Әзра 3:1—13

3  Йәттинчи ай башланғанда вә Исраил оғуллири шәһәрлиридә истиқамәт қилғанда, шу чағда хәлиқ бир кишидәк Йерусалимда жиғилди.  Йосадокниң оғли Йәшуа һәм униң бурадәрлири-роһанийлар вә Шалтийәлниң оғли Зәрубабил һәм униң қериндашлири туруп, Худаниң адими Мусаниң қанунида йезилғинидәк, көйдүрмиләрни Исраилниң Худасиға әкелиш үчүн қурбангаһ қурди.  Һәтта улар чәтәл хәлиқләрдин қорқунучта болушидин қәтъий нәзәр, қурбангаһни әсли һулида қуруп чиқти. Улар униңда Йәһваға көйдүрмиләрни, әтигәнлик һәм кәчқурунлуқларни сунушқа башлиди.  Йезилғинидәк, кәпиләр мәйримини күндилик көйдүрмә билән бәлгүләнгән күндә, һәр күни тәләп қилинғандәк, нишанлиди.  Андин ушбу қурбангаһта давамлиқ көйдүрмиләр ай башлинишида вә Йәһваға беғишланған барлиқ байрамларда һәм пүткүл вуҗудидин инсанниң ихтиярий һәдийәлири Йәһваға әкелинидиған болди.  Йәттинчи айниң биринчи күнидин башлап, Йәһваға көйдүрмиләрни әкәлди. Йәһваниң ибадәтханисиниң болса, техи асаси селинмиған еди.  Исраиллиқлар күмүчни дәрәқ чапқучилар һәм яғашчиларға, тамақни, услуқни, зәйтун мейини сидонлуқлар вә тирлиқларға, Парс шаһи Корәшниң рухсити билән, деңиз бойичә Либандин Яппағичә седир яғачларни йәткүзүши үчүн бәрди.  Йерусалимдики һәқ Худаниң өйигә йетишидин өткән иккинчи жилиниң иккинчи ейида Шалтийәлниң оғли Зәрубабил вә Йосадокниң оғли Йәшуа бурадәрлири, роһанийлар билән ләвийләр һәм Йерусалимға әсирдин қайтқан мусапирлар бу ишни башлиди. Улар ләвийләрни 20 яштин тартип, Йәһваниң өйидә паалийәтләрни назарәт қилиш үчүн қойди.  Йәһудадин Йешуй, униң оғуллири вә қериндиши Кадмиил вә униң оғуллири биргә туруп, һәқ Худаниң ибадәтханисидики ишларға назарәт қилди, шундақла Хенададниң оғуллири һәм қериндашлири-ләвийләр. 10  Йәһва һәрәминиң һулини қурғучилар селиватқанда, роһанийларни кийимлиридә карнәйләр билән вә Асафниң оғуллири, ләвийләрни, урғу тавақлар билән Йәһвани улуқлашқа, Исраил падишаси Давутниң көрсәтмисигә мувапиқ қойди. 11  Улар Йәһвани махтап-мәдһийилигәч дап-думбақ қилишатти, чүнки У бәрикәтлик, чүнки Униң меһир-шәпқити әбәдий-әбәттур. Барлиқ хәлиқ Йәһва өйиниң һули қурулғиниға Йәһвани улуқлап, қаттиқ вақиришатти. 12  Роһанийлар, ләвийләр һәм нәсилләрниң башчилири — қерилар, мәзкүр өйниң қурулушини көрүп, өпкидәп жиғлишатти, чүнки улар авалқи ибадәтханини көргәнләр еди. Нурғунлири болса хошаллиғидин жуқури авазда үн қататти. 13  Хәлиқтә жиғлиғанларниң авазини шатлиқта вақириғанларниң үнидин айривелишқа мүмкин әмәсти, чүнки хәлиқ қаттиқ чуқан салатти вә униң авази жирақларға аңлинатти.

Изаһәтләр