Әзра 6:1—22

6  Ушбу вақитта шаһ Дариос ғәзниханида, Бабилдики сақлинидиған амбарларда, ушбу һөҗҗәтни тепишни буйриди.  Шуниң билән Мидия өлкисидики Екбатана қорғинида бир пүтүк тепилди, униңда мундақ йезилипту: «Әбәдий-әбәт хатирисигә!  Корәш шаһниң дәсләпки жили у Йерусалимдики Худаниң ибадәтханиси һәққидә пәрман бәрди: “Ушбу өй қурбанлиқлар әкелингән җайда қурулсун! Униң һулиға мәккәм асаслар қоюлсун, егизлиги 60 җәйнәк вә кәңлиги 60 җәйнәк,  үч қур йонулған таштин вә бир қатар яғачтин ибарәт болсун. Барлиқ хираҗәтләр шаһ өйидин берилсун.  Нәбуқәднәсәр Йерусалим һәрәмидин ачиқип, Бабилға елип кәткән Худа өйиниң алтун һәм күмүч қачилири яңливаштин өз орниға, Йерусалим һәрәмигә қайтип барсун. Улар Худаниң өйигә йәткүзүлсун!  Ушбу өлкиләрниң һакими Татнай, Шефар-Бознай сәпдашлири билән у йәрдин кәтсун.  Худаниң өйидә болуватқан паалийәтни азатлиқта қоюңлар. Йәһудия өлкә башчиси вә ақсақаллири Худаниң ибадәтханисини өз орнида қурсун!  Мәндин шундақ әмир қилинидуки, силәр ушбу Худа өйиниң селинишида Йәһудияниң ақсақаллириға ярдәм көрситип, шаһниң мүлкидин, дәрияниң у қетида жиғилидиған селиқтин кәйнигә созмай елип, шу кишиләргә бериңлар. Иш һәргиз тохтимисун.  Асман Худасиға көйдүрмиләргә қанчә буқа, қой вә қозилар, шундақла буғдай, туз, шарап вә зәйтун мейи керәк болса, шунчини күндин-күнгә, Йерусалимдики роһанийлар тәләп қилғинидәк, тохтатмай берилсун. 10  Чүнки улар асман Рәббигә йеқимлиқ қурбанлиқларни тәғдим қилип, шаһниң һәм униң оғуллириниң аман-есәнлиги тоғрилиқ дуа қилсун. 11  Мәндин шундақла пәрман берилидуки, әгәр кимду-ким мәзкүр тохтамни өзгәртсә, униң өйидин лимни суғуруп чиқирип, шуниң өзини униңға миқлисун, өйини болса, шу қилмиши үчүн җәмийәтлик һаҗәтханиға айландурсун. 12  Исми Йерусалимда яшайдиған Тәңри ушбу тохтамни өзгәртишкә қолини созидиған, Йерусалимдики Худа макани үчүн зиян кәлтүрүшни мәхсәт қилған һәрқандақ шаһни вә хәлиқни йоқ қилсун! Мән, Дариос, пәрман чүшәрдим: һәммә нәрсә булҗутмай чапсан орунлансун!» 13  Шу чағда һаким Татнай, сәпдашлири Шефар-Бознай вә башқилар Дариос шаһ әвәткән әмир бойичә һәммини шундақ қилди. 14  Йәһудия ақсақаллири қурулушни давамлаштурди вә уларниң иши Һагай пәйғәмбәрниң вә Иддо оғли Зәкәрияниң бәшарәтлиригә мувапиқ утуқлуқ маңди. Улар Исраил Рәббиниң ирадиси бойичә, Парс шаһлири Корәш, Дариос вә Артахшаштниң пәрманлири бойичә ибадәтханини селип пүтәрди. 15  Адар ейиниң үчинчи күнигә ушбу өй тамамланди. Бу болса Дариос шаһниң һөкүмранлиғиниң алтинчи жили еди. 16  Исраил оғуллири, роһанийлар, ләвийләр вә тутқундин чиққан башқа кишиләр Худа өйини шат-хорам, тәнтәнә арқилиқ муқәддәслиди. 17  Худаниң мәзкүр өйиниң беғишлинишида қурбанлиққа 100 буқа, 200 қой, 400 қоза вә барлиқ исраиллиқларниң гунайи үчүн қурбанлиққа Исраил қәбилилириниң сани бойичә 12 текә әкелинди. 18  Роһанийларни вә ләвийләрни уларниң новәтлири бойичә, Мусаниң китавида бәлгүләнгәндәк, Худаниң хизмитигә қойди. 19  Тутқундин чиққанлар биринчи айниң 14-күни Өтүп кетиш һейтини, яки Песах мәйримини өткүзди. 20  Сәвәви, роһанийлар билән ләвийләр тазилинип, барлиғи бир кишидәк пак еди. Улар песах қозилирини бурадәрлири үчүн, әсирдин кәлгән роһанийлар вә өзлири үчүн боғузлиди. 21  Исраил оғуллири, тутқундин қайтип келип вә Исраил Илаһи Йәһвани издәш үчүн йәр хәлиқлириниң барлиқ жиркиничлик ишлиридин қутулғанлар, ушбу қурбанлиқлардин йеди. 22  Петир нанлар мәйримини йәттә күн хошаллиқ билән нишанлиди, чүнки Йәһва уларни хурсән қилди. У уларға Ассур шаһиниң көңлини яткузуп, у Исраил Пәрвәрдигариниң ибадәтханисини тикләштә уларни қоллап-қувәтлиди.

Изаһәтләр