Әзәкиял 35:1—15
35 Йәһваниң сөзи маңа болди:
2 «Инсан оғли, Сәир теғиға үзүңни қаритип, уларға қарши бәшарәт қил.
3 Мундақ ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Сәирниң теғи, Мән силәргә қарши туримән. Мән қолумни үстүңдин көтирип, силәрни адәмсиз чөл қилимән.
4 Шәһәрлириңни харабилиққа айландуруп сени чөлдәрәткәндә, силәр Мениң Йәһва екәнлигимни билисиләр.
5 Чүнки силәр Исраил оғуллирини шиддәтлик өч көрүп, улар апәткә учриған вақтида, уларға җазалаш күни кәлгәндә, силәр бәрибир уларни қиличлидиңлар”.
6 “Тирикмән вә Өзәм билән қәсәм қилимән,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва,— Мән силәрни мошу қилиғиңлар үчүн қанға бояймән. Өлүм һәм қан кәйниңдин қоғлайду. Сән өч көргәнләрни қоғлиғандәк, шундақла өлүм сени қоғлайду.
7 Мән Сәир тағлирини инсансиз қалдуруп, уларда у яқ-бу яққа маңғанни қириветимән.
8 Сәир тағлирини өлгәнләргә тоштуримән вә дөңләрдә, вадиларда һәм барлиқ сайларда қиличланғанлар ятидиған болиду.
9 Мән шундақ ишни бәҗиримәнки, шәһәрлириңдә бирму турғун қалмай, мәңгүгә чөлдәрәп кетиду. Шу чағда Мениң Йәһва екәнлигимни тонуп-билисиләр”.
10 Силәр мундақ дегәнликтин: “Мону икки хәлиқ вә мошу икки зимин бизниңки болиду вә биз буниң һәммисигә егә болимиз”, гәрчә у йәрдә Йәһва болсиму,
11 Әң Алий Һөкүмран Йәһва силәргә мундақ дәйду: “Силәр уларға ялқунлуқ адавәт сақлап, терикип, һәсәтхорлуқ қилдиңлар. Шуңа, Өзәм билән қәсәм қилимәнки, Мән силәргә шундақ адавәт қайтуримән вә Мән силәрни сотлиғанда, Мениң Ким екәнлигимни чүшинисиләр.
12 Шу вақитта Мән Йәһва силәрниң Исраил тағлири һәққидә һақарәтлик сөзлириңларниң барлиғини аңлиғанлиғимни билисиләр. Исраил тағлири тоғрисида силәр: “Улар йоқ қилинди һәм әнди бизгә йәмгә қалдурулди!”— дәп хошал болдуңлар.
13 Силәр шундақла Маңиму ағзиңларни кәң керип, һақарәтлик нурғунлиған сөзләрни ейтиңлар. Мән барлиғини аңлидим”.
14 Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Пүткүл йәр Мән сени чөл-қақасқа айландурғанда, бәк хурсән болиду.
15 Силәр Исраил өйиниң мираси йоқиғанда интайин мәз болғанлиғиңлар үчүн, Мәнму силәр билән шунила қилимән. Силәр, Сәир тағлири, пүткүл Едум макани, йоқилип кетисиләр. Шу вақитта кишиләр Мениң Йәһва екәнлигимгә көз йәткүзиду!”»