Әзәкиял 44:1—31
44 У киши мени яңливаштин ибадәтханиниң шәриқкә чиқидиған ташқи дәрвазилириға елип кәлди. Улар йепиқлиқ еди.
2 Андин Йәһва маңа: «Ушбу дәрвазилар йепиқлиқ қелиши керәк. Уларни һечким ачмиши лазим вә бирму инсан улардин кирмәйду, чүнки улардин Исраилниң Худайи Йәһва кирди. Шуңа улар йепиқлиқ қелиши шәрт.
3 Бирақ уларниң йенида Йәһваниң алдида нан-туз йейиши үчүн, бәг олтириду, сәвәви, у хәлиқниң бәгидур. У мошу дәрвазиларға дәһлиз дәрвазилири тәрипидин кириду вә униңдин шундақла чиқиду»,— деди.
4 Униңдин кейин у мени шималий дәрвазилар арқилиқ һәрәмниң киришигә елип кәлди һәм мән Йәһваниң ибадәтханиси Йәһваниң шан-шөһритигә толғинини көрдүм. Шу чағда мән үзүмгә жикилдим.
5 Шу чағда Йәһва маңа мундақ деди: «Инсан оғли, диққәтчан бол, яхши қара, аңла һәм Мән саңа Йәһва ибадәтханисиниң тохтамлири һәм қаидилири тоғрилиқ ейтип беримән. Нәзәриңни ибадәтханиниң киришигә һәм чиқишиға әстаидил ағдурғин.
6 Исиянкар исраиллиқларға мундақ сөзләрни ейт: “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Исраиллиқлар, силәр өз сәскиничлик ишлириңларға чоңқур петип кәттиңлар!
7 Силәр Мениң өйүмгә чәтәлликләрни, жүриги һарам һәм хәтниләнмигән кишиләрни әкирип, маканимни булғаватисиләр. Силәр Маңа Мениң неним — яғ билән қанни әкелип, лекин жиркиничлик қилиқларни қилип, Мениң билән болған келишимни бузуватисиләр.
8 Силәр Мениң үчүн муқәддәс болған нәрсиләр тоғрилиқ ғәмхорлуқ қилмай, башқиларни, улар силәрниң вәзипилириңларни ибадәтханамда орунлиши үчүн, тайинлаватисиләр”.
9 “Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Исраилда истиқамәт қилидиған бирму чәтәлликкә, әгәр у хәтниләнмигән вә униң жүриги напак болса, Мениң ибадәтханамға киришкә рухсәт йоқ!”
10 “Исраил өзиниң поқтәк бутлириға хизмәт қилип, Мени ташлиған вақтида Мәндин жирақлашқан ләвийләр өз гунайиниң ақиветини тартиду.
11 Җазани елип болғандин кейин, улар ибадәтханамда хизмәтчилирим болуп, һәрәмниң дәрвазилири үчүн мәсъулийәтлик қилип, маканимда ибадәт қилиду. Улар кишиләргә уларниң көйдүрмилирини һәм қурбанлиқлирини сунуши үчүн, маллирини сойиду, шундақ қилип, адәмләргә хизмәт қилиду.
12 Улар өтмүштә хәлиқ жиркиничлик бутлириға ибадәт қилғанда, хәлиқкә хизмәт қилған еди, шуниң билән улар Исраилни гунаға иштирип, униң үчүн путликашаң теши болғанди. Шуңа Мән қолумни көтирип, уларниң өз әйиви үчүн баһа төлишини қәсәм қилғандим,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.—
13 Уларға Мениң роһанийлирим сүпитидә хизмәт қилишқа рухсәт болмайду һәм улар Мениң һечқандақ муқәддәсликлиримгә вә бүйүк муқәддәсликлиримгә йеқинлашмайду. Амма улар өзлириниң яман ишлири үчүн өзидә шәрмәндилик тартиду.
14 Бирақ Мән уларға һәрәмдики һәрхил вәзипиләрни орунлашни тапшуримән вә улар Мениң өйүмгә нисбәтән хизмәтләр тоғрилиқ ғәмхорлуқ қилидиған болиду”.
15 “Роһанийлар-ләвийләр, Садокниң оғуллири болса, улар Исраил оғуллири Мени қалдурған вақтида ибадәтханамда түр-түрлүк мәсъулийәтләрни орунлап, маканимниң күзитидә дайим болғанлиғи үчүн,— улар хизмәт атқуруш үчүн Маңа йеқинлишип, алдимда қурбанлиққа яғ билән қанни тәғдим қилиду,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.—
16 Нәқ шулар ибадәтханамға кирип, Маңа хизмәттә болуш үчүн қурбангаһ-үстилимгә йеқинлишиду. Улар чоқум өз вәзипилирини йүзүм алдида бәҗириду.
17 Улар ичкәрки һойлиниң дәрвазилириға киргәндә, зиғир кийимгә кийиниши шәрт. Уларда ички һойлиниң дәрвазилирида яки һойлиниң ичидә хизмәт қилғанда, жуңдин һечнәрсә болмиши керәк.
18 Башлирида зиғир рәхттин сәллиләр вә йотилирида калтә зиғир иштанлар болуши лазим. Улар тәрлитидиған матиларға кийинмәслиги тәләп қилиниду.
19 Хәлиқ бар ташқи һойлиға чиқиштин авал, улар өзлиридин хизмәт қилған кийимини йешип, уни муқәддәс ашханиларда қоюши керәк. Андин улар кийими арқилиқ муқәддәслик хәлиқкә берилмәслиги үчүн, башқа кийимни кийип, униңға чиқиду.
20 Роһанийлар бешини қирип чүшәрмиши керәк вә уларға узун чач қоюшму болмайду. Улар бешидики чачлирини ясап туруши керәк.
21 Роһанийларға ички һойлиға киргәндә, шарап ичишкә болмайду.
22 Уларға хотунлуққа тул аялни яки аҗрашқанни елишқа рухсәт йоқ, бәлки улар Исраил оғуллириниң иппәтлик қизлириға яки өлүп кәткән роһанийниң тул аялиға өйләнсә болиду”.
23 “Роһанийлар Мениң хәлқимни муқәддәс нәрсиләрни адәттики нәрсиләрдин айришни үгитиши лазим. Улар хәлиқкә пак вә напак арисида пәриқ немидә екәнлигини чүшәндүрүши керәк.
24 Улар сот ишлирини жүргүзгәндә, Мениң қанун-қаидилиримгә мувапиқ һөкүмләрни чиқириши шәрт. Улар барлиқ Мениң қанунлиримни һәм низамлиримни һәммәйлән байрамлирим һәққидә әмәлгә ашуруп, Мениң шәнбилиримни муқәддәсләрчә һөрмәтлиши лазим.
25 Роһанийлар напак болмиши үчүн, өлгән кишигә йеқинлашмаслиғи керәк. Амма уларға атиси, аниси, оғли, қизи, ака-иниси вә турмушлуқ болмиған һәдә-сиңлиси үчүн напаклинишқа рухсәт.
26 Роһаний тазиланғандин кейин, униңға йәнә 7 күн күтүш керәк.
27 Шу күни у муқәддәс җайға, хизмәт атқуруш үчүн ичкәрки һойлиға киргәндә, у өзи үчүн гуна түпәйлидин қурбанлиқ тәғдим қилиши тәләп қилиниду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.
28 “Мана, уларниң қандақ мираси болиду: Мән — уларниң мирасидур. Уларға Исраилда һечқандақ егилик бәрмәңлар, чүнки Мән Өзәм уларниң егилигидур.
29 Роһанийлар нан һәдийәлирини, гуна үчүн қурбанлиқларни һәм әйип үчүн қурбанлиқларни йәйду. Исраилда Худаға беғишланған һәммә нәрсә уларға мәнсүп болиду.
30 Дәсләпки мевиләрдин әң яхшилири вә силәрниң барчә қурбанлиқлириңлардин әң есили — бу һәммәйлән роһанийларға тәәллуқтур. Шуниңдәкла жирик тартилған тунҗа унни роһанийларға бериңлар. Шу чағда өй-маканлириңлар бәрикәтлиниду.
31 Роһанийлар өлгән яки жиртилған һечбир һайванниң вә қушларниң гөшини истимал қилмиши керәк”.