Әзәкиял 3:1—27
3 Андин У маңа мундақ деди: «Инсан оғли, алдиңда турған нәрсини йәвәткин. Бу пүтүкни йәветип, кейин берип, Исраил өйигә сөзлә».
2 Мән ағзиңни ачтим һәм У маңа мәзкүр пүтүкни бәрди.
3 У маңа: «Инсан оғли, қарниңни мошу пүтүккә толтур»,— деди. Мән уни йейишкә башлидим. У мениң ағзимда һәсәлдәк татлиқ болди.
4 У маңа йәнә: «Инсан оғли, әнди Исраил хәлқигә берип, униңға Мениң сөзлиримни йәткүз.
5 Сән тилини чүшәнмәйдиған вә натонуш гәпләрни қилидиған хәлиқкә әмәс, бәлки Исраил өйигә әвәтилдиң.
6 Әгәр Мән сени ят хәлиқләргә әвәткән болсам, улар сени тиңшатти.
7 Амма Исраил хәлқи сени аңлашни халимайду, чүнки у Маңа қулақ селишни халимайду. Пүткүл Исраил өйиниң маңлийи қаттиқ вә жүриги тәрса һәм берәһим.
8 Бирақ Мән сениң үзүңни уларниң үзлиридәк мәккәм қилдим вә сениң маңлийиңни уларниң маңлийидәк чиң қилдим.
9 Алмас таш нәқәдәр қаттиқ болса, Мән сениң маңлийиңни шуниңдәк қилдим. Шуңа улардин қорқма һәм улар йүзи алдида титримә. Улар исиянчи хәлиқтур»,— деди.
10 У гепини давамлаштуруп: «Инсан оғли, Мән саңа ейтидиған барчә сөзлиримгә диққәтлик болуп, уларни қәлбиңгә орунлаштурғин.
11 Йәр авдурулғанларға берип, уларға гәп қил. Мундақ ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду”,— тиңшамду улар яки тиңшимамду, у муһим әмәс»,— деди.
12 Андин кейин роһ мени көтирип, елип кәтти вә мән арқамда чиққан күчлүк авазни аңлидим: «Йәһваниң шан-шөһритини У истиқамәт қилидиған җайда мәдһийилисун!»
13 Бир-биригә урулуватқан тирик мәхлуқларниң қанатлириниң, уларниң йенидики чақларниң ваң-чүңини вә қаттиқ гүлдүрни аңлидим.
14 Роһ мени у йәрдин әкәтти. Мән өзәмдә Йәһваниң қолиниң қудрәтлик күчини һис қилип, хапичилиқта һәм нәпрәттә маңдим.
15 Мән Кевар дәриясиниң бойидики Тәл-Абибтә яшаватқан мусапирларға кәлдим. Мән силкиниш һаләттә улар билән йәттә күн болдум.
16 Йәттә күн өткәндин кейин маңа Йәһва мураҗиәт қилди:
17 «Инсан оғли! Мән сени Исраил өйи үчүн күзәтчи қилип бәлгүлидим. Сән Мениң сөзлиримни еғизимдин аңлайсән вә Мениң исмимдин ушбу хәлиқни агаһландурисән.
18 Әгәр Мән қанунсизға: “Сән өлисән!”— десәм, сән уни яманлиқ қилиштин әскәртип, һаятини аман қалдурушиға дәвәт қилмисаң, у өз гунайи үчүн өлиду, амма Мән сени униң қени үчүн җавапқа тартимән.
19 Әгәр сән әйипкарни агаһландурсаң, бирақ у өз беқанунлиғидин вә яман йолидин қайтмиса, у өз гунайи үчүн һалак болиду, һә, сән болсаң, өз җениңни аман елип қалисән.
20 Әгәр һәққаний киши өз һәққанийлиғидин безип, яман иш қилидиған болса, у чағда Мән уни путлаштуримән вә у өлиду. Әгәр сән уни агаһландурмисаң, у өз гуналирида һалак болиду һәм Мән униң һәққаний ишлирини әскә алмаймән, лекин сени униң қени үчүн җавапқа тартимән.
21 Әгәр сән һәққанийни чәтнәш йолидин әскәртсәң һәм у гуна өткүзмисә, у чоқум яшайду, чүнки әскәртмини қобул қилди. Сән болсаң, өз җениңни сақлап қалдиң».
22 Шу йәрдә маңа Йәһваниң муқәддәс роһи қонуп, У маңа мундақ деди: «Туруп, түзләңгә чиқ, шу җайда Мән сениң билән сөзлишимән».
23 Мән түзләңгә берип, шу йәрдә, Кевар дәриясиниң қешида көргән Йәһваниң шөһритини йәнә көрдүм. Шуниң билән мән үзүмгә жиқилдим.
24 Шу чағда маңа роһ кирип, у түпәйлидин мән путумға турдум.
Худа маңа: «Берип, өйүңдә ишигиңни тақап, олтар.
25 Улар сени, инсан оғли, ағамчилар билән бағлаветиду һәм сән уларға чиқалмайсән.
26 Мән шундақ қилимәнки, тилиңни ағзиңға чаплаштуруп қойимән, сән сөзләлмәй, уларни тәнбиһлимәйсән. Сәвәви, улар — исиянчи хәлиқ.
27 Лекин Мән сениң билән сөзләшкинимдә, еғизлириңни ачимән, шу чағда сән уларға сөзләләйсән һәм мону сөзләрни дәйсән: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду”. Ким тиңшиса, тиңшисун, һә, кимниң тиңшиғуси кәлмисә, тиңшимисун, чүнки улар исиянкар өйдур!