Әзәкиял 31:1—18

31  Он биринчи жилиниң үчинчи ейиниң биринчи күнидә маңа Йәһваниң сөзи болди:  «Инсан оғли, Мисирниң шаһи, пирәвнгә һәм униң хәлқигә мундақ дегин: “Сениң билән бүйүклигиңдә ким тәң болалайду?   Бир ассурлуқ болғанди, у Либандики кедрдур, шахлири вә қоюқ йопурмақлири билән чирайлиқ көрүнидиған. Униң бойи егиз болуп, чоққиси билән һәтта булутларға тегәтти.   Сулар уни өстүрәтти, чоңқур һаңға түпәйли у йүксәк болуп, униң өп-чөрисидә ериқлар ақатти. Уларниң сулири даладики барчә дәрәқләрни суғуратти.   Шундақларчә у қалған дәрәқләрдин егиз болуп, кәң шахариди. Униң йопурмақлири яхши көләңгү берип, ериқлардин хелила нери болатти.   Униң шахлири арисида қушлар угилирини қуратти, сайисида жиртқуч һайванлар балилирини туғатти. Униң көләңгиси астида һәрхил көпсанлиқ халайиқлар яшатти.   Ушбу кедр бүйүк һәм гөзәл йетилип, униң шахлири жираққа созулатти. Сәвәви, униң томури мол сулардин ичәтти.   Худа беғидики һечбир кедр униңға қияс болалматти, чүнки һечбир қариғайниң униңдәк шахлири өсмәтти. Һечбир суваданниң йопурмақлириниң қелинлиғи униңға тәң келәлмәтти вә Яратқучи беғидики һечбир дәрәқ униңдәк көркәм әмәсти.   Мән уни гөзәл қилип, униңға қоюқ япрақларни бәрдим. Шуңлашқа һәқ Худаниң беғида болған Ерәмдики дәрәқләр уни көрәлмәтти”. 10  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Сән чоққаң билән булутларға йәткәчкә вә йүксәклигиңдин жүригиң мәғрурлинип кәтти. 11  Шуңа Мән сени хәлиқләрниң қудрәтлик даһисиға бериветимән, у сениң билән лайиқ түрдә иш қилиду һәм Мән сени қанунсизлиғиң үчүн рәт қилимән. 12  Чәтәлликләр, әң рәһимсиз хәлиқ, уни чепип, тағларда ташлайду. Униң шахлири пүткүл вадилар бойичә чечилип, йопурмақлири сайларниң ериқлирида ақиду. Барлиқ хәлиқләр униң көләңгисидин чиқип, униңдин ваз кечиду. 13  Харабилиқлирида һәрқандақ сәма қушлири яшап, сунған шахлириниң астида дала һайванлири истиқамәт қилиду. 14  Бу шуниң үчүн қилинидуки, су бойида өскән һечбир дәрәқ унчилик егиз өсүп, булутларға йәтмиши үчүн вә яхши суғурулған һечқандақ дәрәқ булутларға көтирилмисун. Чүнки шундақ болса, улар өлүмгә мәһкүм болуп, йәр-зиминниң қетида, гөргә чүшкәнләр билән болиду”. 15  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “У гөргә чүшкән күни Мән шундақ қилимәнки, кишиләр һәсрәт чекиду. Мән чоңқур суларниң йолини тосаймән, еқинларни тохтитимән. Униң үчүн Либанни қараңғулуққа чөктүрүп, даладики дәрәқләрниң барлиғи хапичилиқтин қуруп кетиду. 16  Мән уни гөргә ташлиғанда, униң жиқилишиниң тавушидин хәлиқләр титришип кетиду. Гөрдики Ерәмниң һәммә дәрәқлири уни көрүп, тәсәлли тапиду. Сәвәви, уларму Либанниң әң яхши суғурулған вә услуғи қанған дәрәқләр еди. 17  Улар униң билән һәм қиличниң қурбанлири билән гөрстанда биллә болиду. Улар билән хәлиқләрниң ичидә униңға иттипақдаш болуп, униң сайиси астида яшиғанларму болиду”. 18  “Демәкчи, Ерәм дәрәқлириниң арисида ким саңа шан-шөһрити һәм улуқлиғи билән тәң болалатти? Амма сәнму Ерәмниң башқа дәрәқлири қатарида гөрниң чоңқурлирида ятисән. Сән хәтниләнмигәнләр арисида, қилич һалак қилғанлар ичидә гөр дуниясиға ташлинисән. Мана, пирәвн вә униң көпчилиги, ләшкәрлири, билән немә иш йүз бериду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».

Изаһәтләр