Әзәкиял 37:1—28

37  Мениңда Йәһваниң қоли болуп, Йәһва Өз роһи билән мени сүйәкләргә тошқан вадиниң оттурида қойди.  У мени шу вадини чөгиләтти, шуниң билән мән униң йүзидә бәк көп сүйәкләрниң барлиғини көрдүм вә улар интайин қуруп кәткән еди.  У мениңдин мундақ дәп сориди: «Инсан оғли, мошу сүйәкләр тириләмду?» Мән униңға җававән: «Әң Алий Һөкүмран Йәһва, буни пәқәт Сән билисән»,— дедим.  Шуниң билән У маңа: «Унда мәзкүр сүйәкләр һәққидә пәйғәмбәрлик ейт. Уларға мундақ дегин: “Қурғақ сүйәкләр, Йәһва Худаниң сөзини тиңшаңлар!  Әң Алий Һөкүмран Йәһва ушбу устиханларға мундақ дәйду: “Мән силәргә нәпәс бәргинимдә силәр тирилисиләр.  Мән силәргә сиңирларни тартимән, булҗуңларни өстиримән, терә билән қаплап чиқимән, андин нәпәсни пүвдигинимдә силәр тирилисиләр. Шундақ қилип, силәр Мениң Йәһва екәнлигимни билисиләр”».  Шу вақитта мән, маңа әмир қилинғандәк, бәшарәт ейтишқа башлидим. Мән пәйғәмбәрлик қиливатқинимда қандақту-бир ваң-чуң аңланди, андин қаттиқ аваз чиқип, устиханлар бир-биригә йеқинлишишқа башлиди, сүйәк сүйәк билән.  Андин қарисам, мана, уларда сиңирлар пәйда болуп, әтму өсүп чиқти вә улар терә билән қапланди. Лекин уларда техи нәпәс йоқ еди.  У маңа: «Шамалға қаритип, бәшарәт ейт. Инсан оғли, шамалға мундақ пәйғәмбәрлик қил: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Шамал, төрт тәрәптин кәл вә мону өлүкләргә уларниң тирилиши үчүн пүвдә!”» 10  Мән У маңа буйриған пәйғәмбәрликни ейтиведим, шу вақитта уларға нәпәс-роһ кирди. Улар тирилип, путлириға турди. Бу болса, бәк зор бир қошун еди. 11  У маңа сөзләшни давамлаштурди: «Инсан оғли! Бу сүйәкләр — пүткүл Исраил өйи. Исраиллиқлар мундақ дәйду: “Сүйәклиримиз қуруп кәтти һәм биздә һечбир үмүт қалмиди. Һалимизға вай, биз пүтүнләй йоқидуқ!” 12  Шуңлашқа мундақ бәшарәтни уларға ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән силәрниң қәбирлириңларни ечип, силәрни улардин турғузимән. Мән сени, Мениң хәлқим, Исраил маканиға әкелимән. 13  Һәм Мән йәрликлириңлардин силәрни чиқарғанда, Мениң Йәһва екәнлигимни чүшинисиләр”. 14  “Мән роһумни силәргә селип, силәр тирилгәндә вә Мән силәрни өз дияриңларда маканлаштурғанда, шу вақитта Мән Йәһва буни ейтип, әмәлгә ашурғинимни чүшинисиләр”,— дәйду Йәһва”». 15  Маңа йәнә Йәһваниң гепи болди. 16  У маңа: «Сән, инсан оғли, бир таяқни ал һәм униңда мундақ сөзләрни яз: “Йәһуда вә униң билән биллә иттипақта болған Исраил хәлқи”. Андин йәнә бир таяқни елип, униңда: “Йүсүп, Әпрайимниң тайиғи һәм униң билән иттипақта болған пүткүл Исраил”,— дәп язғин. 17  Бу икки таяқни бир-биригә қошуп тут, улар сениң қолуңда пүтүн бир таяқ болиду. 18  Көрүватқан хәлиқ сениңдин: “Бизгә ейтқина, бу немини билдүриду?”— дәп сориғанда, 19  мундақ дәп, җавап бәр: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән Йүсүпниң һәм униң билән иттипақдаш Исраил қәбилилириниң тайиғини елип, у таяқ Әпрайимниң қолида, уни Йәһуданиң тайиғиға қошумән. Мән уларни бир таяқ қилимән вә улар Мениң қолумда бир таяқ болиду”. 20  Сән йезиқларни язған таяқларни, кишиләр уларни ениқ көрүши үчүн егиз тут. 21  Кейин уларға мундақ дә: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән исраиллиқларни улар кәткән барлиқ хәлиқләрдин жиғип, уларниң йеригә елип келимән. 22  Исраил тағлирида, ушбу зиминда уларни бир хәлиқ қилимән һәм улар үстидин бир падишани қойимән. Улар әнди икки хәлиқкә бөлүнмәйду вә икки дөләт болмайду. 23  Улар өзлирини сәскиничлик бутлири билән булғимайду вә жиркиничлиик ишлири билән өзлирини напаклаштурмайду. Мән уларни тазилап, гунакар ишлиридин азат қилип, шуларниң кесиридин Маңа сатқунлуқ қилмаслиғиға ярдәмлишимән. Улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болумән. 24  Мениң хизмәтчим Давут уларниң падишаси болуп, уларниң барлиғиниң бирла падичиси болиду. Улар Мениң һөкүмлиримгә мас яшайду вә һәммә қанун-қаидилиримни әстаидил орунлайду. 25  Улар Мән әҗдатлириға бәргән йәрдә, қулум Яқупқа һәдийә қилған зиминда, мәңгү яшайдиған болиду — улар өзлири, уларниң пәрзәнтлири вә пәрзәнтлириниң пәрзәнтлири һәм Мениң хизмәтчим Давут әбәттин-әбәт уларниң бәги болиду. 26  Мән улар билән течлиқ һәққидә келишим түзимән вә бу келишим мәңгүгә болиду. Мән уларни көпәйтип, өз йеридә орунлаштуримән вә уларниң ичидә муқәддәс маканимни қойимән. 27  Мениң чедирим уларниң арисида болиду вә Мән уларниң Рәбби болуп, улар Мениң хәлқим болиду. 28  Исраилни муқәддәсләйдиған Мениң муқәддәс ибадәтханам уларниң арисида мәңгү болғанда, барчә хәлиқләр Мениң Йәһва екәнлигимни тонуп-билиду!”»

Изаһәтләр