Әзәкиял 11:1—25

11  Муқәддәс роһ мени көтирип, Йәһва өйиниң шәрқий дәрвазилириға елип кәлди. У йәрдә дәрвазиларниң киришидә мән 25 әркишини көрдүм. Уларниң арисида Азурниң оғли Язания, Бенаяниң оғли Пилатияни байқидим, улар хәлиқниң бәглири еди.  Худа маңа: «Инсан оғли, мана, бу кишиләр яманлиқ ойлап, ушбу шәһәргә униң зийиниға қанунсиз мәслиһәтләрни бериватиду.  Улар: “Өйләрни салидиған вақит кәлмидиму? Бу шәһәр — қазан, биз болсақ, униңдики гөштур”,— дәватиду.  Шуңлашқа уларға қарши бәшарәт ейтқин. Инсан оғли, пәйғәмбәрлик қил».  Шу чағда маңа Йәһваниң роһи чүшүп, Худа мундақ деди: «Ейт: “Йәһва мундақ дәйду: “Силәр, Исраилниң әвлатлири, дурус ейтиватисиләр һәм Мән силәрниң ичиңларда немә ойлиғиниңларни билимән.  Силәрниң кесириңлардин мәзкүр шәһәрдә көплигән адәмләр өлүп кәтти вә униң кочилири җәсәтләргә толди”».  «Шуңа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Шәһәр ичидә ташланған җәсәтләр — бу гөш, шәһәр болса — қазан, бирақ силәрни униңдин чиқириду”».  «“Силәр қиличтин қорқуйсиләр һәм Мән силәргә қилични дәңләймән,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.—  Мән силәрни шәһәрдин чиқиримән, ятларниң қолиға тапшуруп, силәргә һөкүм қилимән. 10  Силәр қиличтин һалак болисиләр. Мән силәрни Исраилниң чегарилиридә сотлаймән вә силәр Мениң Йәһва екәнлигимни тонуп-билисиләр. 11  Бу шәһәр силәр үчүн қазан болмайду вә силәр униңдики гөш болмайсиләр, чүнки Исраилниң чегарисида Мән силәрни сотлаймән. 12  Шундақ қилип, силәр Мән Йәһва екәнлигимни чүшинисиләр. Сәвәви, силәр Мениң пәрманлиримни көзгә илмай, қарарлиримни орунлимидиңлар, әксичә, әтрапиңлардики ят хәлиқләрниң низам-қаидилири бойичә өмүр сүрдиңлар”». 13  Мән бәшарәтни ейтишни түгәткәндә, Бенаяниң оғли Пилатия җан үзди. Шу чағда мән үзүмгә жиқилип, қаттиқ вақиридим: «Әң Алий Һөкүмран Йәһва! Наһәтки Сән Исраилдин қалғанлирини ахириғичә йоқ қиламсән?» 14  Маңа Йәһваниң сөзи болди: 15  «Инсан оғли, Йерусалимниң турғунлири сениң қериндашлириңға, кимниң төләм һоқуқи барларға һәм шундақла пүткүл Исраилға мундақ дәватиду: “Йәһвадин нери қаливериңлар. Бу зимин бизниңки, у бизгә егиликкә берилгән еди”. 16  Шуңа уларға мундақ дә: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Гәрчә Мән уларни жираққа, һәртүрлүк хәлиқләргә, қоғлавәткән болсамму вә уларни һәрхил йәрләрдә чечивәтсәмму, Мән улар үчүн аз вақитқа улар яшаватқан йәрләрдә Муқәддәс макан болумән”. 17  Шуңа ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән уларни хәлиқләрдин чиқирип, чечилип кәткән йәрләрдин жиғип, Исраил зиминини уларға қайтуруп беримән. 18  Улар бу йәргә қайтип, уни һәммәйлән сәскәндүридиған ишлардин вә жиркиничликләрдин тазилайду. 19  Мән уларға бирпүтүн жүрәкни беримән вә уларниң ичигә йеңи роһни салимән. Мән уларниң көксидин таш жүригини суғуруп чиқирип, юмшақ жүрәкни салимән. 20  Улар Мениң әмирлиримни орунлиши вә Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилиши үчүн, Мән бу ишни қилимән. Шуниң билән улар Мениң хәлқим болиду, һә, Мән уларниң Худаси болумән”. 21  “Ким өз жиркиничлиридин вә яман ишлиридин қайтқуси кәлмисә, Мән уларниң ишлириға бенаән җазалаймән”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва». 22  Шу вақитта хурабинлар қанатлирини көтәрди вә чақлар улар билән биргә көтирилди. Исраил Рәббиниң шөһрәт-сәлтәнити уларниң үстидә парлап туратти. 23  Йәһваниң шан-шәрипи шәһәрдин йүксилип, униңдин шәриқ тәрәптә җайлашқан тағниң үстидә тохтиди. 24  Андин роһ мени көтирип, Худаниң муқәддәс роһиниң ярдими билән берилгән вәһийдә, Халдияға йәр авдурулған йәһудийларға йөткәп әкәлди. Буниңдин кейин вәһий аяқлашти. 25  Мән Йәһва маңа көрсәткән көрүнүшни һәм ейтқан сөзләрни уларға баян қилдим.

Изаһәтләр