Әзәкиял 45:1—25

45  “Силәр мирасқа алған йәрни бөлүшкә башлиғанда, Йәһва Худаға һәдийәгә муқәддәс өлчүк йәрни бериңлар. Униң узунлиғи 25 000 җәйнәк, кәңлиги 10 000 болуши лазим. Ушбу йәрни Униңға беғишлаңлар, бу — муқәддәс өлчүк җай болиду.  Униңда муқәддәс орун үчүн төртчаслиқ яки квадрат шәклидә узунлиғи 500 вә кәңлиги 500 җәйнәк өлчүк йәрни бөлүңлар. Униң һәрбир тәрипидин кәңлиги 50 җәйнәклик отлақлар болиду.  Бу йәрдә узунлиғи 25 000 җәйнәк һәм кәңлиги 10 000 җәйнәк өлчүк йәрни өлчигин. Униңда улуқ муқәддәслик — муқәддәс җай орунлишиду.  Мәзкүр муқәддәс җай роһанийларға, ибадәтханиниң хизмәткарлириға, мәнсүп болиду. Улар Йәһваға хизмәт атқуруш үчүн йеқинлишиватқанлар, ушбу йәр уларниң өйлириниң вә ибадәтханиниң хасийәтлик орни болуп, хизмәт қилиду.  Һәрәмниң хизмәтчилири — ләвийләр үчүн узунлиғи 25 000 җәйнәк вә кәңлиги 10 000 җәйнәк миқдарида йәр бөлүниду вә уларға 20 ашхана тәәллуқ болиду.  Шәһәргә егиләш үчүн, узунлиғи 25 000 җәйнәк (униң узунлиғи муқәддәс һәдийәниң узунлиғиға мувапиқ) вә 5 000 җәйнәк кәңликтә йәр бөлүңлар. У пүткүл Исраилға мәнсүптур.  Шәһәргә чиқирилған йәрниң һәм муқәддәс һәдийәниң иккила тәрипидә бәг үчүн йәр берилиду. Мәзкүр йәр муқәддәс һәдийәгә һәм шәһәрниң йеригә шәрқий вә ғәрбий чегарисидин қошулиду. Униң узунлиғи ғәриптин шәриқкичә қәбилиләргә мәнсүп хошна йәрләрниң узунлиғиға маслаштурулиду.  Ушбу йәр Исраилдики бәгниң мираси болиду. Мениң бәглирим Мениң хәлқим билән башқа начар муамилә қилмайду вә улар исраиллиқларға қәбилилири бойичә йәрни тарқитип бериду”.  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Һәй, Исраил бәглири, силәр интайин жираққа өттүңлар!” “Зораванлиқни қилишни вә башқиларни езишни тохтитиңлар, адил һәм һәққаний иш тутуңлар! Хәлқимниң йерини тартивелишни тохтитиңлар,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.— 10  Силәрдә тоғра таразилар, дурус ефа вә мувапиқ бат болсун. 11  Ефа билән бат өзгәрмәй қелиши керәк. Бат — бу хомерниң онинчи қисми, ефа — бу хомерниң онинчи қисмидур. Уларниң көләми хомер арқилиқ бәлгүлиниду. 12  Шекәлдә 20 гера бар. 20 шекәл, 25 шекәл һәм 15 шекәл силәрдә 1 минани тәшкил қилиду”. 13  “Мана, қандақ һәдийәләрни силәр әкелишиңлар лазим: буғдайниң һәрбир хомеридин ефаниң алтинчи қисмини вә арпиниң һәрбир хомеридин ефаниң алтинчи қисмини. 14  Силәр әкелидиған зәйтун мейиниң көләми батларда өлчиниду. Бат — бу корниң онинчи қисми. 10 бат 1 хомерни тәшкилләйду, чүнки хомерда 10 бат бар. 15  Шундақла һәдийәгә Исраил падилиридин қойларни әкелиш лазим, һәрбир 200 қойдин 1 қой. Барлиқ ушбу һәдийәләр нан тәғдимлири, көйдүрмиләр вә течлиқ қурбанлиқлар үчүн хәлиқниң төлимини атқурушта пайдилиниду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва. 16  “Пүткүл хәлиқ мәзкүр һәдийәләрни Исраилниң бәгигә әкелиду. 17  Бәг болса, Исраил үчүн бәлгүләнгән мәйрәмләрниң давамида, шәнбиликләр, йеңи айлар башлиниши вақитлирида әкелинидиған көйдүрмиләр, нан һәм шарап тәғдимлири үчүн җавап бериду. У гуна үчүн қурбанлиқларни, нан һәдийәлирини, көйдүрмиләр вә течлиқ қурбанлиқлирини Исраил өйиниң төләминиң атқурулишида тәминләйду”. 18  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Дәсләпки айниң биринчи күнидә падидин нуқсансиз яш буқини елип, ибадәтханини гунадин тазила. 19  Роһаний гуна үчүн әкәлгән малниң қенини елип, уни һәрәмниң ишигиниң янлириға, қурбангаһниң жуқарқи қетиниң төрт булуңиға вә ичкәрки һойла дәрвазилириниң ишик янлириға сүркисун. 20  Шундақла һәрикәтләрни йәттинчи күни хаталиқ яки билмигәнликтин гуна өткүзгән һәрқандақ киши үчүн қил. Шундақларчә силәр ибадәтханини гунадин тазилайсиләр. 21  Дәсләпки айниң 14-күни силәр Өтүп кетиш яки Песах байримини нишанлайсиләр. Йәттә күн бойи петир нанни йәңлар. 22  Шу күни бәг гуна үчүн яш буқини қурбанлиққа — өзи үчүн һәм пүткүл хәлиқ үчүн тәғдим қилиду. 23  Йәһваға көйдүрмигә у нуқсани йоқ 7 яш буқини вә 7 қойни мәйрәмниң һәрбир 7 күнидә суниду. Шундақла у һәр күнигә гуна үчүн қурбанлиққа текини әкелиду. 24  Униңдин ташқири, нан һәдийәси сүпитидә у һәрбир яш буқа үчүн бир ефа данни вә һәрбир қой үчүн бир ефа данни қошуп бериду. Шуниңдәкла һәрбир ефаға қошуп бир гиндин зәйтүн мейини тәминлиши шәрт. 25  Шуларға охшашла әшундақ озуқларни у йәттинчи айниң 15- күнидин башлап, тәвсийә қилиши һаҗәт. Байрам вақтида, йәттә күн давамида, бәг гуна үчүн қурбанлиқларға, көйдүрмиләргә, нан һәдийәлиригә һаҗәтлик нәрсиләрни һәм шуниңдәкла зәйтун мейини тәминлиши керәк”».

Изаһәтләр