Әзәкиял 43:1—27
43 Андин кейин мәзкүр киши мени шәриқкә чиқидиған дәрвазиларға елип маңди.
2 Шу йәрдә мән Исраил Худайиниң шәриқтин келиватқан шан-шөһритини көрдүм. Униң авази көплигән чайқалған суларниң үнидәк аңлинатти вә пүткүл йәр Униң шөһритидин йоруп кәтти.
3 Бу көрүнүш мән бурун көргән көрүнүшкә охшатти, шу чағда У шәһәрни бузушқа кәлгән еди. Ушбу ипадилиниш мән шу вақитта Кевар дәриясиниң бойида көргән нәқ шу тәсвирләр еди. Мән йәргә дүм чүштүм.
4 Йәһваниң шөһрити ибадәтханиға шәриқкә қариған дәрвазилар арқилиқ кирди.
5 Андин роһ мени көтирип, ички һойлиға йөткиди һәм, мана, Йәһваниң шан-шөһрити пүткүл һәрәмни толтурди.
6 Мән маңа бирсиниң ибадәтханидин мураҗиәт қилғинини аңлидим вә бир киши маңа йеқинлишип, йенимда турди.
7 У маңа мундақ деди: «Инсан оғли, мәзкүр җай Мениң тәхтимниң орни һәм аяқлиримниң орни, ушбу җайда Мән Исраил оғуллири арисида мәңгү яшаймән. Йә исраиллиқлар, йә уларниң падишалири башқа Мениң муқәддәс исмимни вапасизлиғи вә өлүк шаһ бутлири билән әнди булғимайду.
8 Улар өз босуғисини Мениң босуғам йенида вә ишик янлирини Мениң ишик янлирим қешида қоятти вә пәқәт бир тамла бизни айрип туратти. Шундақ қилип, улар Мениң қутлуқ исмимни жиркиничлик ишлири билән напаклаштурди, шуңа Мән уларни ғәзивимдә һалак қилдим.
9 Улар роһий әхлақсизлиғини Мениңдин нери қилип, шаһ-бутлириниң мәйитлирини Мәндин еливәтсун! Шу вақиттила Мән уларниң арисида әбәдий яшаймән.
10 Сән, инсан оғли, Исраил өйигә ушбу ибадәтханини ипадиләп бәргин. Улар өз беқанунлиғидин иза тартсун һәм униң реҗисини яхшилап тәтқиқ қилсун.
11 Әгәр улар қилған нәрсилиридин иза тартса, уларға һәрәмниң тәсвир-реҗисини, униң қисимлириниң орунлинишини, кирип-чиқишлирини көрситип бәргин. Уларға униң сизилишлирини көрситип, тохтамлири билән қаидилири һәққидә ейтип бәргин. Буниң барлиғини уларниң көзичә йезиқ түридә баян қил, улар барлиқ сизилишларни көргәндин кейин униң тохтамлирини орунлисун.
12 Мана, ибадәтхана һәққидики қанун: тағниң төписидики пүткүл мәйдан — бу улуқ муқәддәслик. Демәк, һәрәм тоғрилиқ қанун мошундақтур.
13 Мана, қурбангаһниң җәйнәкләрдики өлчими (һәрбир җәйнәк адәттики җәйнәктин 1 алиқан узунирақ). Униң һулиниң егизлиги 1 җәйнәк, һули һәммә тәрәптин униң үстидә болған кейинки қаттин 1 җәйнәк кәңирәк. Һулниң пүткүл чәтлири бойичә гирвиги бар, униң кәңлиги 1 ғерич. Бу болса, қурбангаһниң һулидур.
14 Едәндә селинған һулниң төпидә қурбангаһниң төвәнки қети туратти. Униң егизлиги — 2 җәйнәк вә у һәммә тәрәптин жуқарқи қаттин 1 җәйнәккә кәң. Жуқарқи қатниң егизлиги — 4 җәйнәк вә у һәммә тәрәптин униң үстидә җайлашқан очақтин 1 җәйнәк кәң.
15 Қурбангаһ очиғиниң егизлиги — 4 җәйнәктур вә ушбу очақтин жуқуриға қурбангаһниң 4 мүңгүзи чиқатти.
16 Очақ квадрат шәклидә болуп, униң узунлиғи — 12 җәйнәк һәм кәңлиги — 12 җәйнәк.
17 Жуқарқи қатниң һәрқайси тәрипиниң узунлиғи — 14 җәйнәк вә униң барлиқ чети бойичә гирвәк бойлап, униң кәңлиги йерим җәйнәк болатти. Қурбангаһниң һули барлиқ тәрәптин 1 җәйнәк чикип, көрүнәтти.
Қурбангаһниң балдақлири шәрқий тәрәптә болған еди».
18 У маңа йәнә мундақ деди: «Инсан оғли, Әң Алий Һөкүмран Йәһва мону сөзләрни қилмақта: “Қурбангаһ ясилип болғандин кейин, униңда көйдүрмиләрни әкелишкә ярамлиқ болғанда һәм уни қан билән сепишқа лайиқ болғанда, мана, мону көрсәтмиләрни орунлашқа тегиш”.
19 “Роһанийлар-ләвийләргә, Садокниң әвладидин Маңа хизмәт қилиш үчүн йеқинлишиватқанларға, гуна үчүн қурбанлиққа падидин яш буқини бәргин,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.—
20 Униң қенидин елип, 4 мүңгүзгә, жуқарқи қатниң 4 булуңиға һәм униң гирвигигә, қурбангаһни гунадин тазилаш үчүн вә униң төлимини атқуруш үчүн, қанни сүркә.
21 Андин мәзкүр яш буқини, гуна үчүн қурбанлиқни, уни муқәддәс җайдин ташқирида, һәрәмниң бәлгүләнгән җайида көйдүрүветиш үчүн ал.
22 Иккинчи күни гуна үчүн қурбанлиққа нуқсани йоқ текини елип кәл вә қурбангаһни гунадин авал яш буқиниң қени билән тазилиғандәк, шундақла тазилисун”.
23 “Сән қурбангаһни гунадин тазилап болғандин кейин, қурбанлиққа яш буқини вә падидин қойни әкәл. Улар нуқсансиз болуши лазим.
24 Уларни Йәһва йүзи алдида тәғдим қил. Роһанийлар уларға туз сепип, Йәһваға көйдүрмигә тәғдим қилсун.
25 Һәр күни 7 күн давамида гуна үчүн қурбанлиққа текини әкәл, шундақла падидин яш буқини һәм яш қойни. Барлиғи нуқсансиз болуши керәк.
26 Қурбангаһниң төлими 7 күн атқурулуши лазим, уни пакландуруп, қурбанлиқларни тәғдим қилишқа тәйярлаш шәрт.
27 Андин кейин, сәккизинчи күндин башлап һәм кейинму роһанийлар ушбу қурбангаһта силәрниң көйдүрмилириңларни һәм течлиқ қурбанлиқлириңларни суниду. Һәм Мән силәргә рази болумән”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва».