Һошия 9:1—17
9 «Әй, Исраил, сән шатланма.
Башқа хәлиқләрдәк хурсән болма, чүнки сән
зинахорлуғиңдин өз Тәңриңдин чәтнәп кәттиң.
Сән һәрбир хаманда қилған бузуқчилиғиң
үчүн алған соғиларға амрақ болдуң.
2 Лекин хаман билән искәнҗә сени бақалмайду
вә шарапму сени йолдин чиқириду.
3 Исраиллиқлар Йәһваниң зиминида қалмайду —
Әпрайим Мисирға қайтиду вә улар Ассурда
напак озуқни истимал қилиду.
4 Улар Йәһваға шарап һәдийәсини башқа әкәлмәйду,
чүнки уларниң қурбанлиқлири Униңға яқмайду.
Улар Исраил үчүн қайғуниң нени болиду,
ким уни йесә, напаклишиду, чүнки мәзкүр
нан пәқәт уларғила керәк болиду.
Уни Йәһваниң маканиға әкәлмәйду.
5 Силәр тәнтәнә күни Йәһваға беғишланған
мәйрәмни өткүзүш үчүн жиғилалмиғанда,
немә қилисиләр?
6 Силәргә бала-қазадин қечишқа тоғра келиду.
Мисир силәрни жиғивалиду вә Мемфис
дәпин қилиду. Чақақ күмүч затлириңларға егә
болуп, тикән чедириңларда өсиду.
7 Җавап бериш вә интиқам елиш күнлири келиду,
Исраил буни билсун! Пәйғәмбәр әқилсиз вә
роһниң тәсиридә сөзлигән киши надан болуп
чиқиду. Ушбу баһа саңа беқанунлиғиңниң
вә жиркиничлириңниң көплигидин саңа
қоюлиду».
8 Бир вақитларда Әпрайимниң күзәтчиси мениң
Илаһим билән болғанди, лекин һазир униң
пәйғәмбәрлириниң йоллири — қуш
тутқучиниң қапқинидур. Улар Тәңриниң
ғәзивигә толди.
9 Исраиллиқлар Геба күнлиридикидәк бузулди.
Шуңа У уларниң қилмишлирини әсләп,
гуналириға сүрлүк қарайду.
10 «Мән Исраилни худди чөлдә үзүмни
тапқандәк тепиведим. Мән силәрниң
әҗдатлириңларни әнҗирниң тунҗа
йемишлиридәк көргән едим. Бирақ улар
пеорлиқ Баалға кәтти вә өзлирини ушбу
уятсиз худаға беғишлиди. Шуниң билән
ашиқ болған жиркиничлик бутқа өзлириму
охшап кәтти.
11 Әпрайимлиқлар, силәрдин шөһрәт қуштәк
учуп кәтти! Әнди силәрдә йә туғут, йә
һамилдарлиқ, йә қосиғиңларда бирму
һамилә йоқтур.
12 Һәтта әгәр улар оғулларни тепип, чоң қилсиму,
Мән уларни тартивелип, бириниму
қоймаймән, Мән улардин чекингәндә,
уларниң һалиға вай болиду!
13 Әпрайим гөзәл яйлақта олтарғузулған еди,
у Мән үчүн Тирдәк гүлләнгән еди.
Әнди болса, у оғуллирини қатилға өзи
ачиқип бериватиду».
14 Йәһва Илаһим! Уларға мувапиқ җазани бәргинә.
Уларға туғмас қосақни вә
қуруқ әмчәкләрни бәргәйсән!
15 «Барлиқ уларниң яманлиғи Гилгалда қилинди,
шуңлашқа Мән уларға өч болуп, явуз ишлири
үчүн өйүмдин қоғлавәткән едим. Әнди башқа
уларни яхши көрмәймән, бәглириниң
барлиғи хаинлардур.
16 Барчә Әпрайим қомурулиду.
Уларниң йилтизи қуруп, мевә әкәлмәйду.
Һәтта улар пәрзәнтләрни туғсиму,
Мән арзулиған балилирини яшатмаймән!»
17 Мениң Пәрвәрдигарим улардин ваз кечиду,
сәвәви, улар Униңға қулақ салмиди.
Шуниң билән улар хәлиқләрниң арисида
сәргәрданлар болиду.