Әзәкиял 12:1—28
12 Йәһва қайтидин маңа мураҗиәт қилип, мундақ деди:
2 «Инсан оғли, сән исиянчилар ичидә яшаватисән. Уларниң көрүш үчүн көзлири бар, лекин улар көрмәйду, аңлаш үчүн қулақлири бар, лекин улар аңлимайду, сәвәви улар — исиянкар хәлиқтур.
3 Сән болсаң, инсан оғли, затлириңни қәби әсиргә йөткилиш үчүн жиққин. Күндүзи уларниң көзичә өз өйүңдин башқа җайға, худди көчидиғандәк йөткәлгин. Бәлким, улар буниң маһийити тоғрилиқ ойлинип қалар, гәрчә улар исиянкар өй болсиму.
4 Күндүзи уларниң көзичә жиққан нәрсилириңни талаға ачиқ, кәчқурунлуғи тутқунға елинғанлардәк маңғин.
5 Тамда уларниң көзичә оюқни қил һәм униң арқилиқ затлириңни чиқар.
6 Уларниң көзичә жүкүңни мүрәңгә артип, қараңғулуқта ачиққин. Үзүңни йепивал, сән йәрни көрмәслигиң һаҗәт, чүнки Мән сени пүткүл Исраил үчүн бәлгү қилимән».
7 Мән һәммә нәрсини, маңа буйруғандәк, қилдим. Күндүзи мән худди әсиргә маңғандәк затлиримни ачиқтим, кәчқурунлуғи болса, қолум билән тамни бузуп, жүкүмни, қараңғу чүшкәндә, мүрәмгә артип, уларниң көзичә чиқтим.
8 Әтигәнлиги Йәһва қайтидин маңа сөз қилди:
9 «Инсан оғли, сениңдин ушбу исраиллиқлар-исиянчилар: “Сән немә қиливатисән?”— дәп соримидиму?
10 Уларға мундақ ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мәзкүр хәвәр Йерусалимдики һөкүмран вә шәһәрдә яшаватқан барлиқ исраиллиқлар үчүн”.
11 Дегин: “Мән — силәр үчүн бәлгү-карамәт. Мән қилған барлиқ нәрсиләр улар билән йүз бериду. Улар зиминдин кетип, әсиргә елиниду.
12 Һөкүмрани қараңғулуқта жүк-тақини мүрисигә артип кетиду. У тамда оюқни ясап, униңдин затлирини ачиқиду. У йерини көрмәс үчүн үзини йепивалиду”.
13 Мән униңға Өзәмниң овчи торамни ташлап, уни тутимән. Мән уни Бабилға, халдийлар зиминиға, әкелимән, амма у уни көрмәйду. Шу җайда у вапат болиду.
14 Униң әтрапидики ярдәмчилирини вә әскирини Мән бар шамаллар билән учартиветимән вә кәйнидин қилични әвәтимән.
15 Шуниң билән улар, Мән уларни пүткүл хәлиқләр һәм йәрләрдә тәмтиривәткәндә, Мениң Йәһва екәнлигимни тонуйду.
16 Лекин уларниң арисида анчә җиқ әмәс санини Мән қиличтин, ачарчилиқтин һәм вабалардин аман елип қалимән, чүнки улар өзлириниң һарам ишлири тоғрилиқ башқа хәлиқләргә ейтип бериши лазим. Шундақ қилип, барлиғи Мениң Йәһва екәнлигимни билиду!»
17 Йәһва яңливаштин маңа мундақ сөз қилди:
18 «Инсан оғли, нениңни титрәп йегин вә сүйиңни әндишә вә ғәм билән ичкин.
19 Мону диярниң хәлқигә мундақ дә: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва Исраил йеридә яшаватқан Йерусалим турғунлириға мундақ дәйду: “Улар өз ненини әндишидә йәп, сүйини қорқунучта ичидиған болиду, сәвәви, зимини пүтүнләй чөлдәрәп, турғунлири берәһим иш қилғанлиғидин вәйран болиду.
20 Барчә аһалилиқ шәһәрлири гумран болуп, йери чөлгә айлиниду. Шу вақитта силәр Мениң Йәһва екәнлигимни яхши чүшинисиләр”».
21 Йәһваниң маңа йәнә сөзи болди:
22 «Инсан оғли, силәрдә, Исраил йеридә, немә үчүн мундақ бир мақал бар: “Күнләр давамлишиватиду, амма вәһийләр әмәлгә ашмайду”?
23 Уларға мундақ ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән шундақ қилимәнки, бу мақал йоқайду вә Исраилда уни башқа тилға алмайду”. Уларға ейт: “Шундақ күнләр келиватидуки, барлиқ вәһийләр орунлиниду”.
24 Исраил йеридә башқа сахта пәйғәмбәрләр һәм лоли сехиргәрләр болмайду.
25 “Мән, Йәһва, сөзләймән. Мән немини ейтсам, шу орунлиниду вә узаққа қалдурулмайду. Силәрниң күнлириңларда, исиянкар хәлиқ, Мән сөз қилимән һәм уни әмәлгә ашуримән”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».
26 Йәһва яңливаштин маңа мураҗиәт қилип, мундақ деди:
27 «Инсан оғли, Исраилниң өйи мундақ демәктә: “Униң көрүнүши йеқинда әмәлийәттә орунланмайду, у жирақ келәчәк һәққидә бәшарәтлик қиливатиду”.
28 Шуңлашқа уларға мундақ дегин: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мениң ейтқан сөзлиримниң һечбирси кәйнигә созулмайду. Мән ейтқан һәммиси орунлиниду!”— демәктә Әң Алий Һөкүмран Йәһва».