Әзәкиял 30:1—26
30 Йәһва қайтидин маңа сөз қилди:
2 «Инсан оғли, пәйғәмбәрлик қилип, монуни дә: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду:
“Жиғлаңлар вә: “Әшу бәхитсиз күн йеқинлашти,
әнди һалимизға вай!”— дәңлар.
3 Чүнки бу күн йеқин, Йәһваниң күни алдимизда!
Ушбу күн булутлуқ күндур, хәлиқләрни
сотлашқа бәлгүләнгән вақиттур.
4 Мисирға қилич маңди вә униңда нурғунлири һалак
болғанда, Ефиопияни паракәндилик басиду.
Мисирниң байлиқлирини әкетип,
уни һулиғичә гумран қилиду.
5 Ефиопия, Пут вә Луд һәм башқа қәбилиләрдин
кишиләр, Қув вә келишимдә болған зиминниң
турғунлири — һәммәйлән қиличниң
қурванлири болиду”.
6 Йәһва мундақ дәйду:
“Мисирни қоллап-қувәтлигәнләр һәммиси
жиқилиду вә униң тәкәббурлиғи пәсийиду,
күчи болса, тамамән йоқайду”.
“Мигдолдин Сиенағичә кишиләр қиличтин һалакәткә учрайду,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.—
7 Мисир барлиқ вәйранға дуч болған йәрләрниң ичидә әң зор вәйранчилиққа учрайду вә униң шәһәрлири башқа шәһәрләрдин қариғанда, турғунсиз қалиду.
8 Шу чағда, Мән Мисирда өрт чиқарғанда һәм униң барчә иттипақдашлири уҗуқтурулғанда, Мениң Йәһва екәнлигимни улар билиду.
9 Шу күни Мән кемиләрдә әлчилиримни әвәтип, ғәмсиз, өзигә ишинип яшаватқан Ефиопияни титритимән. У Мисирниң күнини көрүп, дәһшәткә чүшиду. Мәзкүр күн чоқум келиду!”
10 Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән Бабил шаһи Нәбуқәднәсәрниң қоли билән Мисирниң көпсанлиқ қошунлириға ахир қойимән”.
11 Мән уни вә униң әскири — әң вәһший хәлиқни ушбу зиминни һалакәткә кәлтүрүш үчүн әкелимән. Улар Мисирға қураллирини көтирип, униң йерини өлүкләргә тоштуриду.
12 Мән Нилниң еқинлирини қурутуп, бу диярни әшәддий кишиләрниң қолиға сетиветимән. Чәтәлликләр ушбу зиминни чөлдәритиду. Мән, Йәһва, буни ейттим”.
13 Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән поқтәк Мемфисниң бутлирини қирип, униң карға яримас худалирини йоқ қилимән. Мисирда әнди мисирлиқ даһи болмайду вә Мән пүткүл йеридә қорқунуч орнитимән.
14 Шундақла Патросни чөлдәритип, Зоанни өртәп, Фивлар үстидин һөкүм чиқиримән.
15 Қәһримни Мисирниң қорғини Синға төкимән вә Фивларниң хәлқини қириветимән.
16 Мисирға отни ташлаймән вә Син дәһшәттә қалиду, Фивларниң сепиллири бузулуп, Мемфисқа күндүзила дүшмән һуҗум қилиду.
17 Онниң вә Бубастниң жигитлири қиличтин өлүп, қалғанлири әсиргә елиниду.
18 Тахпанхеста күн йорумайду, чүнки Мән шу йәрдики Мисирниң боюнтуруғини сундуримән. Униңдики йоғанчи қудрәт вә қувәт ғайип болиду. Мисирни қара булутлар йепип, шәһәрлириниң турғунлири тутқунға жүриду.
19 Мән шундақ қилип, Мисир үстидин сот жүргүзимән вә у Мениң Йәһва екәнлигимни көриду”».
20 Он биринчи жилниң, биринчи ейиниң йәттинчи күни Йәһва маңа гәп қилип, мундақ деди:
21 «Инсан оғли, Мән Мисирниң шаһи, пирәвнниң, қолини сундурдим. Уни сақайтиш үчүн бағлимайду вә униңға дорилар билән латини бағлимайду. У әнди сақаймайду вә қолида қилич тутмайду».
22 «Шуңлашқа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән Мисирниң шаһи, пирәвнгә, дүшмәндәк чиқимән. Униң қоллирини сундуримән — һәм сақ қолини, һәм сунған қолини вә қилич қолидин чүшүп кетиду.
23 Мән мисирлиқларни хәлиқләрниң арисиға таритип, һәрхил зиминларға чечиветимән.
24 Мән Бабил шаһиниң булҗуңлирини мустәһкәмләп, қолиға Өзәмниң қиличини салимән. Пирәвнниң қоллирини шундақ сундуримәнки, у Бабил шаһи алдида җени чиқиватқан адәмдәк қаттиқ товлайду.
25 Шундақ қилип, Мән Бабил шаһиниң қоллирини чиңайтқанда, пирәвнниң булҗуңлири һалсизлиниду. Шуниң билән Мән қиличимни Бабил шаһиниң қолиға бәргәндә вә у уни Мисир дөлитигә қаратқанда, кишиләр Мениң Йәһва екәнлигимни билиду.
26 Мән мисирлиқларни хәлиқләр арисиға чечивәткәндә вә һәрқандақ йәрләрдә уларни таритивәткәндә, улар Мениң Йәһва екәнлигимни убдан чүшиниду”».