Әзәкиял 42:1—20

42  Андин у киши мени шимал тәрәпкә маңидиған йол билән ташқи һойлиға әкәлди. У ғәриптә орунлашқан бенаниң шималиға, һойлиниң бош өлчүк җайи қешида болған ашханиларға мени йеқинлаштурди.  Әгәр шималда болған кириш тәрәптин өлчисә, ашханиларниң умумий узунлиғи 100 җәйнәкни, кәңлиги 50 җәйнәкни тәшкилләтти.  Улар ички һойлиниң ушбу йәрдә кәңлиги 20 җәйнәк болған вә ташқи һойлиниң таш тизилған мәйданида җайлашқан еди. Ашханилар икки 3 қәвәтлик айванлири бар имарәтләрдә орунлашқан еди. Ушбу имарәтләр бир-биригә қариму-қарши туратти.  Ашханилар арилиғида өлчими бойичә кәңлиги 10 җәйнәк вә узунлиғи 100 җәйнәк болған өткүнчи йол бар еди. Ашханиларға киришләр шималий тәрәптин еди.  Имарәтләрниң жуқарқи қәвәтлиридә болған ашханилар төвәнки һәм оттура қәвәтләрдики ашханилардин тарирақ еди, чүнки айванлар у йәрдә көпирәк орунни алатти.  Ашханилар 3 қәвәттә җайлишатти, лекин уларниң һойлиларда болғандәк түврүклири йоқ еди. Шуңлашқа жуқарқи қәвәттики ашханиларниң мәйдани төвәнки һәм оттура қәвәтләрдики ашханиларниң мәйданидин азирақ еди.  Ташқи һойлиниң тәрипидики ашханиларға ташқиридики ташлиқ там йөлинәтти. У башқа ашханиларға қариму-қарши туруп, униң узунлиғи 50 җәйнәк еди.  Сәвәви, ташқи һойла тәрипидин җайлашқан ашханиларниң умумий узунлиғи 50 җәйнәк болуп, ибадәтханиға йеқинирақ орунлашқан ашханиларниң умумий узунлиғи 100 җәйнәк еди.  Уларға шәрқий тәрәптә болған кириш арқилиқ ташқи һойлидин көтирилишкә болатти. 10  Җәнуп тәрәптиму шундақла ашханилар болди. Улардин шәриқкә һойлиниң ташлиқ теми қаратти. Мәзкүр ашханилар һойлиниң бош өлчүк җайиниң һәм ғәриптә турған бенаниң қешида болғанди. 11  Уларниң арилиғида шимал тәрәптики ашханиларниң өткүлигә охшаш йол барди. Шу ашханилар шундақла узунлуқни һәм кәңликни, шундақла чиқишларға егә болуп, улар мошундақла реҗә бойичә қурулған еди. Уларниң шундақла 12  җәнуп тәрәптә җайлашқан ашханилардәк киришлири болғанди. Өткүлниң башлинишида, шәрқий тәрәптә болған тамда кириш бар еди, униң арқилиқ ашханиларға киргили мүмкин еди. 13  Андин у киши маңа мундақ деди: «Һойлиниң бош өлчүк йериниң қешида җайлашқан шималдики һәм җәнуптики ашханилар — бу Йәһва Худаға йеқинлишалайдиған роһанийлар муқәддәс қурбанлиқларни истимал қилидиған хасийәтлик ашханилардур. Шу җайда улар әң муқәддәс қурбанлиқларни — нан һәдийәлирини, гуна үчүн қурбанлиқларни вә әйип үчүн қурбанлиқларни қойиду, чүнки ушбу җай муқәддәстур. 14  Мошу муқәддәс җайға киргән роһанийлар хизмәт қиливатқанда кийгән кийимини йәшмәй, ташқи һойлиға чиқмиши лазим, чүнки улардики кийим муқәддәсликтур. Хәлиқниң һазирлинишқа рухсәт қилинған җайға чиқиш үчүн, роһанийлар башқа кийимгә кийиниши керәк». 15  У һәрәмниң ичкәрки мәйданини өлчәшни түгәткәндә, мени у йәрдин шәриқкә маңидиған дәрвазилар арқилиқ ачиқти вә пүткүл мәйданни өлчиди. 16  У өлчәш тайиғи билән шәрқий тәрәпни өлчәп чиқти. Униң узунлиғи бир четидин башқа четигичә, әгәр өлчәш тайиғи билән өлчәнсә, 500 таяқтин ибарәт еди. 17  У шималий тәрәпни өлчиведи, әгәр өлчәш тайиғи билән өлчәнсә, униң узунлиғи 500 таяқ чиқти. 18  У җәнуп тәрәпни өлчиди, әгәр өлчәш тайиғи билән өлчәнсә, униң узунлиғи 500 таяқ болди. 19  У киши ғәрбий тәрәпкә келип, уни өлчәш тайиғи билән өлчиди. Униң узунлиғи 500 таяқ болди. 20  У мәйданни һәммә төрт тәрәптин өлчәп чиқти. Муқәддәс йәрни адәттики йәрдин пәриқләш үчүн, униң әтрапида сепил селинған еди. Униң узунлиғи барлиқ тәрипидин 500 таяқни тәшкил қилатти.

Изаһәтләр