Әзәкиял 17:1—24

17  Йәһваниң сөзи маңа болди:  «Инсан оғли, тепишмақни вә Исраил өйи тоғрилиқ тәмсилни ейтқин.  Мундақ дә: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Зор қанатлири, узун пәйлири вә қоюқ рәңлик түри бар йоған бир бүркүт Либанға учуп келип, кедрниң учини жулувалди.  У униң әң жуқарқи назук учини жулувелип, уни содигәрләр йери Қананға апирип, содигәрләр шәһиридә олтарғузди.  Андин у шу йәрниң уруғини елип, мунбәт етизда тәрди. У уни мәҗнунталдәк мол су бар йәргә олтарғузди.  Бу уруқ бәргә чиқирип, анчә егиз болмисиму, лекин қоюқ өскән үзүн ғоли болди. Униң бәргилири янму-ян шахарап кәтмиди, томурлири астида риваҗ тапти. Шундақ қилип, у бәргиләрни чиқарған вә яхши айланған үзүм ғоли болди.  Йәнә бир йоған бүркүт үчүп кәлди, униңму йоған қанатлири вә узун пәйлири бар еди. Әву үзүм ғоли өз томурлири билән олтарғузулған җайдин интизарлиқ билән иккинчи бүркүткә у уни суғуруши үчүн, өз бәргилирини қаратти.  Болмиса, у яхши етизда, сүйи мол йәрдә, олтарғузулған еди вә йоғирип, мевиләрни әкелип, алайтән чирайлиқ үзүм ғоли болалатти”.  Ейтқин: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Келәчәктә уни яхши бир нәрсә күтәмду? Уни томури билән қомуруп ташлимамду, униң мевилири сесип кәтмәмду вә бәргилириниң барлиғи қурумамду? У шунчилик қурғақ болуп, униң йилтизи билән қомуруп ташлаш үчүн көп күч вә нурғун адәм керәк болмайду. 10  Һәтта уни башқа йәргә йөткәп олтарғузсиму, у йәрдә аман боламду? Униңға шәрқий шамал урғанда, қуруп кәтмәмду? У чоқум өскән җайида қуруп кетиду”». 11  Йәһва яңливаштин маңа мураҗиәт қилди: 12  «Ушбу исиянкар хәлиқкә мундақ дә: “Наһәтки буниң мәнасини чүшәнмәйватисиләр? Бабил шаһи Йерусалимға келип, падишани вә униң бәглирини елип, уларни өзигә, Бабилға, елип кәтти. 13  Андин у падиша әвладидин бирини таллап, униң билән иттипақ қуруп, униңдин қәсәм алди. У мәзкүр йәрниң мәшһур кишилирини 14  падишалиқ аҗизлап, беқинишлиқ болуп, қайта күчләнмәй, пәқәт келишимниң шәртлирини орунлап, шу түпәйлидин моҗут болуши үчүн, әкәтти. 15  Лекин падиша әлчилирини Мисирға әвәтип, шаһқа қарши чиқти. У Мисирдин атларни вә зор бир әскәрни әкелиш үчүн у йәргә барди. У өз йолида муваппәқийәтлик боламду? Ким буни қилған болса, җазадин қечип қутулаламду? У иттипақни бузуп, аман қаламду?” 16  “Тирикмән,— дәп қәсәм ичиду Әң Алий Һөкүмран Йәһва, у җәзмән уни тәхткә олтарғузған, шаһ яшайдиған Бабилда өлиду. У келишимимни бузған вә қәсимини сақлалмиғанлиғи үчүн әву шаһниң қолидин җаза тапиду. 17  Пирәвнниң йоған әскири вә нурғунлиған топлири униңға бабиллиқлар догиларни әтрапида турғузғанда вә қоршав темини қурғанда, һечбир ярдәм берәлмәйду. 18  Чүнки у қәсимини тутмиди вә келишимни бузди. Мана, у гәрчә қолини вәдә бәлгүси ретидә бәргән болсиму, әнди у қутқузулмайду”. 19  “Шуңлашқа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Тирикмән! Мән униң орунлимиған Мениң қәсимимни рәт қилип, Мениң келишимимни бузғанлиғи үчүн, буни униң бешиға артимән. 20  Мән униңға овчилиқ торамни ташлиғанда, у униңға чүшиду. Мән уни Бабилға әкелип, Маңа вапа қилмиғини үчүн сотлаймән. 21  Униң әскәр топлиридики барлиқ қачқунлар қиличтин һалак болиду, қалғанлири болса, төрт шамалға чечилиду. Шундақ болғанда, силәр Мән Йәһва буни ейтқинимни билисиләр”. 22  “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән егиз бүйүк кедрниң учини елип, уни олтарғузимән. Униң жуқарқи шехидин назук бир бәргини елип, бәк егиз таққа тикимән. 23  Мән уни Исраилниң йүксәк теғиға олтарғузимән. У өсүп йетилип, мәһсулини әкелип, бүйүк кедр дәриғи болиду. Униң астида һәрқандақ қушлар маканлишип, йопурмақлириниң сайисида яшайдиған болиду. 24  Шу вақитта даладики барлиқ дәрәқләр Мән, Йәһва, егиз дәрәқни пәсәйтип, пака дәрәқни егиз қилип, йешил, ширнилиқ дәрәқни қурутуп, қуруқ дәрәқни — көклитимән. Мән, Йәһва, буни ейттим вә чоқум орунлидим!”»

Изаһәтләр