Әзәкиял 34:1—31

34  Йәһва қайтидин маңа сөзлиди:  «Инсан оғли, Исраилниң падичилириға қарши бәшарәт қил. Уларға мундақ ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Исраилниң пәқәт өзлиригә ғәмхорлуқ қиливатқан падичилириниң һалиға вай! Падичилар пада һәққидә ойлимаслиғи дурусму?  Силәр яғ йәватисиләр, җуга кийиватисиләр, әң семиз қойларни союп, гөшини йәватисиләр, амма падини бақмайватисиләр.  Силәр аҗизларни қоллимидиңлар, ағриқ қойларни давалимидиңлар, яриланғанларниң җараһитини бағлимидиңлар, падидин қелип қалған қойларни қайтурмидиңлар вә жүткәнләрни издимидиңлар, бәлки уларни қопал вә рәһимсиз башқурдиңлар.  Шуниң билән, падичиниң ғәмхорлуғи йоқлиғидин қойлар чечилип кәтти һәм жиртқуч һайванларниң тамиғиға айланди.  Мениң қойлирим барчә тағлар вә һәрқандақ дөңләрдә адишип жүриду. Мениң қойлирим пүткүл йәр-йүзидә тенәп кәтти, һечким улар тоғрилиқ соримайду һәм һечким уларни издимәйду.  Шуңа, падичилар, Йәһваниң сөзини аңлаңлар:  “Тирикмән, Мениң қойлирим явайи һайванларниң олҗиси һәм озуғи болғини үчүн, Мән буни диққәтсиз қалдурмаймән. Падичиларниң бепәрвалиғидин һәм улар пәқәт өзлирини баққини үчүн, қойлар мошу һаләттә болмақта. Өзәм билән қәсәм қилимәнки, Мән буни бундақ қалдурмаймән!”— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.  Әнди, падичилар, Йәһваниң сөзигә қулақ селиңлар! 10  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән бу падичиларға қәтъий қарап, қойлиримни уларниң қолидин тәләп қилимән. Мән уларни җазалап, уларға падичи болушни рухсәт қилмаймән. Бу падичилар әнди өзлирини бақалмайду, чүнки Мән қойлиримни уларниң ағзидин жулувалимән һәм улар башқа уларниң таами болмайду”. 11  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән Өзәм қойлиримни издәймән вә уларни қарап чиқимән. 12  Мән шу күндә Өз қойлиримни ғәмхор падичи чечилип кәткән қойлирини тапқандәк тапимән һәм асраймән. Мән уларни қара булутлуқ һәм қоюқ зулмәт күнидә тарилип кәткән җайлиридин жиғип, уларни қутулдуримән. 13  Уларни башқа хәлиқләрдин һәм ят зиминлардин ана дияриға әкелип, Исраил тағлирида, дәриялар бойида вә җилғиларда бақимән. 14  Мән уларни яхши яйлаққа әкелип, улар Исраилниң йүксәк тағлирида отлайду. Қойлар әң яхши чөплүк далаларда йетип, әң мол яйлақта отлайду”. 15  “Мән Өзәм қойлиримни бақимән вә уларға хатирҗәмлик беримән,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва. 16  Мән жүтүп кәткәнләрни тепип келимән, қоғлап әкәткәнни қайтуримән, яриланғанларни бағлаймән вә аҗизларни мустәһкәмләймән, һә, сәмирип кәткән һәм күчлүк қойни өлтүримән. Мән уларни лазим түрдә беқип, адил сотлаймән”. 17  Силәргә, Униң қойлириға, Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән қой билән қойниң арисида, текиләр билән архарлар арисида һөкүм чиқиримән. 18  Силәргә әң яхши яйлақларда отлаватқиниңлар азму? Немишкә силәр путлириңлар билән башқа яйлақларни чәйләватисиләр? Силәргә әң таза суни ичиватқиниңлар азму? Немә үчүн қалған суни аяқлириңлар билән булғаватисиләр? 19  Силәр чәйләвәткән җайларда Мениң қойлирим отлиши керәкму вә силәр булғавәткән суни ичиши керәкму?” 20  Шуңлашқа уларға Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, сәмирип кәткән вә оруқ қойлар арисида Мән Өзәм Сотчи болумән. 21  Силәр һәммә кесәл қойларни мүңгүзлириңлар һәм путлириңлар билән үсүп иштәргәнлигиңлар, һәтта уларни падидин чиқирип, улар тенәп кәткәнлиги үчүн, Мән силәрни һөкүм қилимән. 22  Мән Өз қойлиримни қутқузимән вә улар башқа бирсиниң олҗиси болмайду. Сәвәви, Мән Өзәм қой билән қойниң арисидики ишни қараштуримән. 23  Мән уларниң үстидин бир падичини, Мениң хизмәтчим Давутни, қойимән вә у уларға ғәмхорчи падичи болиду. 24  Мән, Йәһва уларниң Худайи болумән, Мениң хизмәтчим Давут уларниң даһиси болиду. Мән, Йәһва, буни ейттим. 25  Андин Мән улар билән течлиқ һәққидә келишим түзүп, ушбу йәрдин барлиқ жиртқуч һайванларни қоғлаймән. Улар әнди далада бехәтәр яшайду вә орманларда хатирҗәм ухлайду. 26  Мән уларға Мениң дөңимниң әтрапилириниму бәрикәтләп, һәдийә қилимән вә өз вақтида ямғурларни әвәтимән. Ушбу ямғур-йешинлардәк бәрикәтләр қуюлиду. 27  Даладики дәрәқләр өз мевисини вә йәр өз һосулини әкелиду вә улар өз диярида ховупсиз истиқамәт қилиду. Шундақ қилип, уларниң боюнтуруғини сундуруп, уларни әзгүчилириниң қолидин азат қилғинимда, улар Мениң Йәһва екәнлигимни билиду. 28  Улар әнди башқа хәлиқләрниң олҗиси болмайду вә йәрдики һайванлар уларни истимал қилмайду. Улар бехәтәрликтә яшап, һечким уларни қорқатмайду. 29  Мән уларда мәшһур бағни орнитимән вә улар әнди йәр-зиминда ачарчилиқ тартмайду һәм башқа хәлиқләрдин пәсәйтишни тартмайду. 30  “Улар Мениң уларниң Худайи Йәһва, Мән улар билән биллә екәнлигимни һәм улар, исраиллиқлар — Мениң хәлқим болғанлиғини тонуп-йетиду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва. 31  “Силәр, Мениң қойлирим, Мениң яйлиғимниң қойлири, Мән силәр тоғрилиқ ғәмхорлуқ қилимән. Силәр — инсанлар, һә, Мән — силәрниң Яратқучиңлар”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».

Изаһәтләр