Әзра 10:1—44

10  Әзра шундақ қилип, дуада жиғлап, көңлидикини изһар қилғанда, һәқ Худаниң ибадәтханиси алдида өмүләп йетип мураҗиәт қилғанда, униңға исраиллиқларниң интайин нурғун җәмийити жиғилди. Әр вә аяллар һәм балилар болуп, барлиқ хәлиқ униңға қошулуп, көп жиғлиди.  Шуниң билән Елам оғуллиридин Йихиелниң оғли Шекания Әзраға мундақ деди: «Биз Худайимниң алдида қилмишкәрләр, чүнки биз башқа хәлиқләрдин алған чәтәл аяллиримиз билән яшаватимиз. Амма ушбу әһвалдиму Исраил үчүн үмүт бар.  Келиңлар, Пәрвәрдигаримиз билән әнди келишимни чиңийтайли! Ғоҗайинимизниң мәслиһитигә мас вә Рәббимиз Йәһваниң вәсийитидин қорқидиғаңларға мувапиқ өзлиримиздин аяллиримизни һәм улар туғуп бәргән пәрзәнтлиримизни кәткүзиветәйли. Бу иш Қанун бойичә қилинсун.  Тур, чүнки сениң боюңда мәзкүр иш ятмақта һәм биз сениң биләндур. Һошияр болуп, иш қилғин!»  Әзра орнидин турди вә роһанийларни, ләвийләрни һәм пүткүл Исраилниң башчилирини чақиртип, улардин ушбу сөз бойичә қәсәм қилишни тәләп қилди. Улар қәсәм ичти.  Әзра Худа ибадәтханисидики Елиашибниң оғли Йехананиң бөлмисигә кирди. У нан йемиди, су ичмиди, чүнки әсирдин қайтқанларниң гунайи үчүн қаттиқ қайғурди.  Йәһудия билән Йерусалимдики мусапирларниң барчисигә Йерусалимда жиғилишни елан қилди.  Кимду-ким башлиқлар билән ақсақалларниң мәслиһитигә түпәйли үч күндин кейин йетип кәлмисә, униң барлиқ мал-мүлкигә ләнәт оқулуп, у көчүп кәлгәнләр җәмийитидин мәһрум қилиниду.  Йәһуда һәм Бениамин турғунлири Йерусалимда үч күндин кейин жиғилди. Бу болса тоққузинчи айниң жигирминчи күни йүз бәрди. Хәлиқ һәқиқий Худа ибадәтханиси алдидики мәйданда олтирип, ямғурлардин һәм ушбу пурсәттин әйминип титирәтти. 10  Әзра роһаний орнидин туруп, уларға: «Силәр җинайәтчиләр, Исраилниң әйивини көпәйтиш үчүн, силәр чәтәл аялларни хотунлуққа алдиңлар. 11  Демәк, ушбу гунайиңларни атилириңларниң Пәрвәрдигари Йәһваниң алдида иқрар қилиңлар вә Униң ирадисини орунлап, өзәңларни йәрниң хәлиқлиридин һәм чәтәл аяллириңлардин бөлүңлар!»— деди. 12  Пүткүл жиғин жуқури авазда: «Бопту, биздә сениң сөзүң бойичә иш қилиш пәрзи ятиду. 13  Амма хәлиқ көпсанлиқ болушидин вә ямғур-йешин вақти болғанлиқтин, талада турушқа мүмкин әмәс. Шундақла ушбу иш бир күнлүк яки икки күнлүк әмәс, чүнки мәзкүр хата ишта биз көп гуна өткүзгән едуқ. 14  Бизниң бәглиримиз пүткүл җәмийәт үчүн җавапкәрликни өзлиригә елип, шәһәрлиримиздә чәтәл хотунларни алғанлар бәлгүләнгән вақитта ақсақаллири һәм сотчилири билән келип, бу ишни әмәлгә ашурсун. Шундақ қилип, биздин атимиз Худаниң ушбу һәрикәт үчүн қайниған ғәзивини йоқатсун!»— дәп җавап қайтурди. 15  Шуңлашқа Асаилниң оғли Йонатан вә Тикваниң оғли Йахзия мошу ишқа қоюлди вә ләвийләр Мешулам һәм Шавтай уларға ярдәм бәрди. 16  Әсирдин қайтқанлар мошу ишни қилди. Буниңға Әзра роһаний тәрәптин адәмләр, қәбилиләр нәсиллириниң башлиқлири тайинлинип, барлиғи исимлири бойичә чақирилди. Улар ушбу муһим ишни атқуруш үчүн, онинчи айниң биринчи күнидә кеңәш өткүзди. 17  Улар чәтәллик аялларни хотунлуққа алғанларниң һәммисини издәп тепип, бу ишни биринчи айниң биринчи күнидә пүтәрди. 18  Шуниң билән өзигә чәтәл аялларни алған роһаний оғуллиридин, Йәшуа оғуллиридин: Йосадокниң оғли һәм униң қериндашлири: Маасея, Елиезер, Яриб вә Гедалия. 19  (Улар аяллирини қоюветишкә ишәндүрүш үчүн қолини бәрди вә өз әйиви үчүн қойни әкелишкә вәдә қилди) 20  Иммерниң оғуллиридин: Хананий вә Зәбадия. 21  Харимниң оғуллиридин: Маасея, Илияс, Шемая, Йихиел вә Уззия. 22  Пашхурниң оғуллиридин: Әлионай, Маасея, Исмаил, Натанаил, Йозавад вә Елеаса. 23  Ләвийләрдин: Йозавад, Шимей, Келая йәни Клита, Петахия, Йәһуда вә Елиезер. 24  Нахшичилардин: Елиашиб, дәрвазичилардин: Шаллум, Теләм вә Урия. 25  Исраилдин, Парошниң оғуллиридин: Ремая, Иззия, Малхея, Миямин, Елиазар, Малхея вә Беная. 26  Еламниң оғуллиридин: Маттания, Зәкәрия, Йихиел, Авдий, Иремот вә Илияс. 27  Заттуйниң оғуллиридин: Әлионай, Елиашиб, Маттания, Иремот, Забад вә Азиза. 28  Бевайниң оғуллиридин: Йеханан, Ханания, Забвай, Атлай. 29  Банийниң оғуллиридин: Мешулам, Маллух, Адая, Яшуб, Шеал, Йерамот. 30  Пахат-Моабниң оғуллиридин: Адна, Хелал, Беная, Маасея, Маттания, Весилиил, Бинуй вә Манассә. 31  Харимниң оғуллиридин: Елиезер, Ишшия, Малхея, Шемая, Шимон, 32  Бениамин, Маллух, Шемария. 33  Хашумниң оғуллиридин: Матнай, Мататта, Забад, Әлифәләт, Йеримай, Манассә, Шимей. 34  Банийниң оғуллиридин: Маадий, Амрам, Уил, 35  Беная, Ведия, Келуги, 36  Бенаяй, Меримот, Елиашиб, 37  Маттания, Матнай, Йасай, 38  Бинуй, Шимей, 39  Шелемия, Натан, Адая, 40  Махнадбай, Шашай, Шарай, 41  Азария, Шелемия, Шемария, 42  Шаллум, Амария вә Йүсүп. 43  Невониң оғуллиридин: Йииел, Мәттатия, Забад, Зевина, Йаддай, Йоел вә Беная. 44  Булар барлиғи өзлиригә чәт әлдин хотунларни алғанлар вә ушбу аялларниң бәзилири уларға оғулларни туғуп бәргән еди.

Изаһәтләр