Әзәкиял 32:1—32
32 Он иккинчи жилиниң, он иккинчи ейиниң дәсләпки күнидә Йәһва маңа мураҗиәт қилди:
2 «Инсан оғли, Мисир һөкүмрани, пирәвн, һәққидә матәм нахшини ейтқач, униңға мундақ дә:
“Сән хәлиқләр ичидики әң күчлүк яш
шир едиң, лекин сени теч болушқа
мәҗбурлиди. Сән деңиз мәхлуқидәк
өз дәриялириңда ойнап жүрәттиң,
путлириң билән суларни булғап,
дәрияларни паскинлаштураттиң”.
3 Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду:
“Мән саңа көплигән хәлиқләрниң
ярдими билән торамни ташлаймән
һәм сени қуралим арқилиқ сөрәп чиқиду.
4 Мән сени қурғаққа ташлап, очуқ далада
қойимән. Саңа һәрқандақ асман қушлири
олтирип, сән пүткүл йәрниң җаниварлири
үчүн йемәклик болисән.
5 Қалған гөшлириңни тағларда ташлап,
вадиларни сениң устиханлириңға толтуримән.
6 Йәргә сәндин еқиватқан қанни ичкүзүп,
тағлардики топиму уни ичиду.
Сайларму қениңға толиду”.
7 “Сән өчүрүлгәндә, Мән асманларни йепип,
униң юлтузлирини зулмәткә салимән.
Қуяшни қара булутлар билән япқанда,
ай йоруғини бәрмәйду.
8 Сениң үчүн Мән әрштә парлаватқан барлиқ
нурлуқларни қараңғулуққа селип, сениң
йериңни зулмәткә бастуримән”,— дәйду
Әң Алий Һөкүмран Йәһва.
9 “Сениң кишилириңни тутқунға башқа
хәлиқләргә, сән билмигән зиминларға
апарғанда, Мән нурғунлиған хәлиқләрниң
көңлигә ғәм салимән.
10 Шу чағда Мән көплигән қәбилиләрни
дәһшәткә селип, титритимән. Уларниң
һөкүмдарлириниң көзичә Мән қиличим
билән саңа етилғанда, улар силкинип кетиду.
Сениң жиқилиш күнүңдә, һәрқайси
өз өмри үчүн қорқушиду!”
11 Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду:
“Саңа Бабил шаһиниң қиличи чүшиду.
12 Күчлүкләрниң қураллири билән сениң
хәлқиңни өлтүримән. Улар, әң вәһши хәлиқ,
Мисирниң тәкәббурлиғини йоқитип,
бар әскәрлирини уҗуқтуриду.
13 Мән улуқ сулар дияридики бар мелини
қириветимән. Башқа әнди йә адәмниң пути,
йә җаниварларниң туяқлири бу
суларни паскинлаштурмайду”.
14 “Шу чағда Мән ушбу йәрниң сулирини
тазилаймән вә шундақ болидуки,
дәриялири зәйтун мейидәк
ақидиған болиду”,— дәйду Әң Алий
Һөкүмран Йәһва.
15 “Мән Мисирни инсансиз чөлгә айландурғанда,
униңда бар нәрсисидин мәһрум қилимән.
Униң барлиқ турғунлирини йоқ қилғанда,
улар Мениң Йәһва екәнлигимни билиду.
16 Бу матәм нахшиси, уни хәлиқләрниң
қизлири ейтидиған болиду. Улар уни
Мисир һәм көплигән әскәрлири
һәққидә җәзмән ейтиду”,— дәйду
Әң Алий Һөкүмран Йәһва».
17 Кейин, он иккинчи жилиниң, он иккинчи ейиниң он бәшинчи күни маңа қайтидин Йәһваниң сөзи болди:
18 «Инсан оғли, Мисирниң әскәрлири үстидә жиғла вә шуни елан қилғинки, у вә башқа қудрәтлик хәлиқләрниң кишилири гөргә чүшиду.
19 “Сән башқа бирсидин артуқму? Қәбиргә чүшүп, хәтниләнмигәнләр билән биргә ят!”
20 “Мисирлиқлар қиличқа берилди, у һалак болди. Мисир вә униң көпчилигини гөргә ташлаңлар!
21 Пирәвн һәм униң иттипақдашлири билән гөрниң қетидики батур җәңчиләр сөзлишиду. Бу хәтнә қилинмиғанлар улардин авал қирилип, шу йәргә чүшкән еди.
22 Шу йәрдә Ассур һәм униң пухралири. Ассурлиқлар өз шаһиниң әтрапида йәрләнди. Уларму қиличтин һалак тапти.
23 Улар қәбирлиридә шаһиниң әтрапида ятмақта. Уларниң һәммиси қиличтин вапат болди, чүнки тирик чеғида адәмләргә дәһшәт әкеләтти.
24 Шу йәрдә шундақла Елам көпчилиги билән. Улар тирик вақтида инсанларни қорқутатти, лекин әнди өзлири хәтнисиз гөргә чүшти. Улар өлгәнләр қатарида шәрмәндичилигини тартиду.
25 Еламға өлгәнләр арисида орун-көрпә берилди вә униң әскәрлири қәбирләрдә ятмақта. Улар барлиғи хәтнә қилинмиғанлар, қиличтин ахир тапқанлар, чүнки улар һаят вақтида адәмләргә дәһшәт кәлтүрәтти. Улар шәрмәндичилигини өлгәнләр билән биллә тартиду.
26 Мәзкүр җайда Мешех билән Тубал. Әскириниң қәбирлири шаһиниң қәбри әтрапида, улар хәтниләнмигәнләр, тирик вақтида кишиләрни қорқатқанлар. Шуңа улар қилич билән өлтүрүлди.
27 Наһәтки улар өзлириниң күчлүк батурлири билән биргә ятмайду? Қиличлирини башлириниң астиға қоюп, қанунсизлиғи устиханлирида қелиши үчүн, уларни қураллири билән биллә дәпин қилиду. Улар тирик болғанда, беқанунлиғи билән адәмләрни вәһимигә салатти.
28 Сәнму, пирәвн, хәтнә қилинмиғанлар арисида йетип, қиличиң билән биргә чирийсән.
29 Шу йәрдә Едум, униң шаһлири вә шәйхлири, уларни қудрәтлигидин қәтъий нәзәр, қиличтин һалак болғанлар арисиға қойди. Улар хәтниләнмигән өлгәнләр билән биллә ятмақта.
30 Бу йәрдә шималниң егилири һәм барлиқ сидонлуқлар. Улар иза билән һалак болғанлар қатарида гөргә чүшти. Гәрчә улар өзиниң күч-қудрити билән башқиларға йеңилмас көрүнсиму, мана, улар хәтнә қилинмиғанлар билән шәрмәндисини көтирип, башқилири билән қәбирдә ятиду.
31 Уларни пирәвн көрүп, өзиниң көплигән қошуниниң һалакити һәққидә тәсәлли алиду. Чүнки пирәвн һәм униң әскири қиличтин ахир тапиду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.
32 “Пирәвн тирик болған вақтида адәмзатқа дәһшәт әкәлгини үчүн, у вә униң қошунлири хәтнә қилинмиған һалда қиличниң өлтүришидә ахириға келиду!”— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».