Әзра 1:1—11

1  Парс шаһи Корәшниң биринчи жили Йәрәмия пәйғәмбәрниң еғизи билән ейтилған Йәһваниң сөзлири әмәлгә ешиши үчүн, Йәһва Парс шаһи Корәшниң роһини қозғиди. У пүткүл шаһлиғида еғизчә вә язмичә ушбу сөзләрни җакалашқа пәрман чүшәрди:  «Парсниң һөкүмрани Корәш мундақ дәйду: “Әршниң Худаси Йәһва маңа йәр-зиминниң барлиқ шаһлиқлирини тапшурди. У Йәһудадики Йерусалимда Униңға өй селишни маңа жүклиди.  Униң барлиқ хәлқидин ким шу йәргә қайтишни халиса, Йәһудадики Йерусалим шәһиригә барсун вә униң Худайи униң билән болсун! У берип, Йерусалимда яшайдиған Исраил Тәңри Йәһваниң өйини салсун.  Қалғанларни, улар истиқамәт қиливатқан җайлирида, йәрлик турғунлар алтун-күмүч, башқа мүлүк, мал-варан вә ихтиярий ианиләр билән Йерусалимдики һәқиқий Худаниң өйи үчүн тәминлисун!”»  Шуниң билән Йәһуда вә Бениамин әвлатлириниң башлиқлири, роһанийлар һәм ләвийләр, кимдә һәқиқий Худа Йерусалимдики Йәһваниң ибадәтханисини селишқа роһини дәвәт қилғанлар, орнидин қозғалди.  Уларға қәбилидашлири ярдәмгә һәрәм үчүн ианә қилғанлардин ташқири, күмүч қачиларни, алтун вә башқа байлиқни, мал-варан вә есил затларни һәдийә қилди.  Корәш шаһму Нәбуқәднәсәр Йерусалимдин елип кәлгән вә өз илаһиниң бутханисиға беривәткән Йәһва өйиниң қача-қомучини қайтуруп бәрди.  Парс һөкүмрани Корәш уларни ғәзничи Нитридатниң қоли билән тапшурди, у киши уларни санап туруп Йәһуданиң йолбашчиси Шешбазарға өткүзди.  Мана уларниң сани: алтун севәтләрдин 30, күмүч севәтләрдин 1000, пичақлардин 29, 10  алтун тавақлардин 30, күмүч тавақлардин 410, қалған қачилардин 1000, 11  барлиғи болуп, алтун һәм күмүч қачилардин 5400. Мошуларниң һәммисини Шешбазар мусапирлар Бабилдин Йерусалимға қайтқанда өзи билән елип кәлди.

Изаһәтләр