Әзәкиял 40:1—49
40 Бизниң сүргүндә болушимизниң жигирмә бәшинчи жили, ушбу жилниң бешида, айниң онинчи күнидә, қутлуқ шәһиримиз елинғининиң он төртинчи жилида, нәқ шу күндә маңа Йәһваниң роһи чүшүп, У мени қандақту-бир шәһәргә апарди.
2 Көрүнүштә Худа мени Исраил йеригә йөткәп, бәк егиз бир тағда қойди. У тағниң җәнуп тәрипидә шәһәргә охшаш бир беналар болатти.
3 У мени шу йәргә әкәлгәндә, мән бир инсанни көрдүм. Униң гәвди мистәк болатти, қолида зиғир жип вә өлчәш тайиғи бар еди һәм у дәрвазилар қешида туратти.
4 У маңа: «Инсан оғли, көзлириңни диққәтчан тут вә қулақлириң билән яхши тиңша вә мән саңа көрситидиған нәрсиләрниң һәммисини жүригиңгә қат. Чүнки мошу үчүн сән мәзкүр җайға кәлтүрүлдиң. Андин Исраилға көргән һәммини ейтип бәргин»,— деди.
5 Мән ибадәтханини қоршиған сепилни көрдүм. У кишиниң қолида өлчәм тайиғиниң узунлиғи 6 җәйнәк еди (һәрбир җәйнәк адәттики җәйнәктин бир алиқанға узунирақ болған). У тамни өлчәп чиқти. Тамниң қелинлиғи 1 таяқ вә егизлиги 1 таяқ болуп чиқти.
6 Андин у шәриқ тәрәпкә чиқидиған дәрвазиларға келип, уларниң пәләмпәйлиридин чиқти. У дәрвазилар босуғисини өлчиведи, униң кәңлиги 1 таяқ вә дәрвазиларниң йәнә бир тәрипидики босуғиниң кәңлиги шундақла 1 таяқ чиқти.
7 Күзәтчиләрниң һәрбир бөлмисиниң узунлиғи 1 таяқ вә кәңлиги 1 таяқ, күзәтчиләрниң бөлмилириниң ариси 5 җәйнәк еди. Ибадәт өйи тәрипидин дәрвазиларда дәһлиз болғанди. Дәһлизниң қешидики босуғиниң өлчими 1 таяқ чиқти.
8 Ушбу киши ибадәтхана тәрипидин җайлашқан дәрвазиларниң дәһлизни өлчиди. Дәһлизниң кәңлиги 1 таяқ чиқти.
9 У дәрвазилар дәһлизини өлчигәндә, униң кәңлиги 8 җәйнәк чиқти. Шуниңдәкла у ян түврүкләрни өлчиди вә уларниң кәңлиги 2 җәйнәктин ибарәт еди.
10 Шәрқий дәрвазиларниң иккила тәрипидә 3тин күзәт ханилири болатти. Барчә 3 хана охшаш көләмдә болуп, ян түврүклири иккила тәрәптин бир көләмлик еди.
11 Андин у дәрвазиларниң киришини өлчиди вә униң кәңлиги 10 җәйнәк, һә, ташқи тәрипидин кириш кәңлиги 13 җәйнәк болуп чиқти.
12 Күзәтчиләр бөлмилириниң алдида дәрвазиларниң иккила тәрипидин кәңлиги 1 җәйнәк өлчимидә қоршалған мәйдан болатти. Иккила тәрәптин орунлашқан күзәт ханилириниң кәңлиги 6 җәйнәк еди.
13 Кейин у дәрвазиларниң өгүздин болған кәңлигини өлчәп чиқти — күзәт ханисиниң арқа темидин башлап, башқисиниң арқа темиғичә вә у 25 җәйнәк болди. Бир бөлмигә кириш йәнә бир бөлминиң киришигә қариму-қарши туратти.
14 Андин у ян түврүкләрни өлчиди вә уларниң егизлиги 60 җәйнәк болди. Шундақла у һойлиниң башқа тәрәплиридә орунлашқан дәрвазиларниң ян түврүклириниму өлчәп чиқти.
15 Дәрвазиларниң киришидин ибадәт өйи тәрипидә җайлашқан дәһлизниң алдиңқи қисмиғичә 50 җәйнәк еди.
16 Дәрвазилар ичидә иккила тәрәптин күзәт бөлмилирини вә уларниң ян түврүклирини йорутуш үчүн тарлинидиған деризиләр болатти. Дәһлизләрниң ичидә һәрбир тәрәптин шуниңдәкла деризиләр болуп, ян түврүклиридә пальма дәрәқлири тәсвирләнгән еди.
17 Униңдин кейин у мени ташқи һойлиға әкәлди һәм мән ашханиларни көрдүм. Һойлиниң өп-чөрисидә таш ятқузулған болуп, шу йәрдә 30 ашхана болған еди.
18 Иккила тәрәптин дәрвазиларға чиқидиған ташлиқ мәйданниң кәңлиги дәрвазиларниң узунлиғиға баравәр еди. Бу мәйдан ички һойлидин төвәнирәк еди.
19 У киши төвәнки дәрвазилардин ичкәрки һойлиға апиридиған дәрвазиларниң арисидики мусапини өлчиди. Бу мусапә шәриқтиму һәм шималдиму 100 җәйнәк болди.
20 Ташқи һойлиниң шималға чиқидиған дәрвазилири бар еди. У уларниң узунлиғи билән кәңлигини өлчиди.
21 Мәзкүр дәрвазиларниң икки тәрипидә 3тин күзәтчиләр ханилири орунлашқанди. Уларниң ян түврүклири һәм дәһлизи көләми бойичә дәсләпки дәрвазилардәк еди. Дәрвазиларниң узунлиғи 50 җәйнәк, кәңлиги 25 җәйнәк еди.
22 Деризилири, дәһлиз һәм пальмиларниң ипадилишиниң өлчәмлири шәрқий дәрвазилардәкла еди. Уларға 7 балдақ апиратти, дәрвазиларниң оттурида дәһлиз болатти.
23 Ички һойлиниң шималдики ташқи дәрвазиларға қариму-қарши турған дәрвазилири болған еди һәм шундақла шәриқтики ташқи дәрвазиларға қариму-қарши турған дәрвазилири бар еди. У адәм дәрвазилардин дәрвазиларғичә болған мусапини өлчиведи, мана у 100 җәйнәкни тәшкил қилди.
24 Андин у мени җәнупқа йетилиди вә мән җәнуп тәрәптә селинған дәрвазиларни көрдүм. У уларниң ян түврүклирини һәм дәһлизни өлчиди — улар өлчәмлири бойичә башқа дәрвазилардәкла чиқти.
25 Дәрвазиларниң тамлирида вә уларниң дәһлизидә башқа дәрвазиларниңкидәк деризиләр болатти. Дәрвазилар узунлиғи 50 җәйнәк вә кәңлиги 25 җәйнәк еди.
26 Уларға 7 пәләмпәй апиратти, дәрвазиларниң оттурида дәһлиз болатти. Ян түврүклиридә һәрбир тәрәптин бирдин пальма дәриғи әкис етилгән еди.
27 Ички һойлиниң җәнупқа қарайдиған дәрвазилири бар еди. У җәнубий тәрәптики дәрвазилардин башқа дәрвазиларғичә мусапини өлчиведи, у 100 җәйнәк чиқти.
28 Униңдин кейин у мени җәнубий дәрвазилар арқилиқ ички һойлиға әкәлди. У уларни өлчигәндә, улар башқа дәрвазилардәк өлчәмләргә егә болди.
29 Күзәтчиләрниң ханилири, ян түврүкләр вә ушбу дәрвазиларниң дәһлизи қалған дәрвазилардәк өлчәмләргә егә еди. Дәрвазиларниң тамлирида вә уларниң дәһлизидә деризиләр болғанди. Дәрвазилар узунлиғи 50 җәйнәк, кәңлиги 25 җәйнәк еди.
30 Ичкәрки һойлиға апиридиған һәммә дәрвазиларниң дәһлизлири барди. Уларниң узунлиғи 25 җәйнәк, кәңлиги 5 җәйнәк болди.
31 Уларниң дәһлизлири ташқи һойлиға чиқип, ян түврүклиридә пальмилар тәсвирләнгән еди. Мошу дәрвазиларға 8 балдақ ачиқатти.
32 У киши мени шәрқий тәрәптин ички һойлиға әкелип, дәрвазиларни өлчиди. Улар башқа дәрвазилардәк шундақла өлчәмләргә егә еди.
33 Күзәтчиләр бөлмилири, ян түврүкләр вә мәзкүр дәрвазиларниң дәһлизи қалған дәрвазиларниң өлчәмлиридәк еди. Ушбу дәрвазиларниң тамлирида вә дәһлизиниң деризилири болди, уларниң узунлиғи 50 җәйнәк, кәңлиги 25 җәйнәктур.
34 Уларниң дәһлизи ташқи һойлиға чиқип, иккила ян түврүклиридә пальмилар әкис әттүрүлгәнди. Мошу дәрвазиларға 8 пәләмпәй апиратти.
35 Андин у мени шималдики дәрвазиларға әкелип, уларни өлчиди. Улар өлчәмлири бойичә қалған дәрвазиларға тәң еди.
36 Күзәтчиләр ханилири, ян түврүкләр вә ушбу дәрвазиларниң дәһлизи қалған дәрвазилардәк еди. Дәрвазилар сепиллиридә деризиләр моҗут болған, уларниң узунлиғи 50 җәйнәк, кәңлиги 25 җәйнәк еди.
37 Икки ян түврүкләр ташқи һойлиниң тәрипидин җайлишип, уларда пальмилар ипадилингән. Дәрвазиларға 8 балдақ ачиқатти.
38 Дәрвазиларниң ян түврүклири қешида өз кириши билән ашхана орунлашқанди. У җайда көйдүрмиләр қурбанлиқлирини жуятти.
39 Дәрвазилар дәһлизиниң һәрбир тәрипидин 2дин үстәлләр туратти. Уларда көйдүрмиләр үчүн җаниварларни, гуна үчүн қурбанлиқларни вә әйип үчүн қурбанлиқларни соятти.
40 Шимал дәрвазилириниң ташқи тәрипидин, уларниң киришидә, үстәлләр туратти. Дәрвазилар дәһлизиниң иккила тәрипидә 2дин үстәл болатти.
41 Дәрвазиларниң һәрқайси тәрипидә 4тин үстәл туратти, уларда җаниварларни соятти — барлиғи болуп, 8 үстәл.
42 Көйдүрмигә сунулидиған мал үчүн 4 үстәл йонулған таштин еди. Улар бир йерим җәйнәк узунлуқта, бир йерим җәйнәк кәңликтә вә бир җәйнәк егизликтә болған еди. Уларниң үстигә көйдүрмиләр һәм қурбанлиқларға союлидиған җаниварлар үчүн пичақларни қоятти.
43 Дәһлизниң ичидә, униң тамлириниң барчә узунлиғида бир алиқан кәңликтә тәкчиләр орунлаштурулған еди. Үстәлләргә қурбанлиқларниң гөшлирини қоятти.
44 Ичкәрки дәрвазилар йенида нахшичи-сазәндиләр үчүн ашханилар болатти. Улар ички һойлида, шималий дәрвазилар қешида җайлишип, уларға кириш җәнуп тәрәптин еди. Йәнә бир ашхана шәрқий дәрвазилар йенида болуп, униңға кириш шимал тәрәптин еди.
45 У киши маңа мундақ деди: «Бу, кириши җәнуп тәрәптин болған, ашхана ибадәтханида хизмәт үчүн мәсъул роһанийлар үчүн бәлгүләнди.
46 Һә, шимал тәрәптин кириши бар ашхана қурбангаһ хизмити үчүн мәсъул роһанийлар үчүн бәлгүләнди. Улар Садокниң әвлатлири — улар Йәһваға йеқинлишиш һәм Униңға хизмәт қилиш үчүн тайинланған ләвийләрдур».
47 Андин у ички һойлини өлчәп чиқти. Униң узунлиғи 100 җәйнәк вә кәңлиги 100 җәйнәк болуп, у төртчаслиқ яки квадрат шәклидә еди. Ибадәтханиниң алдида қурбангаһ туратти.
48 У адәм мени ибадәт өйиниң дәһлизигә әкелип, дәһлизниң ян тирәклирини өлчиди. Һәрбир тирәк қелинлиғида 5 җәйнәк вә кәңлигидә 3 җәйнәк еди. Бир тирәк оң тәрәптин, йәнә бирси сол тәрәптин туратти.
49 Дәһлизниң узунлиғи 20 җәйнәк, кәңлиги 11 җәйнәк болғанди. Униңға балдақлар ярдими билән көтирилишкә болатти. Ян тирәкләр қешида түврүкләр болар болуп, бири бир тәрәптин, йәнә бирси иккинчи тәрәптин еди.