Әзәкиял 14:1—23
14 Маңа Исраил ақсақаллиридин бирнәччә адәм келип, алдимда олтиришти.
2 Шу вақитта Йәһва мундақ сөзни қилди:
3 «Инсан оғли, мәзкүр инсанлар өзлириниң жиркиничлик бутлириға чаплишип, башқилар алдида путлишиш тешини қойди. Наһәтки Мән уларға Мениңдин бир нәрсә сорашқа йол қоюмән?
4 Уларға мундақ дегин: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Әгәр Исраил өйидин бири бутларға жүригидә йол ачса вә шуниң билән башқилири үчүн беқанунлиқта аздурулушни қойса, андин у пәйғәмбәргә келип, униңдин чүшиникни сориса, шу чағда Мән, Йәһва, униңға поқтәк бутлириға лайиқ җавап қайтуримән.
5 Мән исраиллиқларниң қәлбигә дәһшәт орунлаштуруп, жиркиничлик бутлири Мән үчүн қандақ ят болса, уларму Мән үчүн шундақ ят болиду!”
6 Шуңа Исраил өйигә мундақ сөзләрни йәткүз: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Қайтип келиңлар вә сәскиничлик бутлириңлардин һәм жиркиничлик илләтлириңлардин бәт бураңлар.
7 Әгәр қандақту-бир исраиллиқ вә Исраилда истиқамәт қиливатқан мусапир Мәндин жирақлап, бутлириға чаплашса вә буниң билән башқилири алдида аздуруш қанунсизлиғини қойса, андин у Мениң пәйғәмбиримгә бир нәрсә сориғили кәлсә, у вақитта Мән, Йәһва, Өзәм униңға тегишлик җавап беримән.
8 Мән көзүмни әшу адәмгә тикип, дүшмини болумән. Мән уни әскәртмә мисал вә тәмсил қилип, хәлқимдин қириветимән. Шу чағда силәр Мениң Йәһва екәнлигимни тонуп-йетисиләр”.
9 “Бирақ пәйғәмбәр алдинип қелип, җавап бәрсә, бу Мән, Йәһва, әшу пәйғәмбәрниң аздурулушиға рухсәт қилдим, дегәнни билдүриду. Мән униңға қолумни созуп, хәлқим Исраил санидин қириветимән.
10 Исраиллиқлар өз гунайи үчүн җавапқа тартилиду. Пәйғәмбәрни сориғанниң әйиви пәйғәмбәрниң әйивидәк болиду.
11 Исраил қәбилиси Мени ташлап, өзлирини һәрқандақ нуқсанлири билән булғимиши үчүн, Мән буни әмәлгә ашуримән. Андин улар Мениң хәлқим, Мән болсам, уларниң Худайи болумән”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».
12 Йәһва қайтидин маңа мураҗиәт қилди:
13 «Инсан оғли, әгәр қандақту-бир зимин алдимда Мәндин үз өрисә, Мән униң үстидин қолумни созуп, шу хәлиқни озуқ-түлүк һосулидин мәһрум қилимән. Мән униңға ачарчилиқ әвәтип, униңдики инсанлар билән җаниварларни уҗуқтуримән.
14 “Һәтта шу хәлиқ арисида мону үч әр: Нуһ, Даниял вә Аюп тепилған болсиму, улар өз һәққанийлиғи билән пәқәт өзлиринила аман елип қалатти”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».
15 «“Яки әгәр Мән ушбу йәргә явайи жиртқучларни әвәтсәм вә улар уни житимсиратқан болса, мошу һайванлардин қорқуп, һечким униң қешидин өтмисә,
16 у чағда Өзәм билән қәсәм қилимән — дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва,— һәтта униңда һелиқи үч әр яшиған болса, улар йә оғуллирини, йә қизлирини аман елип қалалматти, пәқәт өзлиринила қутулдуратти. Йәр болса, чөлгә айлинатти”».
17 «“Яки әгәр Мән мәзкүр йәргә қилични көтәргән болсам, вә: “Қилич, ушбу зиминдин өт!”— дегән болсам һәм униңдики адәмләр билән мал-варанни қиривәтсәм,
18 йәнә Өзәм билән қәсәм қилимәнки,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва,— һәтта мошу диярда ушбу үч адәм яшисиму, улар оғул-қизлирини қутқузулматти, пәқәт өзлиринила”».
19 «“Яки әгәр Мән ушбу зиминға ваба кесәлни әвәтип, униңда қан төкүш арқилиқ адәмләр билән һайванларни йоқатсам,
20 Өзәм билән қәсәм ичимәнки,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва,— һәтта униңда Нуһ, Даниял вә Аюп болған болса, улар йә оғуллирини, йә қизлирини аман елип қалматти. Улар өз һәққанийлиғи түпәйли пәқәт өзлиринила қутқузатти”».
21 «Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, дәл мошундақ әһвал Мән Йерусалимға еғир төрт җазамни — қилич, ачарчилиқ, явайи һайванлар вә өлүмлүк вабани әвәткәндә, йүз бериду. Шундақ қилип, униңдики инсанлар билән мал-варан өлтүрүлиду.
22 Амма униңда бирмунчә кишиләр оғул-қизлири билән аман қелип, у җайдин чиқирилиду. Улар силәргә йетип кәлгәндә, өз көзүңлар билән уларниң зулум әмәллирини көрүп, Мениң Йерусалимға кәлтүргән апитим һәққидә вә улар билән қилған ишим һәққидә башқа қайғурмайсиләр”».
23 «“Шундақ қилип, силәр уларниң жүрүш-турушини вә яман қилиқлирини байқиғанда, қайғуруштин тәсәлли алисиләр, чүнки Мән улар билән сәвәпсиз иш қилмиғинимни чүшинисиләр”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».