Әзәкиял 2:1—10
2 У маңа мундақ деди: «Инсан оғли, путуңға тур! Мән сениң билән сөзлишимән».
2 У мениң билән сөзләшкә башлиғанда, маңа роһ кирип, путлиримға турғузди. Мән маңа Сөзләватқанни аңлашқа башлидим.
3 У маңа: «Инсан оғли, Мән сени Исраил оғуллириға — мошу исиянкар хәлиқкә әвәтимән. Улар Маңа атилиридәк қарши чиқип, мошу күнгичә гунайини давам қилмақта.
4 Мән сени һакавур һәм тәрса адәмләргә әвәтимән, сән уларға мундақ дегин: “Ушбу сөзләрни Әң Алий Һөкүмран Йәһва дәватиду”.
5 Улар сени тиңшамду яки тиңшимамду, чүнки булар исиянчи хәлиқ, бирақ улар шуни билсунки, уларниң арисида пәйғәмбәр боптикән.
6 Сән, инсан оғли, улардин қорқма вә уларниң гәплиридинму, гәрчә сән чаянлар ичидә яшаватсаңму вә улар тикән вә чақақтәк сени чақиду. Уларниң сөзлиридин қорқма вә түрлиридин әймәнмә, чүнки улар урушқақ өйдур.
7 Бирақ уларға тохтимай Мениң сөзлиримни йәткүз, улар қулақ саламду яки салмамду, сәвәви, улар тәтүрләрдур.
8 Сән болсаң, инсан оғли, Мән саңа ейтидиғанлиримға қулақ сал. Мәзкүр исиянкар хәлиқтәк исиянкар болма. Ағзиңни ач һәм Мән саңа беридиған нәрсини йәвәт»,— деди.
9 Қарисам, маңа бир қол созуқлуқ вә униңда бир нәрсиләр йезилған орам пүтүк бар.
10 У уни мениң алдимда ачти вә пүтүк иккила тәрәптин йезилған екән. Униңда матәм нахшилар, товлашлар һәм дәрт-һәсрәт пүтүлүпту.