Әзәкиял 38:1—23
38 Йәһва маңа қайтидин мураҗиәт қилди:
2 «Инсан оғли, үзүңни Магог йеридики Гогқа, Мешех һәм Тубалниң асасий даһийиға қаритип, униңға қарши бәшарәт җакала.
3 Мундақ ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән саңа, Гог, Мешех һәм Тубалниң башчиси, яман көзүм билән қараймән.
4 Мән сени башқа тәрәпкә меңишқа мәҗбурлап, ағзиңға қармақ селип, сени барлиқ қошуниң, атлириң вә көркәм кийимләргә кийингән чавандазлириң билән — һәммисини пүтүнләй қуралланған түридә, чоң вә кичик қалқанлири барлар һәм қолида қиличларни тутқанларни, шу җайға ачиқимән.
5 Улар билән Парс, Ефиопия вә Пут, кичик қалқанлар билән вә дубулғиларда,
6 Гомер өзиниң әскәрлири билән, Тогарманиң өйи шималниң чәтлиридин пүткүл әскәрлири билән болиду. Нурғунлиған хәлиқләрму сениң билән жүриду.
7 Тәйярланғин һәм қуралланғин, сән вә сениң билән болған ләшкәрлириң! Сән уларниң сәрдари болисән.
8 Көплигән күнләр өткәндин кейин Мән саңа диққәт ағдуримән. Ахирқи жилларда сән хәлқи қиличтин қутқузулған йәргә һуҗум қилисән. Ушбу хәлиқ көплигән хәлиқләрниң зиминлиридин узун дәвир чөлдәригән Исраил тағлириға қайтқанди. Бу зиминниң хәлқи башқа хәлиқләрдин чиқирилғандин кейин бехәтәрликтә яшимақта.
9 Сән көтирилип, униңға шувурғандәк етилисән. Сән униң йерини қара булуттәк яписән, сән өзәң, сениң көпсанлиқ қошунлириң ве сениң билән кәлгән нурғунлиған хәлиқлә”.
10 Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Әшу күни сениң қәлбиңгә бир ойлар келип, сән яман нийәтни қурисән”.
11 Сән мундақ дәйсән: “Һимайә қилинмиған йеза-кәнтләргә бесип қирип, ховупсиз, һечнәрсидин ғәм қилмайдиған теч кишиләргә һуҗум қилай. Улар тамлири, қулуплири вә дәрвазилири йоқ маканларда яшаватиду”.
12 Сән қарақчилиқ қилип, йоған олҗини елишқа, бир вақитта чөлдәригән вә кейин шу йәрләргә қайта җайлашқан хәлиқкә етилишни халайсән. Чүнки ушбу хәлиқ йәр-зиминниң мәркизидә яшап, чарвичилиқ һәм деханчилиқ билән шуғуллинип, мал-дуния һәм байлиқ топлаватиду.
13 Шеба, Дедан, Таршишниң содигәрлири вә уларниң яш ширлири сениңдин мундақ сорайду: “Сән зор олҗини елиш үчүн һуҗум қилдиңму? Сән өз қошунлириңни алтун-күмүчни, мал-варан һәм байлиқни — мәзкүр мол олҗини әкетишкә чақирттиңму?”
14 Шуңа, инсан оғли, пәйғәмбәрлик қилип, Гогқа мону сөзләрни ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Һә, Мениң хәлқим Исраил аман-есән яшиған күндә, сән буни чоқум билисән.
15 Шуниң билән өз йериң, шималниң чәтлиридин, сән һәм көплигән хәлиқләр сениң билән келиду. Улар барлиғи атларни минип, мәзкүр бүйүк әскәр зор күч болиду.
16 Сән Мениң хәлқим, Исраилға, йәрни пүтүнләй басқан еғир қара булутлардәк келисән. Ахирқи күнләрдә Мән сени Өзәмниң зиминимға әкелимән. Шуниң арқилиқ барлиқ хәлиқләр сениң үстүңдин, Гог, Өз муқәддәслигимни, сениң үстүңдин қилған ишимни, көргәндә, улар Мени тонуп-билиду!”
17 Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мән сән һәққидә қедимий заманларда Өз қуллирим, Исраил пәйғәмбәрлири арқилиқ ейтмидимму? Улар узун жиллар давамида сениң келип, Исраилға һуҗум қилишиңға Мән рухсәт беридиғинимни ейтатти”.
18 “Мошу күни, Гог Исраил дияриға бесип киргән күни,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва,— Мениң ғәзивим раса қайнайду.”
19 Мән қаттиқ қизғинлиғим отида, нәпрәтлиниш қәһримдә сөзләймән вә мәзкүр күндә Исраил йеридә қаттиқ йәр тәврәш йүз бериду.
20 Алдимда барчә деңиз белиқлири, асман қушлири, дала һайванлири, өмүлигүчи җаниварлар вә йәр йүзидики адәмләр титришип кетиду. Тағлар һәм ғарташлар өрүлүп чүшүп, барлиқ сепиллар гумран болиду”.
21 “Мән барлиқ Мениң тағлиримда Гогқа қарши қилични чақиртимән,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.— Униң әскәрлири бир-биригә қилич көтириду.
22 Мән уни сотлап, униңға ваба кесәлләрни әвәтимән. Көп қан төкүлиду, Мән униңға вә униң ләшкәрлиригә һәм униң билән болған нурғун хәлиқләргә күчлүк ямғур-йешинни, мөлдүр ташлирини, өрт вә гуңгутни төкимән.
23 Шундақ қилип, көплигән хәлиқләрниң көз алдида Мениң Ким екәнлигимни көрситип, улуқлуғимни намайән қилимән. Мән Өз Муқәддәслигимни мәдһийиләймән, шуниң билән улар Мән — Йәһва екәнлигимни билиду!”