Әзәкиял 21:1—32
21 Йәһва қайтидин маңа сөз қилди:
2 «Инсан оғли, үзүңни Йерусалимға қаратқин вә муқәддәс җайлар тоғрилиқ хәвәр ейтқин вә пүткүл Исраил йеригә бәшарәт аңлатқин.
3 Исраил зиминиға мону сөзни йәткүз: “Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән саңа қарши маңдим. Қиличимни ғилаптин чиқардим, әнди сениңда һәқниму вә наһәқниму қириветимән.
4 Чүнки Мән һәққанийниму һәм гунакарниму чепиветишкә қарар қилғанлиғимдин, қиличим барчә җанға җәнуптин тартип шималғичә жүриду.
5 Шу чағда һәрким Мән Йәһва қиличимни ғилаптин чиқарғинимни билип, у йәргә башқа қайтмайду”.
6 Сән болсаң, инсан оғли, уһ тартип, титригин вә һәммисиниң көзичә ғәм-қайғуда болғин.
7 Әгәр сениңдин: “Немишкә сән уһ тартиватисән?”— дәп сориса, мундақ җавап бәр: “Бир хәвәрдин”. У кәлгәндә, униңдин һәрқандақ жүрәк ерип кетиду вә барлиқ қоллар чүшүп кетиду, һәрқандақ кишиниң көңли чүшүп, қорққинидин сүйдүгини туталмайду. “Буниң барлиғи җәзмән келип, апәт болиду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».
8 Йәһваниң сөзи йәнә маңа болди:
9 «Инсан оғли, бәшарәтни ейт: “Йәһва мундақ дәйду: “Уларға ейтқин: “Қилич, қилич иштитилди вә у тазиланди.
10 У боғузлаш үчүн иштитилди вә чақмақсиман пақиримақта”».
«Биз хошал болмаслиғимиз керәкму?»
«“У, қилич, Мениң оғлумниң һасатайиғиға һәрқандақ яғачқа қариғандәк, сәл қарамду?”
11 Мән уни қолға бериштин авал тазилашқа бәрдим. Қилич әнди иштитилип тазиланди, әнди уни қатилниң қолиға селип бериш лазим.
12 Инсан оғли, вақирап жиғла, чүнки ушбу қилич Мениң хәлқим үчүн, Исраилниң һәммә даһилиригә қарши чиқти. Улар хәлқим билән биллә һалак болиду. Шуңлашқа хапичилиқтин бәллириңгә урғин.
13 Тәкшүрүш өткүзүлүп түгиди. Немә болиду, әгәр у калтәккиму һөрмәт билдүрмисә? Калтәк туруп қалалмайду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.
14 Сән, инсан оғли, бәшарәт қилип, алиқанлириңға уруп, үч қетим мундақ қайтила: “Қилич!” Бу қилич өлүм үчүн, боғузлаш үчүн, у уларниң өп-чөрисидә пайлап жүрмәктә.
15 Уларниң қәлблирини қорқунуч басти вә нурғунлири шәһәр дәрвазилири қешида өлиду. Мән уларниң техиму жиқилиши үчүн чақмақтәк валилдиған вә өлтүрүшкә тәйярланған қилични дәрвазлири алдида қойимән.
16 Оң тәрәптә чапқин! Сол тәрәптә өлтүр! Учуң қариған тәрәпни ур!
17 Мәнму чавақ челип, Өзәмниң ғәзивимни қанаәтләндүримән! Мән, Йәһва, буни ейттим».
18 Йәһва қайта маңа сөзлиди:
19 «Сән, инсан оғли, Бабил шаһиниң қиличи маңидиған икки йолни яса. Улар иккилиси бир зиминдин чиқиши керәк. Йол иккигә бөлүнүп, икки шәһәргә апиридиған орунға бәлгү түврүкни орнатқин.
20 Шуни көрсәт, бир йол бойичә қилич аммонлуқлар балилириниң шәһири Раббаға маңиду, йәнә бир қилич Йәһудиядики мустәһкәмләнгән Йерусалимға маңиду.
21 Бабил шаһи йол ачиланған йәрдә сехиргәрлик үчүн тохтайду. У оқлирини силкип, өй бутлириға мураҗиәт қилип, беғирни тәһлил қилиду.
22 Оң қолидики җодигәрликниң нәтиҗиси шуни көрситидуки, у Йерусалимға бериши лазим. У шу йәрдә униңға қарши сепил бузудиған қуралларни қоюп, һалакәт қилиш үчүн пәрман чүширип, һәрбий шиарни жуқури авазда йәткүзүп, қоршав догисини қуруп, һуҗум темини қуруш керәк.
23 Бирақ уларға қәсәмлирини бәргәнләрниң көзидә бу бәшарәт ялғандәк көрүниду, бирақ у шаһ уларниң әйиплик екәнлигини әскә чүшүрүп, уларни ишғал қилиду.
24 Шуңлашқа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Силәр униң хатирисигә өзәңларниң қанунсизлиғини чүширип, яман ишлириңларни вә әйиплириңларни барчә паалийитиңларда көрсәткәнлигиңлар үчүн, силәр әнди күч билән қолға елинисиләр”.
25 Саңа болса, Исраилниң напак, қилмишкәр башчиси, өлүмлүк җараһәт берилиду. Сән үчүн төләм җазаси вақти кәлди!
26 Шундақ дәйдуки Әң Алий Һөкүмран Йәһва: “Бешиңдин сәллини йәш, таҗни еливәт! Һәммә нәрсә өзгириду, мәшһур пәсийиду, әрзимәс болса, көтирилиду.
27 Уни йоқитимән, йоқитимән, йоқитимән! У һечкимгә әнди тәгмәйду. Униңға қанунлуқ һоқуқи бар бирси кәлмигичә, таҗ һечкимгә мәнсүп болмайду. У киши пәйда болғанда, Мән уни униңға тапшуримән”.
28 Сән болсаң, инсан оғли, йәниму бәшарәт ейтқин: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва Аммон оғуллири һәм уларниң мәсхирилири тоғрилиқ мундақ дәйду”. Уларға ейт: “Қилич, қилич өлтүрүш вә боғузлаш үчүн пақириғичә тазиланди.
29 Сахта вәһийләр вә сениң һәққидә ялғанчи сехирлардин қәтъий нәзәр, сениңда қирилған кишиләрниң җәсәтлири өлтүрүлгән яманлириң билән бир догида топлинип ятиду.
30 Қиличиңни ғилавиға сал! Мән сени келип чиққан ана вәтиниңдә сотлаймән.
31 Мән саңа бар нәпритимни төкүп, қәһримниң отиға бенаән сени вәһши, өлтүрүшкә уста кишиләрниң қолиға беримән.
32 Һәм өртниң йеғиси болисән, қениң вәтиниңдә төкүлиду һәм сени башқа әскә алмайду, сәвәви, Мән Йәһва буни ейттим”».