Әзәкиял 13:1—23

13  Йәһваниң сөзи маңа болди:  «Инсан оғли, Исраил пәйғәмбәрлири һәққидә пәйғәмбәрлик қил вә өз жүригиниң бәшарәтлирини дәватқанларға мундақ ейт: “Йәһваниң сөзини аңлаңлар!  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Һечнәрсини көрмәй, өз роһиниң кәйнидә әгәшкән әқилсиз пәйғәмбәрләрниң һалиға вай!  Сениң пәйғәмбәрлириң, Исраил, харабилиқлар ичидә яшаватқан түлкиләргә қиясланди.  Силәр, пәйғәмбәрләр, Исраил үчүн таш сепиллардики йочуқларни җөндимәйсиләр, шуңлашқа Исраил Йәһваниң күнидики җәңдә пут тирәп туралмайду”.  “Улар қуруқ вәһийләрни көрүп, ялғанчилиқни ейтиватиду. Улар: “Йәһва мундақ дәйду”,— дәп җакалайду, бирақ Йәһва уларни әвәтмиди вә сөзлири, демәк, орунланмайду.  Силәрниң көрүнүшлириңлар вә тәхминлириңлар сахта әмәсму? “Йәһваниң сөзлири” дегәнлириңлар, гәрчә Мән буларниң һечбирсини ейтмисамму, дурусму?  “Шуңа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Силәр сахтипәзликни ейтип, алдамчи көрүнүшләрни намайиш қиливатқиниңлар үчүн, мана, Мән силәргә қарши турдум”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.  Мениң қудрәтлик қолум, ялған вәһийләрни көрүп, уларни хәлиқ арисида ейтқини үчүн, уларда болиду. Улар хәлқимниң Маңа лайиқ адәмлириниң иттипақида болмайду вә исраиллиқларниң тизимиға кирмәйду, шуниң билән Исраил зиминиға қайтип кәлмәйду. Шундақ қилип, Мениң Әң Алий Һөкүмран Йәһва екәнлигимни билисиләр! 10  Буниң һәммиси уларниң Мениң хәлқимни: “Течлиқ!”— дәп езиқтурғини үчүн болиду, сәвәви һечқандақ течлиқ әсла йоқ. Бу бирси осал тамни қурғанда, уни мәккәм көрситиш үчүн һаклавәткәнгә охшаштур.” 11  Тамни һаклаватқанларға униң бәрибир өрүлүп кетиши тоғрилиқ әскәрткин. Қаттиқ ямғур йеғип, мөлдүр урғанда вә шувурғанлар чиққанда, у гүмүрүлүп чүшиду. 12  Бу там жиқилғанда, силәрдин: “Һаклиғиниңлардин немә пайда болди?”— дәп сорайду. 13  Шуңа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ демәктә: “Мән Өз қәһримдә шувурғанларни, Өз нәпритимдә күчлүк ямғурни вә қайниған ғәзивимдә қаттиқ мөлдүрни әвәтимән. 14  Силәр сугиған тамни өрүп чүшимән вә униң һули ечилиду. Шәһәр гумран болғанда, силәр униңда һалак болисиләр. Шундақ иш йүз бәргәндә, Мениң Йәһва екәнлигимни тонуйсиләр”. 15  “Мән ушбу тамға вә уни сугиғанларға өз кәһримни төккәндә, силәргә дәймән: “Сепил йоқ вә уни сугиғанларму йоқ”. 16  Әнди Йерусалимға бәшарәтлик ейтқан пәйғәмбәрләр йоқ вә униңда вәһийлиридә течлиқни көргәнләр, әсла течлиқ болмисиму, йоқайду,”— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва. 17  Сән әнди, инсан оғли, өз жүригидин бәшарәтләрни ойлап чиқириватқан хәлқиңниң қизлириға үзүңни қарат. 18  Уларға мундақ дә: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ демәктә: “Қоллириға хурапәтлик боқучларни тикип, һәрхил бойлуқ кишиләрниң башлириға, уларниң җенини тутувелиш үчүн, йопуқларни қиливатқан аялларниң һалиға вай! Наһәтки силәр хәлқим кишилириниң җанлирини овлап, өз җениңларни қутқузимиз, дәп ойлайсиләр? 19  Силәр хәлқим ичидә нәччә патман арпа вә бир парчә нан үчүн Мениң аброюмни чүшириватисиләр. Мениң хәлқимни сахта нәрсилириңлар билән алдап, ярамлиқ җанларни өлтүрүватисиләр вә һаят көрүшкә лайиқ әмәсләрни тирик қалдуруватисиләр”. 20  Шуңлашқа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Аяллар, Мән силәрниң адәмләрни худди қушларни тутқандәк тутуватқан боқучлириңларни өч көримән вә уларни биләклириңлардин жулуп елип, тутқан җанларни азат қилимән. 21  Мән силәрдин йопуқларни жулувелип, хәлқимни қутулдуримән һәм силәр башқа уларни овлимайсиләр! Шундақларчә Мениң Йәһва екәнлигимни чүшинисиләр. 22  Силәр өз ялғанчилиғиңлар билән һәққанийниң қәлбини қайғуға салаттиңлар, гәрчә Мән униңға хапичилиқ әкелишни нийәт қилмисамму. Әксичә, силәр қанунсизни қоллап, у яман йолидин қайтмай, тирик қалмаслиғи үчүн, шундақ қилаттиңлар. 23  Шуңлашқа силәр, аяллар, әнди башқа ялған вәһийләрни көрмәйсиләр вә алдин-ала һадисиләрни ейтип бәрмәйсиләр. Мән Өз хәлқимни қолуңлардин бошитимән һәм силәр Мениң Йәһва екәнлигимгә көз йәткүзисиләр”».

Изаһәтләр