Әзра 4:1—24

4  Йәһуда билән Бениаминниң дүшмәнлири сүргүндин қайтип кәлгәнләр Исраилниң Худайи Йәһваға ибадәтхана селиватқинини аңлиди.  Улар Зәрубабилға вә нәсилләрниң башчилириға келип: «Силәр билән ибадәтхана қурушни бизгиму рухсәт қилиңлар, чүнки бизму силәрниң Худайиңларни издәп, Униңға бизни мошу йәргә йөткигән Ассур шаһи Есархадонниң күнлиридин тартип, қурбанлиқларни сунуватимиз»,— дәп илтимас қилди.  Уларға Зәрубабил, Йәшуа вә Исраил әвлатлириниң башчилири җававән: «Силәргә биз билән Худаниң өйини селишқа болмайду! Биз өзимиз, Парсниң шаһи Корәш буйруғандәк, Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһваға өй қурумиз»,— деди.  Шуниңдин кейин ушбу зиминниң хәлқи Йәһуда хәлқиниң қолини аҗизлаштуруп, қурулушта кашила қилишқа киришти.  Уларниң ушбу паалийитини бузуветиш үчүн, улар Парс шаһи Корәшниң дәвридә вә Парс шаһи Дариосниң һөкүмранлиғичә шаһларниң әмәлдарлириға пара берип, уларға зиян кәлтүрәтти.  Ахашверошниң шаһлиғида, һөкүмранлиғиниң бешида, улар Йәһудия һәм Йерусалим аһалисиға қарши төһмәт язди.  Артахшаштниң заманида Парс шаһи Артахшаштқа Бишлам, Нитридат, Тавеил вә уларниң башқа һәмкардашлири хәт язди. Хәт болса арамий һәрипләр билән йезилип, униң мәзмуни арамий тилида ипадиләнгән еди.  Шаһниң әмирлирини сақлиғучи Рехум вә катип Шимшай Артахшашт шаһқа Йерусалим һәққидә бир хәт йезип, мундақ деди:  «Шаһ пәрманлирини сақлиғучи Рехум, катип Шимшай вә уларниң иттипақдашлири: динайлиқлар, атарсазлар, тарпилайлар, парслар, ерехлиқлар, бабиллиқлар, сузлиқлар, дагилар, еламлиқлар 10  вә улуқ һәм шәрәплик Аснапар йөткигән һәм Самарийә шәһиридә вә йоған дәрияниң у қатида орунлаштурған хәлиқләр вә башқилар. 11  (Мана, Артахшашт шаһқа әвәтилгән хәтниң көчәрмиси) — йоған дәрияниң у тарипидә яшаватқан қуллириңиз вә башқилар. 12  Шаһимизға шу мәлум болсунки, силидин бизгә кәлгән йәһудийлар Йерусалимға келип, исиянлиқ вә керәксиз шәһәрни қуруватиду. Улар сепилини тикләватиду, һуллирини болса ясап болди. 13  Әнди шаһимизға мәлум болсунки, әгәр мәзкүр шәһәр ясилип вә тамлири қурулуп болса, у чағда улар йә баҗ, йә һәрхил селиқлар, йә җәриманни төлимәйду. Шундақ қилип, шаһниң ғәзнисигә зор зиян кәлтүрүлиду. 14  Биз нан-тузни шаһ өйидин алғанлиғимиздин, бизгә шаһимиз үчүн зиядә нәрсини етиварсиз қоюшқа зади болмайду. Шуңлашқа биз ушбу хәтни әвәтип, шаһимизни агаһландуруватимиз. 15  Атилириңиз дәвридә муһим вақиәләр пүтүлгән китапта издәп көрсили вә шуниң билән, ушбу китаптин мәзкүр шәһәрниң исиянкар һәм шаһ үчүн вә өлкиләр үчүн зиян җай екәнлиги мәлум болиду. Униңда авалқи күнләрдиму қаршилиқлар болған еди. Ушбу әйиви үчүн шәһәр вәйран қилинғанди. 16  Биз шаһимизни агаһландурумизки, әгәр мошу шәһәр йәнә қурулуп, униң сепили тикләнсә, дәрияниң у қетидики егиликлириңизниң бир қисми силиниң болмайду». 17  Шаһ Самарийәдә истиқамәт қилидиған пәрманлирини сақлиғучи Рехумға, катип Шимшайға вә уларниң бурадәрлиригә мундақ җавап қайтурди: «Һәммиңларға салам вә башқилар. 18  Силәр әвәткән хәт мениң алдимда диққәтчанлиқ билән оқулди. 19  Мәндин буйруқ берилип, пүтүкләр тепилди. Шуниң билән ушбу шәһәрниң бурунқи заманларда шаһларға қарши көтирилип, униңда исиянлар билән паракәндиликләр болғанлиғи 20  вә Йерусалимда күчлүк падишалар һөкүмранлиқ жүргүзүп, улар дәрияниң пүткүл у тәрипини егилигәнлиги тоғрилиқ мәлумат таптуқ. Уларға хәлиқләр мәзкүр вақитта баҗ, хилму-хил селиқларни һәм җәриманларни төлигән екән. 21  Демәкчи, ушбу кишиләр паалийитини тохтитишқа әмир қилиңлар. Мәзкүр шәһәр мәндин пәрман болмиғичә, қурулмисун! 22  Еһтиятлиқ болуп, бу ишта назарәтчилик кам болмисун. Немә үчүн шаһларға зиян кәлтүрүп, мәнпийити бузулушиға йол қоюш керәк?!» 23  Ушбу Артахшашт шаһниң хети Рехум һәм Шимшай вә уларниң ағинилири билән оқулғанда, улар чапсан йәһудияларға Йерусалимға берип, қудрәтлик қоли билән ишини тохтатти. 24  Шу чағда Йерусалимда болған Худаниң өйидә барлиқ паалийәт тохтитилди. Бу тәнәпус һәтта Парс шаһи Дариосниң һөкүмранлиғиниң иккинчи жилиғичә давамлашти.

Изаһәтләр