Әзәкиял 1:1—28
1 Мән Кевар дәриясиниң бойида йәр авдурғанлар арисида болғинимда, йешимниң 30-жили, төртинчи айниң бәшинчи күни асманлар ечилип, мән Худадин вәһий алдим.
2 Айниң бәшинчи күнидә (бу Йәһоякин падишаниң тутқунға әкетилгән бәшинчи жили еди)
3 халдийлар зиминида Кевар дәриясиниң йенида Йәһва Худа мән, Бузи роһанийниң оғли Әзәкиял билән сөзләшти. Шу йәрдә маңа Йәһваниң муқәддәс роһи чүшти.
4 Мана, немини мән көрдүм: шималдин қаттиқ боран, йоған булут һәм көйүватқан от йеқинлишивататти. Булутни ярқин нур чөрәдәтти, өртниң ичидә алтун билән күмүчниң қошунлиридәк бир нәрсә көрүнәтти.
5 Отниң арисида төрт мәхлуқларға охшайдиған тирик җанлар болуп, уларниң һәрқайси адәмгә охшатти.
6 Уларниң төрттин үзи вә төрттин қанити бар еди.
7 Аяқлири түз болуп, силиқланған мистәк пақиратти. Туяқлири топақниң туяқлириға охшатти.
8 Қанатлири астида, төрт тәрәптин, инсанниң қоллири вә һәммә төртиниң үзлири һәм қанатлири болатти.
9 Уларниң қанатлири бир-биригә тегип туратти. Һәрикәтләнгәндә улар қандақту-бир тәрәпкә бурулматти, чүнки һәр мәхлуқ үзиниң бири қариған тәрәпкә маңатти.
10 Уларниң үзлири мана мундақ көрүнәтти: алдидин һәрбир төртиниң үзи адәмниңки еди, оң тәрәптин — ширниң үзи, сол тәрәптин — буқиниң үзи вә һәммә төртиниң бүркүт үзиму болған еди.
11 Мана, уларниң үзлири мошундақ көрүнәтти. Қанатлири болса, уларниң үстидин көтирилгән болуп, һәрқайсиниң бир-биригә тегип турған иккидин қанити вә тәнлирини йепип туридиған икки қанити бар еди.
12 Һәрбир тирик мәхлуқ униң үзиниң бири қариған тәрәпкә жүрәтти. Маңғанда уларға бурулуш һаҗити йоқ еди, чүнки роһ уларни қәйәргә әвәтсә, улар шу җайға маңатти.
13 Мәхлуқлар чирайи билән отта көйүватқан чоғларға охшатти. Уларниң арисида алди-кәйнигә силҗидиған отлуқ мәшъәлләр жүрәтти. Ялқундин чақмақлар йенип туратти.
14 Тирик мәхлуқлар кетип-қайтқанда, уларниң һәрикәтлири чақмақларниң йенишлирини әслитәтти.
15 Мән ушбу төртйүзлүк тирик җанларға қарап, шуни байқидимки, йәрдә һәрқайсиниң қешида бирдин чеқи барди.
16 Мәзкүр чақлар хризолит таштин болғандәк пақирап, барлиқ төрт чақ охшаш еди. Уларниң ясилиши худди бир чақниң ичидә уттур булуңлуқ орунлаштурулған йәнә бир чақ болғандәк еди.
17 Шуңлашқа улар йөткәлгәндә, һеч тәрәпкә бурулмай, уттур, қайсила йөнилиш болмисун, шу яққа маңалатти.
18 Чақлар шунчилик егиз едики, адәмни һәйвәткә кәлтүрәтти. Төрт чақниң ултаңлириниң барлиғи көзләргә толған еди.
19 Тирик мәхлуқлар һәрикәткә кәлгәндә, улар билән чақлириму маңатти. Улар йәрдин көтирилгәндә, ушбу чақларму тәң көтириләтти.
20 Улар муқәддәс роһ уларни әвәткән тәрәпкә маңатти. Роһқа қәйәргә меңиш керәк болса, улар шу йәргә маңатти. Чақлар улар билән биргә көтириләтти, сәвәви, тирик мәхлуқларни һәрикәтләндүридиған роһ чақлардиму бар еди.
21 Улар маңғанда, чақларму маңатти вә улар тохтиғанда, чақларму тохтатти. Улар йәр үстидин көтирилгәндә, чақларму улар билән биллә көтириләтти, чүнки җанлиқ мәхлуқларни башқуридиған роһ чақлардиму моҗутти.
22 Мәхлуқларниң төписидә таза музға охшайдиған әҗайип бир мәйдан туратти. У таң қалдуридиған һаләттә парлап, һәйвәт қозғатти.
23 Ушбу мәйданниң астида уларниң қанатлири жуқуриға көтиришлик болуп, бир-бирсигә тегишлик еди. Һәрқайсиниң икки қанити бәдинини бир тәрәптин япатти, башқа икки қанити билән улар тенини башқа тәрәптин япатти.
24 Мән уларниң қанатлириниң қеқишини аңлидим: у мол суларниң тавушини, Һәммигә Қадирниң авазини билдүрәтти. Улар маңғанда, зор әскәрниң ваң-чуңиға охшатти. Улар тохтиғанда, қанатлирини жиғатти.
25 Уларниң төписидә болған мәйдандин үн чиқатти. (Мәхлуқлар тохтиғанда, қанатлирини чүширәтти.)
26 Уларниң үстидики мәйданда яқут баһатешидин болғандәк, тәхт туратти. Тәхттә қияпити билән адәмни әслитидиған бири олтиратти.
27 Мән шуни көрдүмки, униң қияпитидин, белидин жуқури тенидин өрткә охшайдиған, алтун билән күмүчниң қошундисиниң нури чиқатти. Белидин башлап төвинигә мән өрткә қияс бир нәрсини көрдүм. Униң әтрапида шундақ бир йоруқлуқ болдики,
28 у ямғурдин кейин булутларда чиқидиған һасан-һүсәнни әслитәтти. Униң әтрапидики нур дәл мошундақ еди. Бу Йәһва Пәрвәрдигарниң шан-шөһритигә охшатти. Буни көрүп, мән дүм жиқилдим вә сөз Қиливатқанниң авазини аңлидим.