Әзәкиял 27:1—36
27 Йәһва маңа йәнә сөз қилди:
2 «Инсан оғли, Тир һәққидә матәм күйни иҗра қилип,
3 Тирға мундақ дә:
“Һәй, сән, деңиз дәрвазилирида яшиғучи
вә нурғунлиған аралларда истиқамәт
қиливатқан хәлиқләр билән сода қилғучи!
Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду:
“Тир, сән: “Мән — гөзәлликниң
мукәммәллиги!”— дәйсән.
4 Сениң егиликлириң деңизниң жүригидә.
Сени қурғанлар чирайиңни камиллиққа йәткүзди.
5 Сениң иккиқат тахтайлириңни Сенирниң
суваданлиридин ясиди, кемәңниң тик
егиз яғичини Либан кедридин қилди.
6 Палақлириңни Башанниң емәнлиридин,
кемә бурнини болса, пил устихини билән
зенәтләнгән Киттим аралинин кипарисидин.
7 Йәлкән болуп, Мисирдин әкәлгән рәңму-рәң зиғир
рәхти хизмәт қилди, сәһнәң үстидики
ләмпә-рәхтләр Елиша араллириниң
көк һәм сөсүн жуңлиридин еди.
8 Сидон билән Арвадниң турғунлири палақ
урғучилириң еди. Барлиқ уста кишиләр,
Тир, сениң деңизчилириң болди.
9 Гебалниң тәҗрибилик маһирлири
сениң йочуқлириңни җөндәтти.
Сода-сетиқ қилиш үчүн саңа барлиқ
деңизлардин кемиләр келәтти.
10 Парс, Луд һәм Путтин кишиләр әскириңдә
ләшкәрләр еди. Улар саңа өз қалқанлири
билән дубулғилирини асатти вә
улар түпәйли сән шәрәптә көтирилдиң.
11 Сепиллириңдә Арвадтин җәңчиләр
туратти вә җасур әрләр сениң мунарлириңда
һәрбий хизмәт атқуратти. Улар тамлириңға
өзлириниң чәмбәр қалқанлирини есип,
сениң гөзәллигиңни камаләткә йәткүзди.
12 Сениң билән Таршиш өз ишлирини жүргүзди, чүнки у сениң байлиғиңни көрди. У маллириң үчүн күмүч, төмүр, қоғушун һәм қәлийини алмаштуратти.
13 Сениң билән сода қилған Йаван, Тубал вә Мешех затлириңға қуллирини вә мистин ясалған әсәрлирини берәтти.
14 Тогарманиң өйи маллириң үчүн атлирини вә хечирлирини йәткүзәтти.
15 Сениң билән Деданниң оғуллири сода жүргүзәтти, шундақла көплигән аралларда содигәрлириң болатти. Саңа һәдийәгә пил устиханлирини вә қара яғачни әкеләтти.
16 Сениң билән Едумму сода-сетиғиңниң молчилиғидин иш тутатти. Маллириңға алмаштуруп, у пирүзә, сөсүн жун, түр-түрлүк кәштә бесилған рәхтләр, непиз зиғир рәхтләр, марҗанлар вә қизил яқутларни берәтти.
17 Йәһудия вә Исраил сениң билән сода-сетиқ қилғанда, маллириң үчүн Миннитниң буғдийини, һәрхил татлиқ-турумларни, һәсәл, зәйтун мейи вә мәлһәмни әкеләтти.
18 Сениң билән Дәмәшқму сода қилатти, сәвәви, сән бәк бай едиң вә сениңда түр-түрлүк товарлар болатти. У саңа Хелбондин шаравини вә Захардин алайтән жуңини сататти.
19 Узалдин Ведан вә Йаван товарлириңни елиш үчүн, соқулған төмүрни, кассия өсүмлигини вә хушпурақлиқ қомучни берәтти.
20 Дедан болса, саңа атларға япидиған гиләм-йопуқларни сататти.
21 Әрәпстан вә Кидарниң һәммә шәйхлири сениң билән оғлақлирини, қойлирини вә текилирини алмаштуратти.
22 Шеба вә Раама содигәрлири сениңдин пәриқлинидиған маллирини: әң есил хушпурақларни, қиммәтбаһалиқ қашларни вә алтунни алмаштуратти.
23 Сениң билән Харан, Кане, Еден, Шебаниң содигәрлири, шундақла Ассур вә Килмад сода-сетиқ алақиларни бағлиди.
24 Улар сениң базарлириңда һашамәтлик кийимләрни, көкрәңлик тонларни, һәрхил безәлгән, кәштә бесилған көйнәкләрни вә гүллүк гиләмләрни сататти. Буниң һәммиси мәккәм жиплар билән бағланған еди.
25 Таршиш кемилири сениң маллириңни
башқа йәрләргә апиратти вә сән
деңизниң арисида җайлишип,
мал-мүлүккә вә байлиққа толған едиң.
26 Палақ урғучилириң сени қайнаватқан сулар
ичигә киргүзди. Шәрқий боран болса,
сени деңиз ичидә вәйран қилди.
27 Байлиғиң, товарлириң һәм шундақла
деңизчилириң вә ишчилириң,
йочуқлириңни җөндәйдиғанлар,
маллириңни сатидиғанлар һәм
барлиқ әскәрлириң — сениң араңдики
һәммәйлән бу көпчилик — жиқилиш
күнүңдә деңиз долқунлири
ичидә һалак болиду.
28 Деңизчилириңниң вақирашлиридин
деңиз бойлири силкинип кетиду.
29 Палақчилар, деңизчилар вә ишчилар
кемилириңдин қурғаққа чүшиду.
30 Улар бар күчи билән вақиришип,
аччиқ һөкүрәйду. Башлириға топа чечип,
күлдә еғинап ятиду.
31 Улар чачлирини қирип чүширип,
қапқа кийиниду. Шуниң билән
өз қисмитиниң хапичилиғидин
тәсәллисиз жиғлайду.
32 Өз қайғусида улар сениң тоғрилиқ
матәм нахшини ейтиду:
“Ким Тирға қияс еди? У һәҗәпла
деңиз жүригидә йоқ болди.
33 Һәммә җайлардин товарлириң
кәлгәндә, сән нурғун хәлиқләрни
баққан едиң. Зор байлиғиң йәр-зимин
шаһлирини бейитқан еди.
34 Амма әнди сән очуқ деңизда,
чоңқур суларда, кемә һалакитигә
дучар болдуң. Барлиқ маллириң вә
адәмлириң сениң билән биллә чөкүп кәтти.
35 Аралларниң турғунлири сени көрүп,
һаң-таң болди. Уларниң шаһлири қорқушуп,
үзлиридә паракәндилик көрүнди.
36 Һәртүрлүк хәлиқләрдин болған
содигәрләр сән һәққидә аңлап,
һәйранлиғидин ушқетиду, чүнки
сениң билән йүз бәргән дәһшәтлик
ахир туюқсиз кәлди һәм әнди
сән мәңгүгә йоқилисән!”»