Әзра 2:1—70

2  Мана, Бабилға униң шаһи Нәбуқәднәсәр тәрипидин йәр авдурулғанлар, әсирдин қайтип кәлгән һәрқандақ өлкиләрниң турғунлири. Улар Йерусалим шәһиригә вә Йәһудияға, һәрқайси өз шәһиригә қайтип кәлди.  Улар Зәрубабил билән қайтқанлар: Йәшуа, Нәһәмия, Серая, Реелая, Мардохей, Билшан, Нисфар, Бигвай, Рехум, Баана. Мана, Исраил хәлқи инсанлириниң сани:  Парошниң оғуллири 2172 киши.  Шифатияниң оғуллири 372 киши.  Арахниң оғуллири 775 киши.  Пахат-Моабниң оғуллиридин, Йоаб Йешуй оғуллири өйидин 2812 адәм.  Еламниң оғуллири 1254 киши.  Заттуйниң оғуллири 945 инсан.  Закхайниң оғуллири 760 киши. 10  Банийниң оғуллири 642 киши. 11  Бевайниң оғуллири 623 адәм. 12  Азгадниң оғуллири 1222 адәм. 13  Адоникамниң оғуллири 666 адәм. 14  Бигвайниң оғуллири 2056 адәм. 15  Адинниң оғуллири 454 киши. 16  Хизқия өйидин Атерниң оғуллиридин 98 киши. 17  Безайниң оғуллири 323 киши. 18  Йорниң оғуллири 112 киши. 19  Хашумниң оғуллири 223 киши. 20  Габарниң оғуллири 95 адәм. 21  Бәйтләһәмдин чиққанлар 123 киши. 22  Нетотаниң турғунлири 56 адәм. 23  Анатот турғунлири 128 адәм. 24  Азмабеттин чиққанлар 42 киши. 25  Кириат-Йаримдин, Кетирадин вә Бероттин чиққанлар 743 киши. 26  Рамаһ билән Гебадин чиққанлар 621 адәм. 27  Микмасниң турғунлири 122 киши. 28  Бәйтәл һәм Гайниң турғунлири 223 адәм. 29  Невониң турғунлири 52 киши. 30  Магбиштин чиққанлар 156 адәм. 31  Башқа Еламниң оғуллири 1254 киши. 32  Харимниң оғуллири 320 киши. 33  Лод, Хадид вә Онодин чиққанлар 725 адәм. 34  Йерихадин чиққанлар 345 киши. 35  Сенаядин чиққанлар 3630 киши 36  Йешуй өйидин болған Йидаяниң оғуллири, роһанийлар, 973 киши. 37  Иммерниң оғуллири 1052 адәм. 38  Пашхурниң оғуллири 1247 киши. 39  Харимниң оғуллири 1017 адәм. 40  Ләвийләрдин: Годавия оғуллириниң өйидин чиққан Йешуй вә Кадмиил оғуллири 74 киши. 41  Асафниң оғуллири, сазәндә-нәғмичиләр 128 киши. 42  Дәрвазичилар оғуллири: Шаллумниң оғуллири, Атерниң оғуллири, Талмонниң оғуллири, Аққубниң оғуллири, Хатитниң оғуллири, Шовайниң оғуллири, һәммиси болуп 139 адәм. 43  Нефинейлар: Зиханиң оғуллири, Хасуфниң оғуллири, Табаотниң оғуллири, 44  Керосниң оғуллири, Сиагниң оғуллири, Тадонниң оғуллири, 45  Лебанниң оғуллири, Хагабниң оғуллири, Аққубниң оғуллири, 46  Хагабниң оғуллири, Шемлайниң оғуллири, Қананниң оғуллири, 47  Гидделниң оғуллири, Гахарниң оғуллири, Риаяниң оғуллири, 48  Резинниң оғуллири, Некодниң оғуллири, Газзамниң оғуллири, 49  Уззаниң оғуллири, Пасеяхниң оғуллири, Весайниң оғуллири, 50  Аснаниң оғуллири, Меунимниң оғуллири, Нетисимниң оғуллири, 51  Бакбукниң оғуллири, Хакутниң оғуллири, Хакаурниң оғуллири, 52  Вазлутниң оғуллири, Мехшидниң оғуллири, Харшиниң оғуллири, 53  Баркосниң оғуллири, Сисараниң оғуллири, Тамахниң оғуллири, 54  Незиахниң оғуллири, Хатитниң оғуллири. 55  Сулайман қуллириниң оғуллири: Сотайниң оғуллири, Соферетниң оғуллири, Терудниң оғуллири, 56  Йалниң оғуллири, Дарконниң оғуллири, Гидделниң оғуллири, 57  Шифатияниң оғуллири, Хаттилниң оғуллири, Похерет-Газеваимниң оғуллири, Амияниң оғуллири. 58  Барлиқ нефинейлар вә Сулайман хизмәткарлириниң оғуллириниң сани 392 киши еди. 59  Мана, Телмелахтин, Тел-Харшидин чиққанлар: Херуб, Аддан, Иммер (һалбуки, улар өз нәслиниң һәм қәбилисиниң Исраилдин екәнлигинини көрситәлмиди). 60  Делаяниң оғуллири, Тобияниң оғуллири, Некодниң оғуллири 652 киши. 61  Роһанийлар оғуллиридин: Акозниң оғуллири, Ховаяниң оғуллири, Барзилайниң оғуллири (у гилиатлиқ Барзилайниң қизлиридин өзигә хотун елип, уларниң исми билән атилидиған болди). 62  Улар өзлири һәққидә нәсәбнамилар тизимлирида йезиқларни издиведи, бирақ тапалмиди. Шу сәвәптин улар роһанийлар қатаридин чиқирилди. 63  Шуңа тиршафа йәни Парс дөлитигә қарашлиқ өлкиләрниң һакими, уларға урим вә тумим билән хизмәт атқуридиған роһаний кәлмигичә бүйүк муқәддәсликләрдин еғиз тәгмәйдиғанлиғини әскәртти. 64  Пүткүл җәмийәт һәммиси болуп 42 360 инсандин ибарәт еди. 65  Ушбу сан әр вә аял қуллардин ташқири, уларниң сани 7337 адәм болған еди. Уларниң арисида әр вә аял нахшичилардин 200и бар еди. 66  Қайтип кәлгәнләрниң 736 ети, хечирдин 245 баш болди. 67  Төгиләрдин уларда 435, ешәкләрдин 6720 баш бар еди. 68  Әвлатларниң башчилириниң бәзилири Йерусалимдики һәқиқий Худаниң ибадәтханисиға кәлгәндә, уни өз һулида тикләш үчүн, Йәһваниң өйигә ихтиярий ианиләрни бәрди. 69  Улар өз янчуғиға қарап, ишларни жүргүзүш үчүн, ғәзниләргә 61 000 алтун драхма вә 5000 күмүч мина һәм 100 роһанийлар кийимини бәрди. 70  Шуниң билән роһанийлар, ләвийләр, нәғмичиләр, дәрвазичилар, нефинейлар өз шәһәрлиридә вә исраиллиқлар һәм пүткүл хәлиқ өзлиригә тәәллуқ шәһәрләрдә яшашқа башлиди.

Изаһәтләр