Әзәкиял 33:1—33

33  Йәһва маңа мундақ деди:  «Инсан оғли, қәбилидашлириңға мундақ дә: “Әгәр Мән қандақту-бир йәргә қиличимни әвәтсәм вә униң хәлқи қузәтчини қойса,  вә у йеқинлишиватқан дүшмәнни көрүп, мүңгүз челип, хәлқини агаһландурса,  у вақитта мүңгүз авазини аңлап, әскәртмигә сәл қариған киши өзи өлүмидә әйипкар болиду, чүнки униң қени униң бешида болиду.  У мүңгүзниң авазини аңлисиму, униң әскәртишини тиңшимиди. Қилич келип, уни тутса, униң қени өз бешида болиду. Әгәр у тиңшиған болса, һаятини аман елип қалатти.  Әгәр күзәтчи келиватқан дүшмәнләрни байқап, хәлиқни әскәртиш үчүн мүңгүз чалмиған болса, дүшмән келип, қандақту-бир кишини өлтүрсә, у киши өз гунайи үчүн өлгән болиду, амма униң қени үчүн Мән күзәтчини җавапқа тартимән”.  Инсан оғли! Мән сени Исраил өйи үчүн күзәтчи қилип қойдум. Сән Мениң еғизимдин сөзлиримни аңлайсән вә хәлиқни Мениң намимдин агаһландурисән.  Әгәр Мән қанунсизға: “Сән өлисән!”— десәм, бирақ сән гунакарниң яманлиқ қилишни тохтитишини агаһландурмисаң, у чағда у гунакар өз гунайиға бенаән өлиду, лекин Мән сени униң қени үчүн җавапқа тартимән.  Әгәр сән гунакарни у яманлиқ қилишни тохтитишини әскәрткән болсаң, бирақ у тиңшимиған болса, у өз гунайи үчүн өлиду, амма сән өз җениңни сақлап қалдиң. 10  Инсан оғли, исраиллиқларға мундақ дә: “Силәр мундақ гәпләрни қилисиләр: “Бизниң қилмишлиримиз һәм гуналиримиз биздә еғир жүк болуп ятиду, улар түпәйли биз қийнилип кәттуқ. Қандақларчә биз тирик қалимиз?” 11  Уларға мундақ дегин: “Тирикмән,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва,— Мени гунакарниң өлүми зади хошал қилмайду. Мән шуни халаймәнки, гунакарлар яман йоллиридин қайтип, яшисун. Вәһшилик қилишни тохтитиңлар! Немә үчүн силәр, Исраил өйи, өзәңларни өлүмгә апирисиләр?” 12  Сән, инсан оғли, қәбилидашлириңға мундақ сөзләрни ейтқин: “Әгәр һәққаний гуна өткүзсә, униң һәққанийлиғи уни қутқузмайду. Шундақла қанунсиз гуна қилишни тохтатса, уму өлиду. Һәққаний әгәр гуна қилишни тохтатмиса, өзиниң авалқи һәққаний ишлири түпәйлидин аман қалмайду. 13  Әгәр Мән һәққаний кишигә: “Сән яшайсән”,— десәм, һә, у өз һәққанийлиғиға ишинип, яманлиқ қилишни башлиса, Мән униң һечбир яхши ишини әскә алмаймән вә у қиливатқан беқанунлиғидин өлиду. 14  Әгәр Мән гунакарға: “Сән өлисән”,— десәм, һә, у гуналиридин қайтип, адил һәм һәққаний иш қилишни башлиса: 15  гөрүгә алған нәрсини қайтурса, булаңчилиқ арқилиқ алған затларни егисигә беривәтсә, Қанун бойичә әмирләрни орунлиса, яманлиқ қилишни тохтатса, у чоқум яшайдиған болиду. 16  Мән униң өтмүштә қилған һечбир яманлиғини әскә кәлтүрмәймән. У қануний һәм һәққаний иш қиливатқини үчүн җәзмән яшайду”. 17  Амма хәлқиңниң оғуллири: “Йәһваниң йоли дурус әмәс”,— дейишиватиду, әксичә бу хәлиқниң өзиниң йоли тоғра әмәс турса. 18  Әгәр һәққаний һәққанийлиқтин чекинип, яманни қилишқа үгәнсә, у шуниңға бенаән өлиду. 19  Әгәр қанунсиз беқанунлиғидин қелип, яхши иш қилишни үгәнсә, чоқум у яшашқа лайиқтур. 20  Бирақ силәр: “Йәһва адилсиз иш қиливатиду!”— дәватисиләр. Мән силәрни, һәрқайсиңларни, Исраил өйи, жүрүш-турушуңлар бойичә сотлаймән!» 21  Тутқунға елинишимизниң он иккинчи жилиниң, онинчи ейиниң бәшинчи күни маңа Йерусалимдин аман қалған бир киши келип: «Шәһәр елинди!»— деди. 22  Ушбу қутқузулған кишиниң әтигәнлиги келиши авалида, кәчқурунлиғи мениңда Йәһваниң қоли болуп, У мениң еғизлиримни ачти. Еғизлирим ечилғанда мән башқа сүкүт сақлимидим. 23  Шу чағда Йәһваниң сөзи аңланди: 24  «Инсан оғли, Исраил йеридә харабилиқлар арисида яшаватқанлар мундақ дәйду: “Ибраһим бари-йоқи ялғуз болуп, ушбу зиминни мираслиққа алған еди. Биз болсақ көп, демәк, бу йәр, әлвәттә, бизниң мирасимиздур”. 25  Шуңлашқа уларға монуни ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Силәр гөшни қени билән йәватисиләр, өзәңларму жиркиничлик бутлириңларға ишиниватисиләр вә қан төкүватисиләр. Немишкә мәзкүр йәр силәрниңки болуши керәк? 26  Силәр қиличиңларға үмүт артип, сәскәндүридиған қилиқларни қиливатисиләр, йениңлардикиләрниң аяллири билән йетиватисиләр. Қандақларчә ушбу зимин силәрниңки болуши керәк?” 27  Мана, монуни уларға ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Тирикмән, Өзәм билән қәсәм қилимән, ким харабилиқта яшап қалди, улар қиличтин өлиду. Етиздикиләрни жиртқуч һайванларға йәмгә бериветимән, ким қорғанлар билән өңкүрләрдә сақланса, улар ағриқлардин һалак болиду. 28  Мән мошу йәрни уларниң тәкәббур чоңчилиғи үчүн қақас чөлгә айландуримән. Исраилниң тағлирида һечким маңмайдиған болиду. 29  Шундақ қилип, Мән ушбу зиминни уларниң яман қилиқлири үчүн чөлдәритип, адәмсиз җәзиригә һәм далаға айландурғанда, Мениң Йәһва екәнлигимни улар чүшинип-билиду”. 30  Инсан оғли, хәлқиңниң кишилири сән тоғрилиқ тамларниң қешида вә ойлириниң ишиклиридә туруп сөзлиди. Улар бир-биригә, бурадәр-бурадәргә: “Җүрүңлар, берип Йәһвадин қандақ сөз кәлгәнлигини аңлап келәйли”,— дәватиду. 31  Улар саңа топлишип келиду вә алдиңда Мениң хәлқимдәк олтиришиду. Улар сөзлириңни аңлайду, лекин уларни орунлимайду. Чүнки улар тилидила лолилиқ қилиду, жүриги болса, өз мәнпийитиниң кәйнидин жүриду. 32  Сән улар үчүн, худди чилтарда йеқимлиқ авази билән муһәббәт һәққидә чирайлиқ нахшини ейтиватқан нәғмичигә охшайсән. Улар сениң сөзлириңни тиңшайду, амма һечқайси уларға мувапиқ иш қилмайду. 33  Бирақ мәзкүр сөзләр әмәлгә ашқанда — улар чоқум әмәлгә ашиду — шу чағда улар арисида пәйғәмбәр болғанлиғини чүшиниду».

Изаһәтләр