  У таққа-әршкә қаримайватиду, бәлки тамамән қариму-қарши тәрәпкә. У бошап кәткән оқ-яға қиясланди. Униң бәглири тилиниң һакавурлиғи үчүн қиличтин һалак тапиду. Бу түпәйлидин у Мисирда тамашиға қалиду».

Изаһәтләр