Әзәкиял 23:1—49

23  Йәһва йәнә сөз қилди:  «Инсан оғли, бир аниниң икки қизи бопту.  Улар Мисирда паһишиләр бопту, һәтта яш чеғидин башлап паскиничилиқ билән шуғуллинипту. Мисирда уларниң әмчәклирини миҗип, қизлиқ көксилирини һәрким тутупту.  Чоңиниң исми Охола, сиңлисиниң Охолиба еди. Улар Мениңкиләр болуп, оғул-қизларни Маңа туғуп бәрди. Һәқиқәткә кәлсәк, Охоланиң исми Самария, Охолибаниң Йерусалим еди.  Охола техи Мениңки болған вақтида талаға қарап кәтти. У ойнашлири, ассурлиқларни, яхши көрүп қалди.  Улар чирайлиқ, көк тонларға оринидиған һөкүмдарлар еди. Улар гөзәл яш жигитләр, чавандазлар болғанди.  У ушбу мәшһур ассурлиқлар билән паһишивазлиққа берилип, өзини уларниң жиркиничлик бутлири билән булғиди.  У мисирлиқлар биләнму зинахорлуғини ташлимиди, чүнки улар яш чеғидин униң билән йетип, униң көксини әркилитип, уруғини униңға төккәнди.  Шуңа Мән уни ойнашлириниң қоллириға, болупму у бәк халиған Ассур оғуллириниң қолиға тапшурувәттим. 10  Улар Уни ялиңачлап, оғул-қизлирини тутувелип, өзини болса қиличлап өлтүрди. У аяллар алдида яман хатиригә айланди вә ассурлиқлар униң үстидин һөкүм чиқарди. 11  Униң сиңлиси Охолиба буниң һәммисини көргән болсиму, техиму көпирәк паскина хаһишигә берилип, униң зинаси һәдисиниң зинасидин ешип чүшти. 12  У өз хошнилири, Ассур оғуллириға, көйүп қелип, яш чирайлиқ әркишиләргә, башлиқлар һәм яхши чавандазларни, оттәк халиди. 13  Мән шуни көрдүмки, иккилиси өзлирини булғап, охшаш яман йол билән маңди. 14  Амма Охолиба паһишилик билән көпирәк шуғулланди. У тамларда қизил бояқ билән тәсвирләнгән әркишиләрниң, халдийларниң, сүрәтлирини көрүп, һәвәсләнди. 15  Улар халдийлар зиминида туғулған бабиллиқларниң тәсвирлири еди. Улар бәлбағлар билән бәллири бағланған, башлирида йоған сәллиләр болған ләшкәрләргә охшатти. 16  У мәзкүр тәсвирләрни көрүпла, бир қаримақтин уларға ашиқ болуп, әлчилирини Халдияға әвәтти. 17  Шуңлашқа бабиллиқлар униң муһәббәт ятиғиға келип, уни паскина хаһиши билән напаклиди. Таза булғанғандин кейин, у жиркинип, улардин бәт өрди. 18  У йешинип, уятсизлиқ билән бузуқчилиққа берилгәндә, Мән жиркинип, өз вақтида һәдисидин жиркәнгәндәк униңдин йүз өрдүм. 19  У болса, техиму көпирәк паһишивазлиқ билән бәнт болди, чүнки Мисир йеридә өткүзгән яш чеғини есиға алатти. 20  У кенизәкләргә охшаш, әр җинислири ешәкләрдәк вә уруқ төкүши айғирлардәк, ойнашлириға хаһиши лавулдиди. 21  Шундақ қилип, сән Мисирдики яш чеғинда мисирлиқлар сениң қиз әмчәклириңни әркиләткән дәвриңни кинәп, яшлиғиңниң беқанунлиғини тәкрарлидиң. 22  Шуңа, Охолиба, Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән саңа қарши ойнашлириңни, һәтта сән улардин тойған болсаңму, әкелимән. Мән уларни һәммә тәрәптин: 23  бабиллиқларни вә барчә халдийларни, Пекод, Шоа вә Коадин вә улар билән барлиқ Ассур оғуллирини әкелимән. Улар һәммиси қамлашқан яш жигитләр, һакимлар вә вилайәт башчилири, әскәрләр, атақлиқ кишиләр, уста чавандазлар. 24  Улар саңа интайин йоған әскәр билән атларда вә җән һарвуларда, нурғунлиған хәлиқләрниң һуҗумида қарши чиқиду. Уларда көплигән чоң вә кичик қалқанлар вә дубулғилар болуп, сени қоршавалиду. Мән уларға сотлаш һоқуқини беримән һәм улар халиғиничә саңа һөкүм чиқириду. 25  Мән бар қизғинишимни саңа қарши қилғанлиқтин, улар сениң билән әшәддий иш тутиду. Сениң бурнуң вә қулақлириңни кесиветиду, хәлқиңдә аман қалғанлар қиличтин қаза тапиду. Сениңдин оғул-қизлириңни тартивалиду вә қалғанлири отниң йеғиси болиду. 26  Ойнашлириң кийимлириңни жулувелип, зебу-зенәтлириңни еливалиду. 27  Мән шундақларчә сениң қанунсизлиғиңға вә бузуқчилиғиңға ахир қойимән. Сән башқа Мисирға қаримайсән вә униң һәққидә әнди ойлимайсән”. 28  Чүнки Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән сени сән өч көргәнләрниң вә көңлүң қайтқанларниң қолиға селип беримән. 29  Улар өчмәнлик билән саңа етилип, көпжиллиқ әмгигиң йемишлирини тартивелип, сени ялиңач, кийимсиз қалдуриду. Шу вақитта һәммиси сениң шәрмәндилик ялиңачлиғиңни вә бузуқ әхлақиңни вә зинахорлуғиңни очуқ көриду. 30  Буниң һәммиси саңа, уятсиз паһишә, башқа хәлиқләр кәйнидин жүгрәп, уларниң сәскиничлик бутлири билән булғанғанлиғиң үчүн қилиниду! 31  Сән һәдәңниң йоли билән маңдиң, шуңлашқа Мән униң ичкән қачисини сениңму қолуңға салимән”. 32  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Сән һәдәңниң чоңқур һәм кәң қачисидин ичисән. Шәрмәндигә һәм мәсхиригә толуп-ташқан ушбу қачиниң қисмитигә дуч болисән. 33  Сән мәс болуп, қайғуға чөкисән, һәдәң Самарияниң қачисидин дәһшәт билән һалакәтни ичисән! 34  Сән уни түвигичә ичип, уни ялап, сунуқлирини шорайсән. Андин көксилириңни жулувалисән. “Сәвәви, буни Мән ейтиватимән”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва. 35  Шуңлашқа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Сән Мени унтуп, өзәңниң кәйнигә ташлиған едиң, шуңа әнди әхлақсиз меңиш-турушиң вә паһишивазлиғиң үчүн җаза алисән”». 36  Андин Йәһва маңа мундақ деди: «Инсан оғли, сән Охола билән Охолибани сотлашқа вә уларниң жиркиничлик қилиқлирини рошән қилишқа тәйярму? 37  Чүнки улар нека вапасизлиғини бузуп, қоллири қанға миләнди. Улар Маңа пәқәт поқ бутлири билән вапасизлиқ қилипла қоймай, бәлки Маңа туғуп бәргән оғуллиримни бутлириға от арқилиқ йәмгә бәрди. 38  Униңдин ташқири, шу күнила улар Мениң муқәддәс җайимни напаклаштурди вә шәнбилиримни бузди. 39  Улар оғуллирини сәскәндүридиған илаһлириға әкелип, шу күнила Мениң ибадәтханамға келәтти. Мана, қандақ яман ишларни улар Мениң өйүмдә қорқмай қилатти! 40  Улар һәтта жирақ йәрләргә әркишиләрни издәп, әлчиләрни әвәтәтти. Улар кәлгәндә сән, Охолиба, жуюнуп-таринип, көз-қашлириңни бояп, әң чирайлиқ көйнәклириңгә кийинәттиң. 41  Сән һашамәтлик тахтаңға олтирип, униң алдида дәстиханни әҗайип йейип, униң үстигә Мениң хушпуриғимни һәм муқәддәс мейимни қояттиң. 42  Шу йәрдә ғәмсиз әркишиләрниң топи олтирип ойнатти, уларниң арисида чөлдин чақирған мәсләрму бар еди. Улар ушбу икки қериндашниң қоллириға биләйүзүкләрни кийдүрүп, башлириға чирайлиқ таҗларни салатти. 43  Шу чағда Мән мошу вапасизлиқта қерип кәткән аялға мундақ дедим: “Тайлиқ, у келәчәктиму зинасини тохтатмайду”. 44  Униңға гоя паһишәгә кәлгәндәк, һәммиси келәтти. Бу бузуқ хотунларға, Охола билән Охолибаға, шундақ келәтти. 45  Лекин һәққаний кишиләр уни, Охолибани, нека вапасизлиғи вә қан төкүш үчүн қандақ сотлайду, шундақ һөкүм қилиду, чүнки улар иккилиси әхлақсиз рәпиқиләр вә қоллири қанға боялғанлар. 46  Шундақ дәйдуки Әң Алий Һөкүмран Йәһва: “Уларға әскәр келип, мал-мүлкини талан-тараҗ қилип, башқиларни қорқутидиған һаләткә әкелиду. 47  Бу зор әскәр уларни чалма кесәк қилип, қилич билән чепип ташлайду. Уларниң пәрзәнтлирини көзичә өлтүрүп, маканлирини өрткә тутиду. 48  Шундақ қилип, Мән ушбу йәрдики бузуқ әхлаққа ахир кәлтүримән, бу пүткүл аяллар үчүн савақ болуп, улар башқа бундақ уятсиз ишларни қилмайдиған болиду. 49  Мәзкүр кишиләр силәрни бузуқ қилиқлириңлар вә жиркиничлик бутлириңлар билән өткүзгән гуналириңлар үчүн җазалайду. Шуниң билән силәр Мениң Әң Алий Һөкүмран Йәһва екәнлигимни билисиләр!”»

Изаһәтләр