Әзәкиял 15:1—8
15 Йәһва қайтидин маңа сөзлиди:
2 «Инсан оғли, үзүм ғоли орманда өсүватқан башқа шахлиқ дәрәқләр билән тәң болаламду?
3 Униңдин қандақту-бир нәрсигә керәклик лим тапаламду? Яки униңдин әң болмиғанда бир қачини есип қоюш үчүн, миқ ясашқа боламду?
4 Мана, уни отқа отундәк ташлиса, униң икки учи көйүп кетиду, оттури болса, көмәчтәк болуп қалиду. У мошу түридә қандақту-бир нәрсигә ярамлиқ боламду?
5 Һәтта өрттин авал, пүтүн болған вақтида униңдин һечбир пайда болмиған еди, әнди болса, у техиму һечнемигә ярамсиздур!»
6 «Шуңлашқа мундақ дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва: “Мән Йерусалим аһалиси билән гоя үзүм ғоли пәқәт от үчүн отун болғинидәк, шундақла иш қилимән. Чүнки орман дәрәқлири ичидә Мән үзүм ғолиға шундақ қисмәтни бәлгүлидим.
7 Мән уларға Өз көзүмни тикимән. Улар бир оттин чиқса, йәнә бир от уларни көйдүрүветиду. Шундақ қилип, Мән уларни җазалиғанда, силәр Мениң Йәһва екәнлигимни билип-йетисиләр”».
8 «“Мән мәзкүр зиминни уларниң етиқатини бузуп, садиқлиғини сақлимиғанлиғи үчүн қақасқа айландуримән!”— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».