Әзра 9:1—15

9  Ушбу ишларниң йәкүнлишигә қәдәр маңа башчилар келип: «Исраил хәлқи, роһанийлар һәм ләвийләр чәтәл хәлиқләрдин уларниң жиркиничлик адәтлиридин бөлүнмиди: қананлиқлардин, һетийлардин, перизийлардин, йәвусийлардин, амонлуқлардин, моаблиқлардин, мисирлиқлардин вә аморийлардин.  Чүнки бизниңкиләр уларниң қизлирини өзлиригә вә оғуллириға хотунлуққа елип, муқәддәс уруқни чәтәл хәлиқләр билән арилаштуруватиду. Техи башлиқлар һәм арисидики тәсирликләр бу қанунсизлиқта әң биринчи болмақта»,— дейишти.  Мәзкүр гәпни аңлап, мән ички көйнигим һәм сиртқи кийимимни жиртивәттим вә бешимдики һәм сақилимдики чачларни жулуп, һаң-таңлиқта олтардим.  Маңа көчүп кәлгәнләрниң қилмиши һәққидә аңлап, Исраил Худайиниң сөзлиридин чөчүгәнләрниң барлиғи жиғилди. Мән болсам кәчқурунлуқ қурбанлиққичә тәвриништә болдум.  Кәчқурунлуқ қурбанлиқ вақтида мән қайғурған орнумдин туруп, жиртилған ички вә сиртқи кийимимдә тизлиримға жиқилип, қоллиримни Йәһва Рәббимгә көтәрдим.  Мән мундақ сөз қилдим: «Худайимим! Иза тартип, үзүмни Саңа, Пәрвәрдигарим, көтиришкә петиналмаймән, чүнки бизниң қанунсизлиқлиримиз бешимиздин ешип кәтти вә әйивимиз асманға йәтти.  Атилиримизниң заманидин башлап ушбу күнгичә биз зор гунада болуватимиз. Бизниң җинайәтлиримиз үчүн биз, падишалиримиз, роһанийлиримиз чәтәл шаһларниң қоллириға чүшүп, қиличқа, тутқунға, булаң-тараҗға вә шәрмәндиликкә, һазир көргәндәк, бәргүзүлдуқ.  Әнди болса, көзни жумуп-ачқичә, бизгә Худайимиз Йәһва қалдуғимиз болсиму сақлинип қелиши вә Униң муқәддәс җайида қозуқ қеқип чиңийиши үчүн илтипат көрсәттиң. Бизниң Рәббимиз көзлиримизни йорутуп, бизгә қуллиғимиздә бираз тирилишкә имканийәт туғдурдиң.  Биз қуллармиз, лекин қуллиғимиздиму Яратқучимиз бизни ташлимиди. У бизгә Парс шаһлириниң илтипатини кәлтүрүп, Рәббимизниң өйини харабилиқтин тикләшкә вә Йәһудия һәм Йерусалимда там-сепилларни бәрпа қилишқа рухсәт қилди. 10  Әнди болса, бизниң Пәрвәрдигаримиз, йүз бәргән һәммә нәрсидин кейин немә дәймиз? Биз Сениң вәсийәтлириңдин чекиндуқ. 11  Сән уларни қуллириң, Сениң пәйғәмбәрлириң, арқилиқ мундақ вәсийәт қилған едиң: “Силәр мирас егиликкә алидиған йәр — напак зиминдур. У шу җайниң хәлиқлириниң паскинчилиқлири билән напаклашқан. Улар уни чәттин-чәткичә өз жиркиничликлири билән толтурди. 12  Ейтмақчи, қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәңлар вә уларниң қизлирини өз оғуллириңларға елип бәрмәңлар. Уларниң течлиғини вә бәхтини һәргиз издимәңлар! Шу чағда силәр күчлүк болуп, ушбу йәрниң яхшилиғини көрүп, уни мәңгүгә мираслиққа оғуллириңларға қалдуралайсиләр”,— дәп әскәрткән едиң. 13  Бизни яман ишлиримиз вә зор әйивимиз үчүн тартқан җазадин кейин — сәвәви Сән, Худайимиз, бизниң қилмишлиримизниң көләми бойичә җазалимай, бизгә мошундақ қутулушни бәргәндин кейин — 14  наһәтки биз яңливаштин Сениң вәсийәтлириңни бузуп, ушбу жиркиничлик хәлиқләр билән туққанлишимиз? Сән бизгә шундақ миқдарда ғәзәплинип, һечкимгә аман қелишни бәрмәй, һәммимизни қалдурмай қирип ташлимамсән? 15  Исраилниң Тәңри Йәһва, Сән һәққанийсән, чүнки мәзкүр күнгичә биз сақлинип, қалдуғимиз аман қалған хәлиқмиз. Мана, биз йүзүң алдида һәммәйлән гуналиримизда туруватимиз, һәтта барлиқ ушбу нәрсә үчүн Сениң йүзүң алдида болушниң өзи мүмкин әмәсқу?!»

Изаһәтләр